5
Ағзиңни йениклик билән ачма; көңлүң Худа алдида бир немини ейтишқа алдирмисун; чүнки Худа әршләрдә, сән йәр йүзидидурсән; шуңа сөзлириң аз болсун. Чүнки иш көп болса чүшму көп болғандәк, гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду.
Худаға қәсәм ичсәң, уни ада қилишни кечиктүрмә; чүнки У ахмақлардин һозур алмайду; шуңа қәсимиңни ада қилғин. Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур. Ағзиң тениңни гунаниң ихтияриға қоювәтмисун; пәриштә алдида: «Хата сөзләп салдим» демә; немишкә Худа гепиңдин ғәзәплинип қоллириң ясиғанни һалак қилиду? Чүнки чүш көп болса бимәниликму көп болиду; гәп көп болсиму охшаштур; шуңа, Худадин қорққин!
 
Нәпәси яман мәнсәпдарлар
Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур. Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.
 
Пул
Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур. 10 Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
11 Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас.
 
Байлиқларға бағлиқ йәнә бир бимәнилик
12 Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур; 13 шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, оғлиниң қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду. 14 У аписиниң қосиғидин ялаңач чиқип, кәткәндиму ялаңач пети кетиду; у өзиниң җапалиқ әмгигидин қолиға алғидәк һеч немини епкәтәлмәйду. 15 Мана буму еғир әләмлик иш; чүнки у қандақ кәлгән болса, йәнә шундақ кетиду; әнди униң шамалға еришиш үчүн әмгәк қилғининиң немә пайдиси? 16 Униң барлиқ күнлиридә йәп-ичкини қараңғулуқта болуп, ғәшлиги, кесәллиги вә хапилиғи көп болиду.
 
Әмгәкниң мевисидин һозур елиш
17 Мана неминиң ярамлиқ вә гөзәл екәнлигини көрдум — у болсиму, инсанниң Худа униңға тәқдим қилған өмриниң һәр бир күнлиридә йейиш, ичиш вә қуяш астидики барлиқ меһнитидин һозур елиштур; чүнки бу униң несивисидур. 18 Худа һәр бирсини байлиқларға, мал-дунияға егә болушқа, шуниңдәк улардин йейишкә, өз рисқини қобул қилишқа, өз әмгигидин һозур елишқа муйәссәр қилған болса — мана булар Худаниң соғитидур. 19 Чүнки у өмридики тез өтидиған күнлири үстидә көп ойланмайду; чүнки Худа уни көңлиниң шатлиғи билән бәнд қилиду.
 
 
5:2 «... гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду» — бу сөзләрдә көздә тутулғини бәлким ахмақларниң беһудә қәсәм ичидиғанлиғи болуши мүмкин. 5:3 Чөл. 30:3; Қан. 23:20 5:4 Қан. 23:20, 21 5:5 «пәриштә алдида» — қайси пәриштә? «Пәрвәрдигарниң пәриштиси» болуши керәк. Ибраний тилида «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр бир сөз биләнла ипадилиниду. Каһин һәм пәриштә Худаниң «әлчи»сидур («Мал.» 2:7ни көрүң). 5:6 Пәнд. 10:19 5:7 «Сән намратларниң езилгәнлигини ... көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма;» — Сулайман падиша өзи адил падиша болғини билән, униң төвәндики қатламму-қатлам йәрлик мәнсәпдарларниң чириклишишини тизгинлийәлиши чәкликтур. 5:8 «Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду» — ибраний тилида бу айәтни чүшиниш тәс. Бизниңчә Сулайман адәмниң диққитини һөкүмәтниң чириклишип кәткәнлигигә әмәс, бәлки әң муһимиға, йәни Худаниң яхшилиғи (тупрақтики зираәтләр арқилиқ болған яхшилиғи)ға қаратмақчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ умумән қилип ейтқанда, өзи териқчилиқ қилидиған падиша зиминға пайдилиқтур». Бу тәрҗиминиң мәнаси: «Зиминни башқуридиған бириси болса (болупму падиша өзи териқчилиқни чүшәнсә), бу бәрибир һөкүмәтсизликтин, қалаймиқанчилиқтин, һакимийәтсизликтин яхши» дегәндәк. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрниму учритиши мүмкин. 5:11 «...бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас» — «байниң тоқлуғи» бәлким икки бислиқ сөз болуп: (1) униң байлиғидин әнсирәшлири; (2) зиядә көп тамақ йәп, һәзим болмаслиғини көрситиши мүмкин. 5:14 Зәб. 48:18-21 5:17 Топ. 2:10, 24; 3:12, 22; 9:7; 11:9