2
Иккинчи вәһий — риғбәтләндүрүш
1 Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди:
2 — «Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә, Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға һәмдә хәлиқниң қалдисиға сөз қилип улардин: —
3 «Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — дәп сориғин.
4 — Бирақ һазир, и Зәруббабәл, җасарәтлик бол, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуа, җасарәтлик бол; зиминдики барлиқ хәлиқ, җасарәтлик болуп ишләңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
— чүнки Мән силәр билән биллидурмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
5 — Мисирдин чиққан вақтиңларда силәргә әһдә қилған сөзүм вә Мениң Роһум араңларда туруп кәлди; һәргиз қорқмаңлар.
6 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Йәнә пәқәт азғина вақиттин кейин Мән асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән;
7 Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду. Мән мошу өйни шан-шәрәпкә толдуримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
8 — Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
9 — Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән мошу йәрдә арамлик-хатирҗәмликни ата қилимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».
Үчинчи вәһий — Худаниң шәпқити вә бәрикити
10 Дариус падишаниң иккинчи жили, тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
11 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Каһинларға сөз қилип улардин Тәврат-қануни тоғрилиқ: —
12 «Бириси тониниң етигидә «Худаға аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги нанға, умачқа, шарапқа, зәйтун майға яки һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «Худаға аталған» боламду?» — дәп сориғин».
Каһинлар җававән: «Яқ» — деди.
13 Вә Һагай: «Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — дәп сориди.
Каһинлар җававән: «У напак болиду» — деди.
14 Андин Һагай җававән мундақ деди: —«Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду.
15 — Әнди һазир көңүл қоюп ойлиниңлар —
Бүгүндин башлап, мошу вақиттин тартип көрүңлар — таки Пәрвәрдигарниң ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә,
16 шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә, мана пәқәт он күрила чиқти; бириси шарап күпидин әллик комзәк алғили кәлсә, мана пәқәт жигирмә комзәк чиқти.
17 Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар.
18 Әнди өтүнимәнки, көңүл қоюп ойлиниңлар — бу күн, йәни тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күнидин башлап, мошу вақиттин тартип, — йәни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң қайта қурулушини башлиған күнидин кейинки ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар;
19 данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири, әнҗир, анар һәм зәйтун дәрәқлири һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән».
Төртинчи вәһий — Ахирқи заман •••• Зәруббабәл тоғрилиқ
20 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи шу айниң жигирмә төртинчи күни Һагайға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
21 — Йәһудаға валий болған Зәруббабәлгә сөз қилип мундақ дегин: —
— «Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән;
22 Падишаһлиқларниң тәхтини өрүветимән, әлләрниң падишалиқлириниң күчини йоқитимән; җәң һарвулири һәм униң үстидә олтарғанларни өрүветимән; атлар вә атлиқ әскәрләр, уларниң һәр бири өз қериндишиниң қиличи билән моллақ атқузулиду.
23 Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән, — дәйду Пәрвәрдигар — андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».