15
Моаб тоғрилиқ бир бешарәт
1 Моаб тоғрисида жүкләнгән вәһий;
Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Ар шәһири вәйран қилиниду;
Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Кир шәһири йоқ қилиниду;
2 Жиға-зерәлар көтириш үчүн,
Мана у бутханисиға, Дибонға, шундақла барлиқ егизликлиригә чиқти;
Моаб Небо вә Мәдәба шәһәрлири үчүн пәряд көтириду;
Һәммә башлар тақир көрүниду,
Җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди.
3 Кочиларда улар бөз кийиду;
Өгүзлиридә, мәйданлирида, һәр бир адәм көз яшлирини яғдуруп пәряд көтириду.
4 Һәшбонға, Елеалаһ шәһәрлиригә жиға олишиду,
Авазлири Яһаз шәһиригиму йетип бариду.
Шуңа Моабниң әскәрлириму нида қилиду;
Униң вуҗуд-бағрини титрәк басиду.
5 Мениң қәлбимму Моаб үчүн жиға-зерә көтириду;
Уларниң қачқунлири Зоарға һәм Әглат-Шели-Шиҗаға бәдәр қачиду;
Мана улар топлишип, жиғлиған пети Луһитқа чиқидиған даван йоли билән жуқуриға маңиду,
Һоронаимға чүшидиған йолда туруп һалакәттин налә-зар көтириду.
6 Чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду,
От-чөпләр солишип,
Гүл-гия түгәп кетиду;
Һеч яп-йешиллиқ қалмайду.
7 Шуңа улар байлиқлири, тапқан-тәргинини жиғип «Тәрәк вадиси»дин өтмәкчи болиду;
8 Уларниң көтәргән жиғиси Моабниң чегарасиға,
Аһу-зарлири әглаимға,
Пиғанлири Бәәр-елимға йетиду.
9 Димонниң сулири қанға толуп кетиду,
Чүнки Димонниң үстигә техиму көп балаю-апәтни топлаймән;
Чүнки Моабниң қачқунлири һәм зиминида қалғанлириниңму үстигә бир ширни әвәтимән.