7
Йәнә бир қанчә һекмәт вә пакитлар — пакитларға йүзлиниш керәк!
1 Яхши нам-аброй қиммәтлик тутиядин әвзәл; адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур.
2 Матәм тутуш өйигә бериш зияпәт-той өйигә бериштин әвзәл; чүнки әшу йәрдә инсанниң ақивити аян қилиниду; тирик болғанлар буни көңлигә пүкүши керәк.
3 Ғәшлик күлкидин әвзәлдур; чүнки чирайниң пәришанлиғи билән қәлб яхшилиниду.
4 Дана кишиниң қәлби матәм тутуш өйидә, бирақ ахмақниң қәлби тамашиниң өйидидур.
5 Ахмақларниң нахшисини аңлиғандин көрә, дана кишиниң тәнбиһини аңлиғин;
6 Чүнки ахмақниң күлкиси қазан астидики янтақларниң параслишидәк, халас; буму бимәниликтур.
Инсанниң қолидин келидиғини чәкликтур
7 Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду,
Пара болса қәлбни һалак қилиду.
8 Ишниң айиғи бешидин әвзәл;
Сәвир-тақәтлик роһ тәкәббур роһтин әвзәлдур.
9 Роһуңда хапа болушқа алдирима;
Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10 «Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
Даналиқниң әвзәллиги
11 Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур.
12 Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13 Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?
14 Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
«Қуяш астидики» даналиқ
15 Мән буниң һәммисини бемәна күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм.
16 Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма; сән өз-өзүңни алақзадә қилмақчимусән?
17 Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма; өз әҗилиң тошмай туруп өлмәкчимусән?
18 Шуңа, бу агаһни чиң тут, шуниңдин у агаһниму қолуңдин бәрмигиниң яхши; чүнки Худадин қорқидиған киши һәр иккиси билән утуқлуқ болиду.
Адәмләр гунакар болғачқа, даналиқ наһайити зөрүрдур
19 Даналиқ дана кишини бир шәһәрни башқуридиған он һөкүмрандин зиядә күчлүк қилиду.
20 Бәрһәқ, йәр йүзидә дайим меһриванлиқ жүргүзидиған, гуна садир қилмайдиған һәққаний адәм йоқтур.
21 Йәнә, хәқләрниң һәммила гәп-сөзлиригә анчә диққәт қилип кәтмә; болмиса, өз хизмәткариңниң саңа ләнәт оқуғанлиғини аңлап қелишиң мүмкин.
22 Чүнки көңлүңдә, өзүңниңму шуниңға охшаш башқиларға көп қетим ләнәт қилғанлиғиңни убдан билисән.
Инсанниң даналиқиниң чәкликлиги
23 Буларниң һәммисини даналиқ билән синап бақтим; мән: «Дана болимән» десәмму, амма у мәндин жирақ еди.
24 Барлиқ йүз бәргән ишлар болса әқлимиздин жирақ, шуниңдәк интайин сирлиқтур; ким уни издәп билип йетәлисун?
25 Мән чин көңлүмдин даналиқ вә әқлий билимни билишкә, сүрүштүрүшкә вә издәшкә, шундақла рәзилликниң ахмақлиғини, ахмақлиқниң тәлвилик екәнлигини билип йетишкә зеһнимни жиғдим.
26 Шуниң билән көңли тор вә қилтақ, қоллири асарәт болған аялниң өлүмдин аччиқ екәнлигини байқидим; Худани хурсән қилидиған киши униңдин өзини қачуриду, бирақ гунакар адәм униңға тутулуп қалиду.
27 Бу байқиғанлиримға қара, — дәйду һекмәт топлиғучи — пакитларни бир-биригә бағлап селиштуруп, әқил издидим;
28 мениң қәлбим уни йәнила издимәктә, бирақ техи тапалмидим! — Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим.
29 Мана көргин, мениң байқиғанлирим пәқәт мошу бирла — Худа адәмни әсли дурус яратқан; бирақ адәмләр болса нурғунлиған һейлә-микирләрни издәйду.