4
Худаниң арамлиғи һәққидики вәдә
1 Әнди Униң арамлиғиға кирип бәһримән болуш тоғрисидики вәдиси бизгә қалдурулғандин кейин, араңлардики бирәрсиниңму униң несивисидин чүшүп қелишидин қорқунучта еһтият қилайли. 2 Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири етиқат билән жуғурулмиғанлиқтин, сөз-каламниң уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди. ◼ 3 Чүнки бу арамлиққа киргәнләр болса — етиқат қилған бизләрмиз. Худди Худаниң ейтқинидәк:
«Шуңа мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду — дегән».
 
Худаниң әмәллири болса дуния апиридә болғандила һәммиси тамамланған еди; ◘ 4 чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә муқәддәс язмиларниң бир йеридә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди». ◼  ◘ 5 Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди. ◼  ◘ 6 Буниңдин көрүнәрликки, Худаниң арамлиғиға кирәләйдиғанлар бар, амма униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар итаәтсизлик қилғанлиғи үчүн, униңға кирәлмиди. ◼ 7 Шуниң үчүн, Худа әнә шу арамлиқ тоғрисида узақ вақиттин кейинки мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бекитип, Давут пәйғәмбәр арқилиқ йәнә шундақ ейтқан: —
 
«Бүгүн униң авазини аңлисаңлар,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!» ◘
 
8 Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти. ◼ 9 Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә. ◼
10 Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду. ◼ 11 Шуңа һеч қайсимизниң әнә шу Исраиллардәк итаәтсизлик қилған һалитидә жиқилип чүшмәслиги үчүн, һәр биримиз бу арамлиққа киришкә интиләйли.
12 Чүнки Худаниң сөз-калами җанлиқтур вә күчкә егидур, һәтта җан билән роһни, илик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк дәриҗидә, һәр қандақ қош бислиқ қиличтин иштиктур, қәлбдики ой-пикир вә арзу-нийәтләрниң үстидин һөкүм чиқарғучидур. ◘ 13 Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур. ◘
 
Баш каһинимиз Әйса Мәсиһ
14 Шундақ болған екән, шундақла әрш-асманлардин өтүп чиққан улуқ Баш Қаһинимиз, йәни Худаниң Оғли Әйса болған екән, биз етирап қилған етиқатимизда чиң турайли. ◘ 15 Чүнки бизгә тайинланған баш каһинимиз аҗизлиқлиримизға һесдашлиқ қилмиғучи әмәс, бәлки бизгә охшаш һәр хил аздуруш-синақларға дуч кәлгән, лекин гуна садир қилип бақмиғучидур. ◘ 16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда рәһим-шәпқәткә еришиш вә ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн меһир-шәпқәт аян қилинғучи тәхткә йеқинлишайли. ◼  ◘
 
 
◼ 4:2 «Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди» — «чөлдики Исраилларға» грек тилида «уларға» дейилиду. Бу айәттики «хуш хәвәр» Худаниң арамлиғини алаһидә көздә тутиду. ◘ 4:3 Зәб. 94:11. ◼ 4:4 «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди» — «Яр.» 2:2. ◘ 4:4 Яр. 2:2; Мис. 20:11; 31:17. ◼ 4:5 «Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди» — муәллип, гәрчә чөлдә кәзгән Исраиллар итаәтсизлиги түпәйлидин «Худаниң арамлиғи»ға кирмигән болсиму, кириш йоли техичә очуқ екәнлигини көрситиду. ◘ 4:5 Зәб. 94:11 ◼ 4:6 «униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар» — демәк, Худаниң арамлиғи тоғрилиқ хуш хәвәр аңлиғанлар; чөл-баяванда кезип жүргән Исраилларни көрситиду. ◘ 4:7 Зәб. 94:7-8; Ибр. 3:7. ◼ 4:8 «Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти» — Йәшуа пәйғәмбәр Муса пәйғәмбәрниң избасари болуп, у Исраил хәлқини Худа вәдә бәргән зиминға башлап барған. «Қан.» 3:20, 25:19, «Йәшуа» 1:15ниму көрүң. ◼ 4:9 «Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә» — «шабат күни» йәттинчи күни, йәни Худа арам алған күни вә Өз Йәһудий хәлқигә бекиткән «дәм елиш күни» еди. ◼ 4:10 «Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду» — бу интайин муһим айәт үстидә һәм «Худаниң арамлиғи» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ◘ 4:12 Топ. 12:11; Йәш. 49:2; Әф. 6:17. ◘ 4:13 Зәб. 32:13-15 ◘ 4:14 Ибр. 3:1; 6:20; 8:1; 9:11. ◘ 4:15 Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; Фил. 2:7; Ибр. 2:18; 1Пет. 2:22; 1Юһ. 3:5. ◼ 4:16 «ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн...» — грек тилида «ярдәм» «адәмниң (қутқузғин! дегән) нидасиға жүгүрүш» дегән уқумни билдүриду. «меһир-шәпқәт аян қилинғучи тәхт» — Худаниң тәхти, әлвәттә. ◘ 4:16 Рим. 3:25.