13
1 Әгәр араңлардин пәйғәмбәр яки чүш көргүчи чиқип, силәргә мәлум бир мөҗизилик аламәт яки карамәтни көрситип берәй десә
2 вә у силәргә алдин-ала дегән мөҗизилик аламәт яки карамәт әмәлгә ашурулса, амма шуниң билән мунасивәтлик «башқа илаһларға (йәни силәр тонумиған илаһларға) әгишәйли» вә «уларниң қуллуғида болайли» десә,
3 шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчиниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрниң уни, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән сөйидиған-сөймәйдиғиниңларни билиш үчүн синаватқан болиду.
4 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға әгишип меңишиңлар керәк; силәр Униңдин қорқуңлар, әмирлирини тутуңлар, Униң авазиға қулақ селиңлар; силәр Униң хизмитидә болуп Униңға бағлиниңлар.
5 Шу пәйғәмбәр яки чүш көргүчи болса өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк; чүнки у силәрни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған, йәни «қуллуқ макани»дин һөрлүк бәдили төләп қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилишни қутратти, шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар сени меңишқа әмир қилған йолдин езиқтурушқа урунди; силәр мошундақ рәзилликни араңлардин йоқитишиңлар керәк.
Аилиниң ичидә пәйда болған сахта пәйғәмбәрләр
6-7 Қериндишиң, мәйли анаңниң оғли яки өз оғлуң яки қизиң, җан-җигириң болған аялиң яки җан достуң астиртин сени аздурмақчи болуп: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғиға кирәйли» десә, йәни өзүң яки ата-бовилириң һеч тонумайдиған, әтрапиңдики әлләрниң илаһлири болсун, йеқин болсун, жирақ болсун, һәтта йәр йүзиниң бу четида яки у четида болсун, шуларниң қуллуғиға кирәйли десә,
8 ундақта сән униңға қошулма яки униңға қулақ салма; сән уни һеч айима, униңға рәһим қилма вә униң гунайини һеч йошурма;
9 қандақла болмисун, уни өлтүргин; уни өлтүрүшкә тунҗа қол салғучи сән бол, андин барлиқ хәлиқниң қоллири әгишип шундақ қилсун.
10 У сени Мисир зиминидин, «қуллуқ макани»дин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигар Худайиңни ташлашқа езиқтурмақчи болди, шуңа сән уни өлтүрүшүң, чалма-кесәк қилишиң керәк;
11 Шуниң билән пүткүл Исраил аңлайду, қорқиду, шуниңдин кейин йәнә шундақ рәзил ишни араңларда қилмайду.
Мәлум жуттикиләр топлишип қилған бутпәрәсликниң җазаси
12-13 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиң олтирақлишишқа саңа тәқдим қилған мәлум бир шәһәрдә: «Аримиздин бәзи рәзил адәмләр чиқип: «Барайли, башқа илаһларниң қуллуғида болайли» дәп силәр һеч тонумайдиған илаһларға әгишишкә өз шәһиридикиләрни езиқтурди» дегән хәвәрни аңлисаң,
14 шу һаман тәкшүрүп сүрүштә қил; раст болса, дәрвәқә бу жиркиничлик иш араңларда йүз бәргәнлиги испатланған болса,
15 ундақда сән шу шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрүп, бу шәһәрни вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни, җүмлидин мал-варанлирини тәлтөкүс һалак қиливәт.
16 Униңдики барлиқ олҗини оттуридики чоң мәйданға жиғип, шу шәһәрни барлиқ олҗиси билән қошуп Пәрвәрдигар Худайиңға аталған көйдүрмә қурбанлиқтәк от билән көйдүрүвәт; у мәңгүгә харабилик болиду — қайтидин қурулмаслиғи керәк.
17 Тәлтөкүс һалакәткә бекитилгән һеч бир нәрсә қолуңға чаплашмисун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ғәзивидин йенип саңа рәһим көрситиду; У саңа ичини ағритип, ата-бовилириңға қәсәм қилғандәк сени көпәйтиду.
18 Сән мән бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң барлиқ әмирлирини тутуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилиш үчүн авазиға қулақ салсаң, һалиң шундақ яхши болиду.