9
Хәлиқниң ят әлләргә әгишип садақәтсизлиқ қилиши — Әзраниң Исраилниң гуналирини тонуп дуа қилиши
Бу ишлар пүткәндин кейин әмирләр мениң билән көрүшкили йенимға келип: — Исраиллар, каһинлар вә Лавийлар өзлирини мошу зиминлардики таипиләрдин, йәни уларниң жиркиничлик адәтлиридин айрип турмиди, — демәк, улар Ⱪананийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Йәбусийлар, Аммонийлар, Моабийлар, Мисирлиқлар вә Аморийларға әгишип маңди. Чүнки улар бу ят таипиләрдин өзлиригә вә оғуллириға хотун елип берип, Худаға хас муқәддәс нәсилни мошу зиминлардики таипиләр билән арилаштурувәтти; униң үстигә, әмирләр билән әмәлдарлар бу садақәтсизликниң башламчилиридур, — дейишти.
Мән бу ишни аңлапла көйнәк билән тонумни житип, чач-сақаллиримни жулуп ғәм-қайғуға чүшүп олтирип кәттим. Вә Исраилниң Худасиниң сөзлиридин қорқуп титригәнләрниң һәр бири сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги түпәйлидин йенимға кәлди. Мән таки кәчлик қурбанлиқ сунулғичә ғәм-қайғуға чөмүп олтардим.
Кәчлик қурбанлиқ вақтида мән өзүмни төвән қилған һаләттин туруп, көйнәк вә тонум житиқ һалда Худайим Пәрвәрдигарға йүзлинип тизлинип олтирип, қоллиримни йейип, дуа қилип: — «Аһ Худайим, шәрмәндиликтә йүзүмни саңа қаритиштин иза тартмақтимән, и Худайим; чүнки қәбиһликлиримиз толилиғидин башлиримиздин ашти, асийлиқ-итаәтсизлигимиз асманларға тақашти. Ата-бовилиримизниң күнлиридин тартип бүгүнгә қәдәр зор итаәтсизликтә жүрүп кәлдуқ, шуңа қәбиһликлиримиз түпәйлидин биз, бизниң падишалиримиз вә каһинлиримиз худди бүгүнки күндикидәк һәр қайси жутлардики падишаларниң қолиға чүшүп, қиличқа, сүргүнлүккә, булаң-талаңға, номусқа тапшурулдуқ.
Әнди һазир азғинә вақит Худайимиз көзлиримизни нурландуруп, қуллуғимизда бизгә азғина арам берилсун дәп, қечип қутулған бир қалдини сақлап қелип, бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип, бизгә Худайимиз Пәрвәрдигардин илтипат көрситилди. Чүнки биз һазир қуллармиз; һалбуки, Худайимиз мошу қуллуғимизда йәнила бизни ташливәтмәй, бәлки Парс падишалириниң алдида рәһимгә ериштүрүп, Худайимизниң өйини селип, харабиләшкән җайлирини яңливаштин оңлашқа бизни роһландурди, шундақла бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди. 10-11 И Худа, биз бу илтипатлар алдида йәнә немә дейәләймиз? Чүнки биз йәнила Сениң мөмин бәндилириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ тапилған әмирлириңни ташливәттуқ; Сән улар арқилиқ: «Силәр кирип мирас қилип егиләйдиған зимин болса, шу зиминдики таипиләрниң ипласлиғи билән булғанған бир зимин; чүнки улар түрлүк напаклиқларни қилип, жиркинчлик адәтлири билән бу зиминни бу чәттин у четиғичә толдурувәтти. 12 Шуңа силәр қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәңлар, оғуллириңларға уларниң қизлирини елип бәрмәңлар; силәр күчийип, зиминниң назу-немәтлиридин йейишкә, зиминни әбәдил-әбәт әвлатлириңларға мирас қилип қалдуруш үчүн мәңгү уларниң аман-течлиғи яки мәнпәитини һәргиз издимәңлар» — дегән едиң. 13 Бизниң рәзил қилмишлиримиз вә наһайити еғир итаәтсизлигимиз түпәйлидин бу һәммә бала-қаза бешимизға кәлгән еди вә Сән, и Худайимиз, қәбиһликлиримизгә тегишлик болған җазайимизни йениклитип, бизгә бүгүнкидәк ниҗатлиқ илтипатни көрсәткән туруқлуқ, 14 биз қандақму йәнә әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бундақ жиркиничлик қаидиләрни тутқан бу таипиләр билән никаһлиниверимиз? Мабада шундақ қилидиған болсақ, Сән бизгә ғәзәплинип, бизгә бир қалди яки қутулғидәк бирисиниму қалдурмай йоқатмай қаламсән? 15 И Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар, Сән һәққанийдурсән! Шу сәвәптин биз бүгүнкидәк қутулуп қалған бир қалдимиз. Қара, биз Сениң алдиңда итаәтсизликлиримиздә туруватимиз, шуңа Сениң алдиңда һеч қайсимиз тик туралмай қалдуқ» — дедим.
 
 
9:6 Зәб. 37:5 9:7 «номусқа тапшурулдуқ» — ибраний тилида «йүзи чүшкәнлигигә тапшурулдуқ». 9:8 «бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип,...» — «Йәш.» 22:20-24ни көрүң. 9:9 «...бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди» — «сепиллиқ» мошу йәрдә асасән көчмә мәнидә ишлитилгән болса керәк. Чүнки Йерусалимдики сепил мошу вақитта техи қурулмиған еди («Нәһ.» 1-бапни көрүң). 9:10-11 Лав. 18:25, 27; Қан. 7:3 9:13 «бизгә бүгүнкидәк ниҗат илтипатини көрсәткән» — бу ибариниң башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә бүгүнкидәк қутулдурулған қалди қалдурған».