6
Исраилниң йүзәки җавави
1 «Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли;
Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду;
Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду.
2 У икки күндин кейин бизни җанландуриду;
Үчинчи күни У бизни тирилдүриду,
Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз!
3 Вә биз Уни билидиған болимиз!
Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз!
Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр;
У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!».
Худаниң дад-пәряди
4 И Әфраим, сени қандақ қилсам болар?
И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар?
Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк,
Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур.
5 Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән;
Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән;
Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду.
6 Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин,
Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.
7 Бирақ улар Адәм атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған;
Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған.
8 Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири;
У қан билән боялған.
9 Қарақчилар адәмни пайлиғандәк,
Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта;
Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта.
10 Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм;
Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду,
Исраил булғанди.
11 Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған гуналириңниң һосули бекитилгәндур!