3
«Жуқиридики ишларға интилип издиниңлар»
Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду. Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар; чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду. Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.  
Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;   чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.   Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр.
Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар. Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр, 10 вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта;    11 униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.  
12 Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар;    13 бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар. 14 Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар.    15 Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар.
16 Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар; 17 вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар.
 
Аилидикиләргә болған җекиләшләр
18 Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар; 19 силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар.
20 Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур.
21 Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду.
22 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.  
23 Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар; 24 чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. 25  Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур.
 
 
3:1 Әф. 1:20. 3:3 Рим. 6:2; 8:24; 2Кор. 5:7. 3:4 «амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. 3:4 Фил. 3:21; 1Юһа. 3:2. 3:5 «йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...» — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур. 3:5 Рим. 7:5, 23; Әф. 4:22; 5:3, 5; 1Тес. 4:5. 3:6 «чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду» — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң). 3:6 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15. 3:7 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Тит. 3:3. 3:8 Әф. 4:22; Ибр. 12:1; Яқ. 1:21; 1Пет. 2:1. 3:9 Әф. 4:25. 3:10 «вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта» — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду. 3:10 Яр. 1:26; 5:1; 9:6; Рим. 6:4; 1Кор. 11:7. 3:11 «униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур» — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур» — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди. 3:11 1Кор. 7:21,22; 12:13; Гал. 3:28; 5:6; 6:15. 3:12 «Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң. 3:12 Әф. 4:32; 6:11; 1Тес. 1:4. 3:13 Мат. 6:14; Мар. 11:25; Әф. 4:32. 3:14 «... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар» — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар». 3:14 Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 4:3; 5:2; Кол. 2:2; 1Тес. 4:9; 1Юһа. 3:23; 4:21. 3:15 «Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 3:16 «... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң). 3:17 Әф. 5:20; 1Тес. 5:18. 3:18 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1. 3:19 Әф. 5:25. 3:20 Әф. 6:1. 3:22 «силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар» — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду. 3:22 Әф. 6:5; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.