3
Башанниң падишаси Огниң мәғлуп қилиниши
Андин биз бурулуп, Башанға баридиған йол билән чиқип маңдуқ; Башанниң падишаси Ог вә барлиқ хәлқи бизгә қарши җәң қилишқа Әдрәйгә чиқти. Пәрвәрдигар маңа: «Униңдин қорқмиғин; чүнки Мән уни, униң хәлқи вә зиминини қолуңға тапшурдум; Һәшбонда турған Аморийларниң падишаси Сиһонни немә қилған болса, униму шундақ қилисән» — деди.
Пәрвәрдигар Худайимиз дәрвәқә Башанниң падишаси Огни вә барлиқ хәлқини қолимизға тапшурди; биз униңға һуҗум қилип улардин һеч кимни қалдурмай қирдуқ. Шу вақитта биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилдуқ; биз униң шәһәрлиридин егилимигән бирисиму қалмиди. Булар Башандики Огниң падишалиғи, йәни пүткүл Аргоб райони болуп, җәмий атмиш шәһәр еди. Бу шәһәрләрниң һәммиси егиз сепиллар вә балдақлиқ қовуқлири билән мустәһкәм қилинған еди; уларға қарашлиқ йеза-кәнтләр интайин көп еди. Биз уларни Һәшбонниң падишаси Сиһонни қилғинимиздәк тәлтөкүс йоқаттуқ — Барлиқ шәһәрләр, әрләр, аял-балиларни қоймай һәммисини тәлтөкүс йоқаттуқ. Биз пәқәт өзлиримиз үчүн барлиқ чарва-малларни вә шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
Шу чағда биз Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә турушлуқ Аморийларниң икки падишасиниң қолидин зиминини, йәни Арнон дәриясидин Һәрмон теғиғичә болған зиминини тартивалдуқ (Һәрмон теғини Зидонийлар «Сирион», Аморийлар «Сенир» дәп атайду); 10 Биз йәнә түзләңликтики барлиқ шәһәрләр, пүткүл Гилеад вә Башан падишаси огниң падишалиғидики Саликаһ вә Әдрәй шәһәрлиригичә, Башанниң барлиқ зиминини егилидуқ 11 (шу чағда гигантларниң қалдуғидин пәқәт Башанниң падишаси Ог қалған еди; униң каривити төмүрдин ясалған еди; мана, у Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә сақлиниватмамду? Униң узунлуғи тоққуз гәз, кәңлиги төрт гәз. «Гәз» — адәттики адәмниң җәйниги өлчәм қилинған).
12 Биз шу чағда егилигән зимин мундақ: — Арнон дәрияси йенидики Ароәр шәһиридин тартип, Гилеад тағлиғиниң йеримини вә униңдики шәһәрләрни Рубән вә Гад қәбилисидикиләргә тәқдим қилдим; 13 Гилеадниң қалған зимини вә Ог падишаниң зимини болған пүткүл Башанни мән Манассәһниң йерим қәбилисигә тәқдим қилдим (пүткүл Аргоб райони, йәни пүткүл Башан «гигантларниң зимини» дейилиду. 14 Манассәһниң оғли Яир пүткүл Аргоб районини, йәни Башанни Гәшурийлар вә Маакатийларниң чегарисиғичә егилигән вә уни өз исми билән «Һаввот-Яир» дәп атиған. Бүгүнгә қәдәр у шундақ аталмақта). 15 Гилеадни болса мән Макирға тәқдим қилдим. 16 Рубәндикиләр вә Гадтикиләргә мән Гилеадтин Арнон дәриясиғичә (вадиниң оттуриси чегара еди), шундақла Аммонийларниң чегараси болған Яббок дәриясиғичә болған зиминни тәқдим қилдим; 17 йәнә Писгаһ тағлиғи астида ятқан Арабаһ түзләңлиги (тағлиқ түзләңликниң шәрқий тәрипидә) вә Иордан дәриясиниң Киннәрәт көлидин тартип Туз деңизғичә болған қисмини уларға чегара қилип бәрдим.
