6
Худаниң әһдисиниң җәвһири — Униң әмирлиригә әмәл қилишниң бәхит-бәрикити
1 «Мана, булар Пәрвәрдигар маңа силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда турғиниңларда уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә үгитишни тапилиған әмирләр, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур: —
2 (шуниң билән силәр, йәни сән өзүң, оғлуң вә нәврәң барлиқ тирик күнлириңларда Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, мән силәргә тапилаватқан униң барлиқ бәлгүлимә вә әмирлирини тутисиләр, шундақла узун күнләрни көрисиләр.
3 Сән, и Исраил, уларни аңлап әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шуниң билән ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә дегинидәк, сүт билән һәсәл еқип туридиған мунбәт зиминда туруп, һалиңлар яхши болиду вә саниңлар интайин көпийиду): —
4 — Аңлаңлар, әй Исраил: — Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур;
5 сән Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң билән, пүтүн җениң билән вә пүтүн күчүң билән сөйгин.
6 Мән саңа бүгүн тапилиған бу сөзләр қәлбиңдә болсун;
7 Сән уларни балилириңға сиңдүрүп үгәт, мәйли өйдә олтарғанда, йолда маңғанда, орнуңда ятқанда вә орнуңдин туруватқанда һәр вақит улар тоғрилиқ сөзлигин;
8 уларни қолуңға әсләтмә-бәлгү қилип теңивал, пешанәңгә қашқидәк символ қилип орнитивал;
9 Сән уларни өйүңдики кешәклириңгә вә дәрвазилириңға пүткүзгин.
10 Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени қәсәм қилип ата-бовилириңға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зиминни саңа ата қилиш үчүн сени униңға башлиғанда, — өзүң қурмиған улуқ вә есил шәһәрләргә,
11 өзүң бисатлиқ қилмиған аллиқачан есил бисатлиқ қилинған өйләргә, өзүң колимиған, аллиқачан коланған қудуқларға, өзүң тикмигән үзүмзарлар вә зәйтунзарларға муйәссәр қилинишиң билән сән йәп тоюнғандин кейин,
12 — әйни чағда сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигарни унтуштин һези бол.
13 Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин, ибадитидә болғин вә қәсәм қилсаң униң нами биләнла қәсәм ичкин.
14 Силәр башқа илаһлар, йәни әтрапиңдики әлләрниң илаһлирини қәтъий издимәңлар;
15 Чүнки араңларда туруватқан Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридур. Әгәр шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңниң ғәзиви саңа қозғилип, У сени йәр йүзидин йоқатмай қалмайду.
16 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни Массаһта синиғандәк Уни синимаңлар.
17 Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлирини, силәргә тапилиған гува-һөкүмлири вә бәлгүмилирини көңүл қоюп тутуңлар.
18 Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә дурус вә яхши болғанни қилиңлар; шундақ қилғанда һалиңлар яхши болиду вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға беришкә қәсәм қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр,
19 шундақла Пәрвәрдигар вәдә қилғандәк барлиқ дүшмәнлириңларни алдиңлардин һайдап чиқириветисиләр.
Кейинки дәвирләрни әслитиш
20 Кәлгүсидә оғлуң сәндин: — «Пәрвәрдигар Худайимиз силәргә тапилиған агаһ-гува, бәлгүлимә һәм һөкүмләр немә?» дәп сориса,
21 сән оғлуңға мундақ дәйсән: «Биз әслидә Мисирда Пирәвнниң қуллири екәнмиз; бирақ Пәрвәрдигар бизни Мисирдин күчлүк бир қол билән чиқарған.
22 Пәрвәрдигар көз алдимизда улуқ һәм дәһшәтлик мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип, Пирәвнниң үстигә һәм униң барлиқ аилисидикиләрниң үстигә чүшүрди;
23 У ата-бовилиримизға қәсәм ичип вәдә қилған зиминни бизгә ата қилип, униңға бизни башлап киришкә шу йәрдин йетәкләп чиқарған.
24 Пәрвәрдигар бизгә бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутушни, Пәрвәрдигар Худайимиздин қорқушни тапилиған; У һалимизниң дайим яхши болуши вә бизниң бүгүнкидәк тирик сақланғандәк, Униң панаһида болушимиз үчүн шундақ тапилиғандур;
25 вә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида у бизгә тапилиғандәк бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәк бу биз үчүн һәққанийлиқ болиду».