5
Әстәрниң зияпәт өткүзүп падиша билән Һаманни меһман қилиши
1 Үчинчи күни Әстәр шаһанә кийимлирини кийип, ординиң ичкирики һойлисиға кирип, падишаниң өйлириниң удулида турди; падиша болса өз шаһанә өйидики тәхтидә, өйдин дәрвазиға қарап олтиратти.
2 Падиша ханиш Әстәрниң һойлида турғинини көрди; ханиш униң нәзиридә илтипат тапқач, у қолидики алтун һасисини униңға тәңлиди. Әстәр алдиға келип шаһанә һасиниң учиға қолини тәккүзди.
3 Падиша униңдин: — И ханишим Әстәр, бирәр ишиң бармиди? Немә тәливиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шу саңа берилиду, деди.
4 — Әгәр алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимниң Һаманни елип өзлиригә тәйярлиған зияпитимгә дахил болуп қәдәм тәшрип қилишлирини өтүнимән, — деди Әстәр.
5 Падишаһ: — Тез берип Һаманни қичқирип келиңлар, Әстәрниң дегинидәк қилинсун, — деди. Шуниң билән падиша Һаманни елип Әстәр тәйярлиған зияпәткә барди.
6 Дәстихан үстидә шарап ичиливатқанда падиша Әстәргә: — Немә тәливиң бар? У саңа берилиду; немә илтиҗайиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шундақ қилиниду, деди.
7 Әстәр униңға җавап берип: — Мениң тәливим вә илтиҗайим болса, —
8 Мабада мән алийлириниң нәзиридә илтипатқа еришкән болсам, шундақла падишасимға мениң тәлимни иҗабәт қилиш һәм илтиҗайимни орундаш мувапиқ көрүнсә, алийлириниң Һаманни биргә елип әтә силәргә тәйярлайдиған зияпитимгә йәнә бир қетим дахил болушлирини өтүнимән; әтә мән чоқум падишасимниң әмри бойичә иш қилимән, — деди.
Һаманниң дар тәйярлиши
9 Шу күни Һаман көңлидә яйрап, хошал-хурам қайтип чиқти; лекин Мордикайниң орда дәрвазисида униң алдида нә орнидин қопмай нә мидирлимай олтарғанлиғини көргәндә, көңли униңға қаттиқ қәһр-ғәзәпкә толди.
10 Лекин Һаман ғәзивини бесивелип, өйигә кәлди-дә, дост-ағинилирини вә хотуни Зәрәшни чақиртип,
11 өзиниң байлиқлириниң шан-шәриви, пәрзәнтлириниң көплүги, шундақла падишаниң өзини қандақ өстүрүп барлиқ һөрмәт-иззәткә сазавәр қилғанлиғи, өзини қандақ қилип падишаниң һәммә әмирлири вә әмәлдарлиридин үстүн мәртивигә егә қилғанлиғи тоғрисида бир-бирләп сөзләп кәтти.
12 Һаман йәнә: — Силәргә десәм, ханиш Әстәр мениңдин башқа меһман чиллимай, пәқәт падиша билән иккимизнила өзи тәйярлиған зияпәткә чиллиған еди, әтиму мени падиша билән биллә өзи тәйярләйдиған зияпәткә чиллиди.
13 Шуғиниси, орда дәрвазисида олтарған һелиқи Мордикай дегән Йәһудийни көргинимдә, буларниң һәммиси маңа толиму мәнасиз туюлиду, деди.
14 Андин аяли Зәрәш вә барлиқ дост-ағинилири униңға җавап берип: — Әллик гәз егизликтики дардин бирни тәйярлап, әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилсила болмидиму, шуниңдин кейин хошал яйриған һалда падиша билән биллә зияпәткә баридила, дейишти. Бу гәп Һаманни хуш қиливәтти, шуниң билән у дар яситип қойди.