11
Исраил, сөйүмлүк балам! Сени қандақму ташлап қойимән?
1 Исраил бала чеғида, Мән уни сөйдүм,
Шуниң билән оғлумни Мисирдин чиқишқа чақирдим.
2 Бирақ улар хәлқимни чақиривиди,
Улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти;
Улар «Баал»ларға қурбанлиқ қилишқа башлиди,
Ойма мәбудларға исриқ салди.
3 Әфраимға меңишни үгәткүчи Өзүм едим,
Униң қолини тутуп вә йөләп —
Бирақ өзини сақайтқучиниң Мән екәнлигимни улар билмиди.
4 Мән адимәтчиликниң көйүнүш риштилири билән,
Сөйгүниң тарлири билән уларниң көңлини тартивалдим;
Мән уларға худди еңигидин боюнтуруқни еливәткүчи бирисидәк болғанмән,
Егилип Өзүм уларни озуқландурғанмән.
5 Улар Мисирға қайтидиған болмамду?
Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму?
— Чүнки улар йенимға қайтишни рәт қилди!
6 Қилич униң шәһәрлиридә һәрян ойнитилиду;
Дәрвазисидики төмүр балдақларни вәйран қилип йәп кетиду;
Бу өз әқиллириниң касапитидур!
7 Бәрһәқ, Мениң хәлқим Мәндин чәтләп кетишкә мәптун болди;
Улар Һәммидин Алий Болғучиға нида қилип чақирсиму,
Лекин һеч ким уларни көтәрмәйду.
8 Мән қандақму сени ташлап қойимән, и Әфраим?
Мән қандақму сени дүшмәнгә тапшуримән, и Исраил?!
Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?!
Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?!
Қәлбим ич-бағримда қайнап кетиватиду,
Мениң барлиқ рәһимдиллиғим қозғиливатиду!
9 Ғәзивимниң қәһрини жүргүзмәймән,
Иккинчи йәнә Әфраимни йоқатмаймән;
Чүнки Мән инсан әмәс, Тәңридурмән,
— Йәни араңда болған пак-муқәддәс Болғучидурмән;
Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән.
10 Улар Пәрвәрдигарниң кәйнидин маңиду;
У ширдәк һөкирәйду;
У һөкиригәндә, әнди балилири ғәриптин титригән һалда келиду;
11 Улар Мисирдин қуштәк,
Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду;
Шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.