 
Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики икки йерим қәбилигә болған көрсәтмиләр
18 Мән шу чағда силәргә: —
Пәрвәрдигар Худайиңлар өзүңларниң тәәллуқатиңлар болсун дәп егилишиңлар үчүн бу зиминни силәргә ата қилған; араңлардики җәңчиләр җәңгә тәйярлинип қуралланған һалда қериндашлириңлар болған Исраилларниң алдида дәриядин өтүңлар; 19 Пәқәт бала-җақилириңлар вә мал-чарвилириңлар (мал-чарвилириңларниң көплигини билимән) мән силәргә тәқсим қилған шәһәрләрдә қалсун; 20 Пәрвәрдигар қериндашлириңларға силәрниң арам алғиниңлардәк арам бәргичә, улар Пәрвәрдигар Худайиңлар Иордан дәриясиниң у тәрипидә уларға тәқдим қилған зиминни егилигичә улар билән биргә җәң қилиңлар; андин силәр һәр бириңлар мән силәргә тәқсим қилған өз тәәллуқатиңларға қайтисиләр» — дәп тапилиғанмән.
21 Шу чағдиму мән Йәшуаға: «Сән Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу икки падишаға қилғанлириниң һәммисини өз көзүң билән көрдүң; Пәрвәрдигар сән баридиған йәрдики падишалиқларниму шуниңға охшаш қилиду. 22 Силәр улардин қорқмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар өзи силәр үчүн җәң қилиду» — дәп тапилиғанмән.
23 Шу чағда мән Пәрвәрдигардин өтүнүп: —
24 «И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз қулуңға Өз улуқлуғуң вә күчлүк қолуңни аян қилишқа кириштиң; чүнки мәйли асманларда яки зиминда болсун Сениң қилғанлириңға вә күч-қудритиңгә тәң кәлгидәк шундақ илаһ барму? 25 Сәндин өтүнүмәнки, мени Иордан дәриясидин өтүп, шу йәрдики яхши зиминни — Шу яхши тағлиқни вә Ливанни көрүшкә несип қилғайсән», — дедим.
26 Лекин Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлар түпәйлидин маңа ғәзәплинип илтиҗайимға қулақ салмиди, бәлки маңа: «Болди, бәс! Бу ишни алдимда иккинчи тилға алғучи болма.    27 Сән Писгаһниң чоққисиға чиқип бешиңни көтирип, өз көзүң билән мәғрибкә, шималға, җәнупқа вә мәшриққә тикилип қара; чүнки сән мошу Иордан дәриясидин өтмәйсән. 28 Йәшуаға вәзипини тапилиғин, уни риғбәтләндүрүп жүрәклик қил; чүнки у бу хәлиқниң алдидин өтүп сән көридиған шу зиминға уларни егә қилғузиду» — деди.
29 Шуниң билән биз Бәйт-Пеорниң удулидики вадида туруп қалдуқ.
 
 
3:1 Чөл. 21:33; Қан. 29:6 3:2 Чөл. 21:34 3:6 «тәлтөкүс йоқитиш» — мошу сөз Худаниң буйруши билән мәлум бир әл, шәһәр яки һәртүрлүк нәрсини толуқ йоқитишни билдүриду. 3:8 «Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә» — ибраний тилида «Иордан дәриясиниң бу тәрипидә» 3:11 «гигантларниң қалдуқлиридин» — ибраний тилида «Рәфайийларниң қалдуқлиридин». «униң каривити» — яки «униң мейит сандуғи». «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду, йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр) еди. Мошу йәрдә «гәз» «гигантлар»ниң җәйниги билән әмәс, «адәттики адәм»ниң җәйниги билән һесаплиниду. 3:12 Чөл. 32:33 3:13 «гигантларниң зимини» — яки «Рәфайийларниң зимини». 3:14 «Һаввот-Яир» — йәни «Яирниң йеза-кәнтлири». Яир Манассәһниң әвлади. 3:17 «Киннәрәт көли» — «Киннәрәт көли» кейин «Галилийә деңизи», «Тибериус деңизи» дәпму аталған. «Киннәрәт»ниң мәнаси «чилтар» — көлниң шәкли чилтарсимандур. «Туз деңизи» — йәни «Өлүк Деңиз». 3:18 Чөл. 32:20 3:21 Чөл. 27:18 3:24 1Сам. 2:2; Зәб. 88:8, 9, 10 3:26 «...Пәрвәрдигар ... сәвәвиңлар ... маңа ғәзәплинип илтиҗайимға қулақ салмиди» — «Чөл.» 20:1-13ни көрүң. 3:26 Қан. 1:37; 31:2; 34:4