28
Турниң падишасини әйипләйдиған бир бешарәт
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, турниң шаһзадисигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң өзүңни чоң тутуп: «Мән бир илаһтурмән;
Мән Худаниң тәхтигә, йәни деңиз-океанларниң бағрида олтиримән», дегәнсән;
(Бирақ сән инсан, Худа әмәссән!)
Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап қалдиң.
3 Мана, сән Даниялдин данасән;
Һеч қандақ сир сәндин йошурун әмәс;
4 Даналиғиң вә әқлиң билән сән байлиқларға егә болдуң,
Алтун-күмүчни ғәзнилириңгә топлап қойдуң;
5 Тиҗарәттә болған зор даналиғиң билән байлиқлириңни авуттуң;
Байлиқлириң түпәйлидин өзүңни чоң туттуң: —
6 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Сән өз көңлүңни Худаниң көңли дәп ойлап кәткәнлигиңдин,
7 Әнди мана, Мән ят адәмләр,
Йәни әлләрниң дәһшитини үстүңгә епкелимән;
Улар даналиғиңниң парлақлиғини йоқитишқа қиличлирини суғуруп,
Шан-шәривиңни булғайду;
8 Улар сени һаңға чүшүриду;
Шуниң билән сән деңиз-океанларниң қойнида өлтүрүлгәнләрниң өлүмидә өлисән.
9 Әнди сени өлтүргүчиниң алдида: «Мән Худа» — дәмсән?
Бирақ сән өзүңни санҗип өлтүридиғанниң қоли астида Тәңри әмәс, инсан болуп чиқисән.
10 Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән;
Чүнки Мән шундақ сөз қилған», — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Турниң падишаси тоғрилиқ бир мәрсийә
11 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
12 И инсан оғли, Турниң падишаси тоғрилиқ авазиңни көтирип бу мәрсийәни ағзиңға елип униңға мундақ дегин: —
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сән, камаләтниң җәвһири болған,
Даналиққа толған, гөзәлликтә камаләткә йәткән едиң;
13 Сән Ерәм бағчиси, йәни Худаниң бағчисида болғансән;
Һәр бир қиммәтлик ташлар, йәни қизил яқут, сериқ гөһәр вә алмас, берил яқут, ақ һеқиқ, анарташ, көк яқут, зумрәт вә көк қашташ саңа йөгәк болған;
Яқут көзлириң вә нәққашлириң алтун ичигә ясалған;
Сән яритилған күнүңдә улар тәйярланған еди.
14 Сән болсаң мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән,
Чүнки Мән сени шундақ бекиткән едим;
Сән Худаниң муқәддәс теғида болғансән;
Сән отлуқ ташлар арисида жүрәттиң;
15 Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң.
16 Қилған содилириңниң көп болғанлиғидин сән зорлуқ-зумбулуқ билән толуп, гуна садир қилған;
Шуңа Мән сени Худаниң теғидин һарам нәрсә дәп ташливәткәнмән;
Мән сени, и муһапизәтчи керуб, отлуқ ташлар арисидин һайдап йоқатқанмән;
17 Сениң көңлүң гөзәллигиң билән тәкәббурлишип кәтти;
Парлақлиғиң түпәйлидин сән даналиғиңни булғиғансән;
Мән сени йәргә ташливәттим;
Падишаһлар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида ятқуздум.
18 Сениң қәбиһликлириңниң көплүги түпәйлидин,
Қилған содаңниң адилсизлиғи түпәйлидин,
Өз муқәддәс җайлириңни булғиғансән;
Мән өзүңдин бир отни чиқардим,
У сени көйдүрүп йәвәтти;
Шуниң билән саңа қарап турғанларниң һәммисиниң көз алдида,
Мән сени йәрдә қалған күлләргә айландурувәттим.
19 Сени тонуғанларниң һәммиси саңа қарап сарасимидә қалиду;
Сән өзүң бир вәһшәт болуп қалдиң, әнди қайтидин болмайсән».
Зидонни әйипләйдиған бир бешарәт
20 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
21 И инсан оғли, йүзүңни Зидонға қаритип уни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мана, Мән саңа қарши, и Зидон;
Өзүм араңда улуқлинимән;
Мән униң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда,
Өзүмни униңда пак-муқәддәс екәнлимни көрсәткинимдә,
Улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
23 Мән уларға вабани әвитип, рәстә-кочилирида қан аққузимән;
Униңға қарши чиққан қиличниң һәр әтрапида болғанлиғидин оттурисида өлтүрүлгәнләр жиқилиду;
Шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду;
24 Улар йәнә Исраил җәмәтини көзгә илмиған әтрапидикиләр арисида,
Исраил үчүн адәмни санҗиғучи җиған яки дәрд-әләмлик тикән болмайду;
Шуниң билән улар Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
25 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән улар тарқитилған әлләр арисидин Исраил җәмәтини қайтидин жиққинимда, уларда әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткинимдә, әнди улар Мән Өз қулум болған Яқупқа тәқдим қилған, өзиниң зиминида олтириду;
26 улар униңда теч-аманлиқ ичидә яшап, өйләрни селип үзүмзарларни тикиду; Мән уларни көзгә илмайдиған әтрапидикиләрниң һәммисиниң үстигә һөкүм чиқирип җазалиқинимда, улар теч-аманлиқ ичидә туриду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар, уларниң Худаси екәнлигимни билип йетиду».