25
Худани мәдһийиләйдиған, ахирқи замандики нахша
Пәрвәрдигар, Сән мениң Худайим;
Мән Сени үстүн дәп мәдһийиләймән,
Мән Сениң намиңни мубарәкләймән,
Чүнки Сән карамәт ишларни,
Садиқлиқ вә һәқиқәт ичидә қедимдин буян қәлбиңгә пүккәнлириңни беҗа кәлтүргәнсән.
Чүнки Сән шәһәрни харабилик,
Қәлъә-қорғанлиқ жутни харап,
Ятларниң ордисини шәһәр болалмас қилғансән,
У иккинчи һәргиз қурулмайду.
Шуңа һелиқи күчлүк хәлиқ Сени улуқлайду,
Әшәддий әлләрниң һелиқи шәһири Сәндин қорқиду;
4-5 Чүнки Сән мискинләргә қорған,
Йоқсулларниң дәрди-һаҗитигә қорған,
Боранға далда,
Иссиққа сайә болғансән;
Чүнки әшәддийләрниң зәрбә долқуни тамға урулған борандәк,
Қағҗирақ йәрни басқан иссиқ һавадәк болди.
Бирақ иссиқ һава булут сайиси билән тосулғандәк,
Сән ятларниң чуқан-сүрәнлирини пәсәйтисән;
Әшәддийләрниң ғәлибә нахшиси пәс қилиниду.
Вә мошу тағда самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар барлиқ қовмлар үчүн зияпәт қилиду —
Майлиқ йемәкликләр,
Сүздүрүлгән кона шараплар,
Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр,
Сүздүрүлгән, яхши сақланған кона шараплардин болған зияпәт болиду;
Вә У мошу тағда һәммә қовмларни япидиған чүмпәрдини,
Барлиқ әлләрни япидиған япқучни йоқитиду;
У өлүмни мәңгүгә жутуп йоқитиду!
Рәб Пәрвәрдигар һәр бир йүздики яшларни сүртиветиду;
Пүткүл йәр-зимин алдида Өз хәлқиниң шәрмәндилигини елип ташлайду;
Чүнки Пәрвәрдигар шундақ ейтқан.
Вә шу күнидә дейилидуки: —
«Мана, Худайимиз мошу, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән,
У бизни қутқузиду;
Мана, мошу Пәрвәрдигардур, биз Униңға тәлмүрүп кәлгән,
Биз шатлинип Униң ниҗат-қутулдурушидин хурсән болимиз».
10 Чүнки мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду;
Вә саман азгалда тезәк билән чәйләнгәндәк, Моаб Униң путлири астида чәйлиниду;
11 Моаб әшу тезәклик азгалдин үзүп чиқиш үчүн қолини кериду,
Бирақ униң қоли чевәр болғини билән, Рәб униң тәкәббурлуғини пәс қилиду.  
12 У сепиллириңниң егиз мудапиәлик қорғанлирини ғулитип,
Йәр билән йәксан қилип,
Топа-чаңға айландуриду.
 
 
25:2 Йәш. 21:9; 23:13; Вәһ. 14:8; 18:2 25:6 «Жилиги тоқ майлиқ йемәкликләр» — Йәһудийлар үчүн, шундақла барлиқ қедимки хәлиқләр үчүн майлиқ вә иликлик йемәкликләр әң есил тамақ еди. 25:8 1Кор. 15:54 25:10 «Мошу таққа Пәрвәрдигарниң қоли қонуп туриду» — демәк, Худа шундақ қилип, бәхит вә арам ата қилип, Өзини тонутиду. 25:11 «Рәб униң тәкәббурлуғини пәс қилиду» — ибраний тилида «У униң тәкәббурлуғини пәс қилиду». 25:11 Йәш. 16:6