31
Мисир билән иттипақлашмаңлар! •••• Худа Өзи Асурийәни жиқитиду
1 — Ярдәм издәп Мисирға барғанларниң һалиға вай!
Улар атларға тайинип,
Көп болғанлиғидин җәң һарвулириға,
Интайин күчлүк болғанлиғидин атлиқ әскәрләргә ишинип кәтти!
Бирақ Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қаримайду,
Пәрвәрдигарни издимәйду.
2 Бирақ Уму данадур!
У күлпәт елип келиду,
Дегәнлирини қайтурувалмайду;
У бузуқларниң җәмәтигә,
Шундақла қәбиһлик қилғучиларға ярдәмдә болғанларға қарши орнидин қозғилиду.
3 Мисирлиқлар Тәңри әмәс, адәмләр халас;
Уларниң атлири болса роһтин әмәс, әттин халас;
Пәрвәрдигар болса қолини узартиду,
Ярдәм бәргүчи болса путлишиду;
Ярдәм берилгүчи болса жиқилиду;
Улар һәммиси бирақла йоқилиду.
4 Чүнки Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: —
«Овни тутувалған шир яки асланни бир тәрәп қилишқа топ-топ падичилар чақирилғанда,
Шир яки аслан уларниң авазлиридин һеч қорқмай,
Шавқунлиридин һеч һодуқмай,
Бәлки овни астиға бесивелип ғар-ғур талиқинидәк,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарму охшашла Зион теғи вә егизликлири үчүн чүшүп җәң қилиду.
5 Үстидә пәрваз қилидиған қушлардәк самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз қанити астиға Йерусалимни алиду;
Қанити астиға елип, Зионни қутқузиду;
Униң «өтүп кетиши» билән Зион ниҗатлиққа еришиду.
Худаниң товва қилишқа чақириши
6 Силәр дәһшәтлик асийлиқ қилған Егәңларниң йениға товва қилип қайтиңлар,
И Исраил балилири!
7 Чүнки шу күнидә инсанлар һәр бири өзи үчүн өз қоли билән ясиған күмүч бутларни вә алтун бутларни: — «Гунадур!» дәп ташливетиду».
8 «Шу чағда Асурийә қилич билән жиқилиду,
Бирақ батурниң қиличи билән әмәс;
Бир қилич уни жутувалиду, бирақ қилич адәттики адәмниңки болмайду;
У җенини елип қиличтин қачмақчи болиду,
Арисидики жигитлири алванға селиниду.
9 Вәһимидин униң «һул теши» йоқайду;
Униң сәрдарлири җәң туғидин алақзадилишиду» — дәп җакалайду Зионда оти көйиватқан,
Йерусалимда хумдени ялқунлаватқан Пәрвәрдигар.