12
Техиму көп зиянкәшликләр
Шу чағларда, Һерод падиша җамаәттикиләрдин бәзилиригә зиянкәшлик қилмақчи болуп уларға қол салди. У Юһаннаниң акиси Яқупни қиличлап өлтүрди. Өзиниң бу қилған ишиниң Йәһудийларға яққанлиғини көрүп, у Петрусниму тутқун қилдуруди (шу чағда «петир нан һейти» мәзгили еди). Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, төрт ләшкәр бир гуруппа қилинған төрт қараввул топиға тапшурди. Пасха һейттин кейин, Һерод уни халайиқ алдида сорақ қилмақчи еди.   Шуңа Петрус зинданда тутуп қелинди. Лекин җамаәт Худаға җан-дил билән униң үчүн дуа қилишивататти.
 
Петрусниң зиндандин қутқузулуши
Әнди Һерод уни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси, Петрус икки зәнҗир билән бағлақлиқ пети, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти; ишикниң сиртидиму бир нәччә қаравул зинданни күзәт қиливататти. Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп:
— Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти. Пәриштә униңға:
— Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у:
— Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди.
Петрус униңға әгишип камердин чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти. 10 Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти.
11 Шу чағда, Петрус есигә келип, өз-өзигә: «Дәрвәқә әнди Рәб Өз пәриштисини әвәтип, мени Һеродниң қолидин вә Йәһудий хәлқиниң күткәнлириниң һәммисидин қутқузупту, дәп билдим» — деди.
12 Һәқиқий әһвални чүшинип йәткәндә, у Маркус дәпму атилидиған Юһаннаниң аниси Мәрйәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип дуа-тилавәт қиливататти. 13 У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти. 14 У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә:
— Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15 Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар:
— У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.
16 Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти. 17 Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у:
— Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.  
18 Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти. 19 Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди.
 
Һерод Агриппа ханниң өлүми
20 Әслидә Һерод хан билән Тур вә Зидондикиләр арисида қаттиқ җедәл бар еди. Һалбуки, Тур вә Зидондикиләр бирлишип, Һеродниң алдиға кәлди. Униң билән яришивелиш үчүн улар алди билән ханниң Биластус исимлиқ шәхсий ғоҗидарини өзлиригә яр-йөләк болушқа қайил қилған еди. Чүнки бу жуттикиләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алатти.
21 Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һерод шаһанә тонлирини кийип, сорақ тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди. 22 Аңлиған хәлиқ:
— Бу адәмниң авази әмәс, бәлки бир илаһниң авазидур! — дәп вақирашти.
23 Шуан Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси ханни урди; чүнки у шан-шәрәпни Худаға беғишлимиди.
Нәтиҗидә, у қурутқа йәм болуп өлди. 24 Амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди.    25 Барнабас билән Саул Йерусалимда сәдиқилирини тапшуруш хизмитини ада қилғандин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Маркус дәпму атилидиған Юһаннани биллә елип барди.
 
 
12:1 «Һерод падиша» — бу Һерод «Һерод Агриппа (И)» еди. Һеродлар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. 12:2 Мат. 4:21. 12:4 «Пасха һейт» — йәни «өтүп кетиш һейти». 12:4 Юһ. 21:18. 12:7 Рос. 5:19; 16:26. 12:15 «У униң пәриштиси болса керәк» — улар «өлгән Петрусниң роһи» яки «Петрусни алаһидә қоғдайдиған бир пәриштә» дәп ойлап қалған болуши мүмкин. 12:17 «Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар» — «Яқуп» мошу йәрдә Рәб Әйсаниң иниси болған Яқупни көрситиду. 12:17 Рос. 13:16; 19:33; 21:40. 12:21 «Һерод... уларға нутуқ сөзлиди» — яки «Һерод... уларни әйипләп нунуқ сөзлиди». Грек тилида «нутуқ сөзләш» дегән бу сөзниң бәзидә «әйипләш» дегән пуриғи бар. 12:24 «амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди» — демәк, униңға етиқат қилғучиларниң сани көпәймәктә еди. 12:24 Йәш. 55:11; Рос. 6:7.