14
Самарийәниң өз гунайи өз зиммисигә қоюлиду;
Чүнки у өз Худасиға бойнини қаттиқ қилған;
Улар қилич билән жиқилиду,
Бовақлири парә-парә қилип чеқиветилиду,
Һамилдар аяллири йериветилиду.
 
 
Исраилниң кәлгүсидә товва қилиши, қутқузулуп әслигә кәлтүрүлүши
И Исраил, Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға иккиләнмәй қайтип кәл!
Чүнки өз қәбиһлигиң билән путлишип жиқилғансән.
Өзүңлар билән биллә сөзләрни епкелиңлар,
Пәрвәрдигарниң йениға қайтиңлар;
Униңға: — «Барлиқ қәбиһликни кәчүргәйсән,
Шапаәт билән бизни қобул қилғайсән,
Шуниң билән биз Саңа ләвлиримиздики «буқа қурбанлиқлар»ни тутимиз — дәңлар.
— «Асурийә бизни қутқузмайду,
Атларға минмәймиз;
Биз һәргиз өз қолимиз ясиғиниға: — «Худайимиз!» демәймиз;
Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду».
 
— Мән уларни «арқиға чекинишлири»дин сақайтимән,
Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән;
Чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди.
Мән Исраилға шәбнәмдәк болимән;
У нилупәрдәк бәрқ уриду,
Йилтизлири Ливан кедир дәриғидәк йилтиз тартиду;
Униң бихлири шахлап йейилиду,
Униң гөзәллиги зәйтун дәриғидәк,
Пуриғи Ливан кедириниңкидәк болиду.
Хәлиқ қайтип келип, униң сайиси астида олтириду;
Улар зираәтләрдәк яшнайду,
Үзүм телидәк чечәкләйду;
Ливанниң шараплири ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду.
Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду.
«Мән униңға җавап беримән, униңдин хәвәр алимән!
«Мән япйешил бир қариғайдурмән».
«Сениң мевәң Мәндиндур!»
10 Ким дана болуп, бу ишларни чүшинәр? Чечән болуп, буларни биләр?
Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллири дурустур,
Һәққанийлар уларда маңиду;
Бирақ итаәтсизләр уларда путлишип жиқилиду.
14:1 Һош. 10:14 14:2 Һош. 12:7 14:3 «...«буқа қурбанлиқлар»ни тутимиз — «буқа қурбанлиқлар» Худаға атап беғишлинидиған «көйдүрмә қурбанлиқ»лар ичидә әң қиммәтлик қурбанлиқ еди. Мошу йәрдә көчмә мәнидә ишләткән, әлвәттә. У «ләвлиримиздики мол ибадәт-мәдһийә»ни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «ләвлиримиздики мевини тутимиз». 14:4 «Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду»» — бу сөз Һошияниң балилириниң өз дадиси билән болған кәчүрмишини әкс әттүргән болиду. 14:8 «Ливанниң шараплири ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду» — ибраний тилида: «Униң әсләтмиси Ливандики шарапниңкидәк болиду». 14:9 «Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Худа Әфраимға) «И Әфраим, Мениң бутлар билән немә алақәм болсун!» — дәйду». 14:10 Пәнд. 10:29