Амос
1
Амос пәйғәмбәрниң бешарәтлири
1 Уззия Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, йәр тәврәштин икки жил илгири, Тәкоадики чарвичилар арисидики Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири: —
2 У: «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду,
Йерусалимдин авазини қоюветиду;
Падичиларниң отлақлири матәм тутиду,
Кармәл чоққиси ғазаңлишиду» — деди.
Худаниң Исраилға хошна қовмлар үстидин һөкүми •••• Сурийә һәққидә
3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Дәмәшқниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди;
4 Шундақла Һазаәлниң өйигә бир от әвәтимән,
У Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
5 Дәмәшқ дәрвазисидики төмүр балдақни сундуриветимән,
Авән җилғисида турғучини, Бәйт-Едәндә шаһанә һасисини тутқучини үзүп ташлаймән;
Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Филистийә һәққидә
6 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Газа шәһириниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти.
7 Һәм Мән Газаниң сепилиға от әвәтимән,
У униң ордилирини жутувалиду;
8 Мән Ашдодта турғучини, Ашкелонда шаһанә һасини тутқучини үзүп ташлаймән,
Әкрон шәһиригә қарши қол көтиримән;
Филистийләрниң қалдуғи йоқилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Тур шәһири һәққидә
9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Турниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти,
Шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди.
10 Һәм Мән Турниң сепилиға от әвәтимән,
От униң ордилирини жутувалиду.
Едом һәққидә
11 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Едомниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки у барлиқ рәһим-шәпқәтни ташливетип,
Қилич билән өз қериндишини қоғлиған;
У йирилғидәк ғәзәптә болуп,
Дәрғәзиптә болған һалитини һемишә сақлайду;
12 Һәм Мән Теман шәһиригә от әвәтимән,
От Бозраһниң ордилирини жутувалиду».
Аммонийлар һәққидә
13 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Аммонниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти.
14 Һәм Мән Раббаһниң сепилиға от яқимән,
Җәң күнидә қия-чиялар ичидә,
Қара қуюнниң күнидә қаттиқ боран ичидә,
От униң ордилирини жутувалиду;
15 Һәм уларниң падишаси әсиргә чүшиду,
— У әмирлири билән биллә әсиргә чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар.