7
Топан баласи
1 Пәрвәрдигар Нуһқа мундақ деди: —
«Сән пүтүн өйдикилириң билән кемигә киргин; чүнки бу дәвирдә алдимда сени һәққаний дәп көрдүм.
2-3 Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир.
4 Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән».
5 Шуниң билән Нуһ Пәрвәрдигар униңға буйруғининиң һәммисигә әмәл қилди.
6 Йәр йүзини топан басқанда Нуһ алтә йүз яшта еди.
7 Топандин қутулуп қелиш үчүн Нуһ билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кемигә кирди.
8-9 Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, һәр бир түрдин бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди.
10 Вә шундақ болдики, йәттә күндин кейин, йәр йүзини топан бесишқа башлиди.
11 Нуһниң өмриниң алтә йүзинчи жили, иккинчи ейиниң он йәттинчи күнидә чоңқур деңизларниң тәглиридики барлиқ булақлар йерилип, асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти.
12 Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди.
13 Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди.
14 Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди.
15 Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди.
16 Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти.
17 Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди.
18 Су улғийип, йәр үстидә техиму егизләп кәтти; кемә су үстидә давалғуп туратти.
19 Сулар йәр йүзидә толиму улғийип, пүткүл асманниң астидики барлиқ егиз тағларниму бесип кәтти.
20 Сулар тағлардин йәнә он бәш гәз өрләп, тағ чоққилириму су астида қалди.
21 Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди;
22 қуруқлуқта яшиғучи, бурнида һаятлиқ тиниқи бар болғанларниң һәммиси өлди.
23 Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди.
24 Бир йүз әллик күнгичә йәр йүзини су бесип турди.