8
«Улар шамал терийду, қара қуюнни ориду!»
1 Канайни ағзиңға салғин!
Пәрвәрдигарниң өйи үстидә бир қорултаз айлинип жүриду!
Чүнки улар Мениң әһдәмни бузған,
Тәврат-қанунумға итаәтсизлик қилған.
2 Улар Маңа: «И Худайим, биз Исраил хәлқи Сени тонуймиз!» дәп вақирайду.
3 Исраил яхшилиқ-меһриванлиқни ташливәткән;
Шуңа дүшмән уни қоғлайду.
4 Улар өзлири падишаларни тиклигән, бирақ Мән арқилиқ әмәс;
Улар бәзиләрни әмир қилған, бирақ униңдин хәвирим йоқ;
Улар өз җениға замин болуш үчүн,
Өзлиригә бутларни күмүч-алтунлиридин ясиған.
5 И Самарийә, сениң мозийиң сени ташливәтти!
Мениң ғәзивим уларға қозғалди;
Улар қачанғичә паклиқтин жирақ туриду?
6 Шу нәрсә Исраилдин чиққанғу —
Уни бир һүнәрвән ясиған, халас; у Худа әмәс;
Самарийәниң мозийи дәрвәқә парә-парә чеқиветилиду!
7 Чүнки улар шамал териди, шуңа қара қуюнни ориду!
Уларниң шатисида һеч башақлар йоқ, у һеч аш бәрмәйду;
Һәтта аш бәргән болсиму, ят адәмләр уни жутувалған болатти.
8 Исраил жутувелинди;
Улар ят әлләр арисида яримас бир қача болуп қалди;
9 Чүнки улар ялғуз жүргән явайи ешәктәк Асурийәни издәп чиқти;
Әфраим «ашна»ларни ялливалди.
10 Гәрчә улар әлләр арисидин «ялливалған» болсиму,
Әнди Мән уларни жиғип бир тәрәп қилимән;
Улар тезла «Әмирләрниң шаһи»ниң бесими астида толғинип кетиду.
11 Әфраим «гуна қурбанлиқ»лири үчүн қурбангаһларни көпәйткини билән,
Булар гуна қозғайдиған қурбангаһлар болуп қалди.
12 Мән униң үчүн Тәврат-қанунумда көп тәрәплимә нәрсиләрни язған болсамму,
Улар ят бир нәрсә дәп һесапланмақта.
13 Улар қурбанлиқларға амрақ! Улар Маңа қурбанлиқларни қилип, гөшидин йәйду,
Бирақ Пәрвәрдигар булардин һеч хурсәнлик алмайду;
У уларниң қәбиһлигини һазир есигә кәлтүрүп,
Гуналирини өз бешиға чүшүриду;
Улар Мисирға қайтиду!
14 Чүнки Исраил өз Ясиғучисини унтуп, «ибадәтхана»ларни қуриду;
Йәһуда болса истиһкамлаштурулған шәһәрләрни көпәйткән;
Бирақ Мән уларниң шәһәрлири үстигә от әвәтимән,
От буларниң қәлъә-ордилирини йәп кетиду.