8
Пәрвәрдигарниң тәминатлирини әсләш
Мән силәргә бүгүн тапилиған бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шундақ қилғанда силәр һаят болисиләр, көпийисиләр вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип вәдә қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр. Пәрвәрдигар Худайиң сени төвән қилип, көңлүңдә немә барлиғини, униң әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғиңни биләй дәп сени синаш үчүн бу қириқ жил чөл-баяванда йетәклигән йолни әслигин. Дәрвәқә у сени төвән қилип, сени ач қоюп, сән әслидә билмәйдиған, шундақла ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған; У саңа инсан пәқәт йемәклик биләнла әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң ағзидин чиққан барлиқ сөзлири биләнму яшайдиғанлиғини билдүрүш үчүн шундақ қилди.    Бу қириқ жилда кийим-кечигиң кониримиди, путуң ишшип кәтмиди. Сән шуни билип қойғинки, адәм өз оғлини тәрбийилигәндәк, Пәрвәрдигар Худайиң сени тәрбийиләйду; Шуңа сән Униң йоллирида меңип вә Униңдин қорқуп, Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутқин. Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени яхши бир зиминға — ериқ-еқинлири, булақлири вә җилға-дөңләрдә урғуп чиқидиған улуқ сулири бар бир зиминға — буғдай вә арпа, үзүм таллири, әнҗир дәрәқлири вә анарлири бар бир зиминға, зәйтун дәрәқлири вә һәсәл бар бир зиминға, — сән һеч немидин кәмлик тартмай озуқлуқ йәйдиған бир зиминға — ташлири төмүр, тағлиридин мис колайдиған бир зиминға йетәкләп кириду; 10 сән шу йәрдә йәп тоюнисән вә Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған шу яхши зимин үчүн униңға тәшәккүр-мәдһийә ейтисән.
11 Мән саңа бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлирини тутмаслиқтин, Уни унтуп қелиштин һези бол; 12 болмиса, сән йәп тоюнғандин кейин, есил өйләрни қуруп уларда олтирақлашқандин кейин, 13 кала-қой падилириң көпийип, алтун-күмүчүң, шундақла сениң барлиғиң көпәйгәндин кейин, 14 көңлүң мәғрурлинип сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқирип қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңни унтуйсән; 15 (У сени бепаян вә дәһшәтлик чөл-баявандин, йәни зәһәрлик иланлар вә чаянлар қаплап кәткән, сусирап қағҗирап кәткән бир чөл-баявандин йетәкләп чиққан, шу йәрдә саңа чақмақ тешидин су чиқирип бәргән,    16 сени өзини төвән тутсун дәп синап, саңа ахир раһәт-бәрикәт көрситиш үчүн чөл-баяванда ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған) 17 — әгәр уни унтусаң, көңлүңдә: «Өз күчүм, өз қолумниң қудрити мени мошу дөләткә ериштүргән» дейишиң мүмкин. 18 Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзи сени дөләткә ериштүргүчи қудрәтни бәргүчи екәнлигини әсләп, Уни есиңдә тут; шуниң билән у ата-бовилириңға қәсәм қилип вәдә қилған әһдини бүгүнки күндикидәк мәһкәм қилиду. 19 Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңни қачаники унтусаң, башқа илаһларға әгәшсәң, уларниң қуллуғида болуп уларға баш урсаң, мән силәргә бүгүн шу агаһни берәйки, шундақ болидуки, силәр тәлтөкүс һалак болисиләр. 20 Пәрвәрдигар көз алдиңларда йоқитиватқан әлләрдәк силәрму йоқитилисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмиғансиләр.
 
 
8:3 «манна» — бу иш тоғрилиқ «Мис.» 16-бапни көрүң. «... Худайиңниң ағзидин чиққан барлиқ сөзлири» — ибраний тилида «...Худайиңниң ағзидин барлиқ чиққанлири». Оқурмәнләрниң есидә барки, Адәм ата әслидә «Худаниң нәпәси» билән һаятқа еришти. 8:3 Мис. 16:14,15; Мат. 4:4; Луқа 4:4 8:4 Қан. 29:6; Нәһ. 9:21 8:5 «Сән шуни билип қойғинки...» — ибраний тилида «Сән қәлбиңдә шуни билгинки...» 8:10 Қан. 6:11,12 8:15 «зәһәрлик иланлар...» — ибраний тилида «отлуқ иланлар». 8:15 Мис. 17:6; Чөл. 20:11; Зәб. 77:15-16; 113:8 8:16 Мис. 16:14,15