21
«Қилич» һәққидә
1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, йүзүңни Йерусалимға қаритип, «муқәддәс җайлар»ни әйипләп, Исраил зиминини әйипләп бешарәт берип,
3 Йәни Исраил зиминиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа қаршидурмән; қиличимни ғилаптин суғуруп, сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлаймән.
4 Мән сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлимақчи болғиним үчүн, қиличим барлиқ әт егилири, йәни җәнуптин шималғичә болған һәммәйлән билән қаршилишишға ғилаптин чиқиду;
5 шуниң билән барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қиличимни ғилаптин суғурғанлиғимни тонуп йетиду; қилич ғилапқа қайтидин йенип кирмәйду.
6 Әнди уһ тартқин, и инсан оғли; ич-бағриң ечишқидәк дәрд-әләм билән уларниң көз алдида уһ-зар қил.
7 Вә шундақ болидуки, улар сәндин: «Немишкә уһ тартисән?» дәп сориғанда, сән уларға: «Болған шум хәвәр түпәйлидин! Мана, у келиду! Барлиқ жүрәкләр ерип, барлиқ қоллар бошап кетиду, барлиқ роһлар зәиплишип, барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду; мана у келиватиду! У йетип кәлди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин.
8 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
9 И инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бир қилич, бир қилич, бисланған, пақиритилған!
10 У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, уни ялтирашқа пақиратқан; Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ аддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?
11 У қилични пақиритилишқа, қол билән тутушқа бекиткән;
Қилич биләнгән, пақиритилған,
Қәтл қилғучиниң қолиға тутқузушқа тәйярланғандур!
12 Налә-пәряд көтирип пиған чәккин, и инсан оғли,
Чүнки қилич Мениң хәлқимгә қарши чиққан;
У Исраилниң барлиқ шаһзадилиригә қарши чиққан;
Улар Өз хәлқим билән тәң қиличқа тапшурулған;
Шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!
13 Чүнки синақ кәлди; әнди бу «шаһанә һаса » башқа яғачларни кәмситкини билән, у бәрибир түгишиду әмәсму?! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
14 — Әнди сән, и инсан оғли, бешарәт бәргин, чавак чалғин! Қилич икки қетим, үч қетим уруп қирсун! У қирғучи қилич, уларни һәр тәрәптин қоршивалған зор қәтл қилғучи қиличтур!
15 Уларниң жүрәклирини ерисун дәп, улардин нурғунлири путлишип кәтсун дәп, Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған;
16 и қилич, оң тәрәпкә өткүр бол! Сол тәрәпкә бурулуп чап! Бисиңни қәйәргә қаратқан болса шу йәргә чап!
17 Мәнки Пәрвәрдигар Өз қолум билән чавак чалимән, Өз қәһримни төкүп пиғандин чиқимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
Худаниң Бабилниң падишасини Йерусалимға һуҗум қилишқа қаритип қойидиғанлиғи
18 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
19 Сән и инсан оғли, Бабил падишасиниң қиличиниң меңишиға тәйярланған икки йолни бекитип қойғин; иккилиси бир зиминдин чиқидиған болсун; Йерусалим шәһиригә маңидиған йолниң бешида бир йол бәлгүсини тикләп қойғин;
20 йәни қиличниң йетип келиши үчүн Аммонийларниң Раббаһ шәһиригә бир йол һәмдә Йәһудаға, йәни истиһками мәстәһкәм Йерусалим шәһиригә йәнә бир йолни бекитип қойғин;
21 чүнки Бабилниң падишаси һәдә йолда, йәни икки йолниң бешида пал ачқузиду; у оқларни силкийду, «көчмә мәбудлар»дин сорайду, җигәрни тәкшүриду.
22 Әнди сепилни бөскүчи базғанларни тикләшни, қан төкүшкә пәрман қилишни, җәң елан қилип товлашни, дәрвазиларға урулғучи базғанларни тикләшни, сепилға чиқидиған дөңлүкләрни ясашни, потәйләрни қурушни, Йерусалимни муһасиригә елишни көрситидиған пал униң оң қолиға чүшиду;
23 гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, улар ичкән қәсәмләр түпәйлидин, Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду.
24 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәрниң асийлиғиңлар ашкарилинип, барлиқ қилмишлириңларда гуналириңлар көрүнгәчкә, қәбиһлигиңларни әскә кәлтүргиниңлар түпәйлидин — йәни өзүңлар паш қилинип әскә елинғиниңлар түпәйлидин, силәр қолға елинисиләр.
25 Әнди сән, и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси, қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!
26 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сәллини униңдин еливәт, таҗни еливәт; ишлар өз петида туривәрмәйду; пәс турғанни егиз қил, егиз турғанни пәс қил;
27 униң тәхтини өрүвәт, өрүвәт, өрүвәт! Униң һоқуқиниң Егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни Униңға тәқдим қилимән.
Аммон хәлқи тоғрилиқ бешарәт
28 Әнди и инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар Аммонийлар вә уларниң мазақлири тоғрисида мундақ дәйду: «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — дегин!
29 Чүнки палчилар сән қилич тоғруңда қуруқ аламәт көрүнүшләрни көрүп, сән үчүн ялғандин бир пал салиду; рәзилләрниң көридиған күни кәлгәндә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, булар сени шу қирилған рәзилләрниң боюнлири үстигә қошуп ятқузиду!
30 Бу қилични өз ғилапиға қайтуруп сал!
Мән сениң үстүңгә өзүң яритилған җайда, йәни сән төрүлгән җайда һөкүм чиқирип җазалаймән.
31 Шуниң билән Мән үстүңгә қәһримни төкүп яғдуруп,
Ғәзивимниң оти қилип пүвләймән;
Мән сени қатиллиққа маһир явуз адәмләрниң қолиға тапшуруп беримән;
32 Сән отқа йеқилғу болисән;
Сениң қениң өз зиминиңдә төкүлиду;
Сән қайтидин әсләнмәйсән;
Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилған.