40
Исраилға берилгән тәсәлли; •••• Дунияға елип келингән үмүт-тәсәлли
1 Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, тәсәлли бериңлар, дәпла жүриду Худайиңлар;
2 Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки,
Униң җәбир-җапалиқ вақти ахирлашти,
Униң қәбиһлиги кәчүрүм қилинди;
Чүнки у Пәрвәрдигарниң қолидин барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп меһри-шәпқитини алди.
3 Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини!
«Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар,
Чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!
4 Барлиқ җилғилар көтирилиду,
Барлиқ тағ-дөңләр пәс қилиниду;
Әгир-тоқайлар түзлиниду,
Оңғул-доңғул йәрләр тәкшилиниду.
5 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви көрүниду,
Вә барлиқ тән егилири уни тәң көриду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз ағзи шундақ сөз қилған!».
6 — Аңлаңлар, бир аваз «җакала» дәйду;
Җакалиғучи болса мундақ сорап: — «Мән немини җакалаймән?» — деди.
җавап болса: — «Барлиқ тән егилири от-чөптур, халас;
Вә уларниң барлиқ вапалиғи даладики гүлгә охшаш;
7 От-чөп солишиду, гүл хазан болиду,
Чүнки Пәрвәрдигарниң Роһи үстигә пүвләйду;
Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур!
8 От-чөп солишиду, гүл хазан болиду;
Бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!»
9 — И Зионға хуш хәвәр елип кәлгүчи, жуқури бир таққа чиққин;
Йерусалимға хуш хәвәрни елип кәлгүчи,
Авазиңни күчәп көтәргин!
Уни көтәргин, қорқмиғин!
Йәһуданиң шәһәрлиригә: — «Мана, Худайиңларға қараңлар» дегин!
10 Мана, Рәб Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду,
Униң билиги Өзи үчүн һоқуқ жүргүзиду;
Мана, Униң алған мукапати Өзи билән биллә,
Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
11 Қойчидәк У Өз падисини бақиду;
У қозиларни биләк-қолиға жиғиду, уларни қучағлап маңиду,
Емиткүчиләрни У мулайимлиқ билән йетәкләйду.
Исраилниң тәңдашсиз Худаси
12 Ким дәрия-океанларниң сулирини очумида өлчәп бәлгүлигән,
Асманларни ғеричлап бекиткән,
Җаһанниң топа-чаңлирини мисқаллап салған,
Тағларни таразида таразилап,
Дөңләрни җиңда тартип орнатқан?
13 Ким Пәрвәрдигарниң Роһиға йолйоруқ бәргән?
Ким Униңға мәслиһәтчи болуп үгәткән?
14 У ким билән мәслиһәтләшкән,
Ким Уни әқиллиқ қилип тәрбийәлигән?
Униңға һөкүм-һәқиқәт чиқириш йолида ким йетәклигән,
Яки Униңға билим үгәткән,
Яки Униңға йорутулуш йолини ким көрсәткән?
15 Мана, Униң алдида әл-жутлар Униңға нисбәтән челәктә қалған бир тамча судәк,
Таразида қалған топа-чаңдәк һесаплиниду;
Мана, У аралларни зәрричә нәрсидәк қолиға алиду;
16 Пүткүл Ливан болса қурбангаһ отиға,
Униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду.
17 Әл-жутлар униң алдида һеч нәрсә әмәстур;
Униңға нисбәтән улар йоқниң арилиғида,
Қуруқ-мәнисиз дәп һесаплиниду.
18 Әнди силәр Тәңрини кимгә охшатмақчисиләр?
Уни немигә охшитип селиштурисиләр?
19 Бир бутқиму?! Уни һүнәрвән қелипқа қуюп ясайду;
Зәргәр униңға алтун һәл бериду,
Униңға күмүч зәнҗирләрни соқуп ясайду.
20 Йоқсулларниң беғишлиғидәк ундақ һәдийилири болмиса, чиримәйдиған бир дәрәқни таллайду;
У лиңшип қалмиғидәк бир бутни оюп ясашқа уста бир һүнәрвән издәп чақириду.
21 Силәр билмәмсиләр? Силәр аңлап бақмиғанмусиләр? Силәргә әзәлдин ейтилмиғанмиду? Йәр-зимин апиридә болғандин тартип чүшәнмәйватамсиләр?
22 У йәр-зиминниң чәмбирикиниң үстидә олтириду,
Униңда туруватқанлар униң алдида чақчиқирлардәк туриду;
У асманларни пәрдидәк тартиду,
Уларни худди макан қилидиған чедирдәк яйиду;
23 У әмирләрни йоққа чиқириду;
Җаһандики сотчи-бәгләрни артуқчә қилиду.
24 Улар тикилдиму? Улар терилдиму? Уларниң ғоли йилтиз тарттиму?
— Бирақ У үстигила пүвләп, улар солишип кетиду,
Қуюн уларни топандәк елип ташлайду.
25 Әнди Мени кимгә охшатмақчисиләр?
Маңа ким тәңдаш болалисун?» — дәйду Муқәддәс Болғучи.
26 Көзлириңларни жуқуриға көтирип, қараңлар!
Мошу мәвҗудатларни ким яратқанду?
Уларни ким түркүм-түркүм қошунлар қилип тәртиплик әпчиқиду?
У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду;
Униң күчиниң улуқлуғи, қудритиниң зорлуғи билән,
Улардин бириму кам қалмайду.
27 — Немишкә шуни дәверисән, и Яқуп?
Немишкә мундақ сөзләверисән, и Исраил: —
«Мениң йолум Пәрвәрдигардин йошурундур,
Худайим мениң дәвайимға ерән қилмай өтивериду!»?
28 Силәр билмигәнмусиләр? Аңлап бақмиғанмусиләр?
Пәрвәрдигар — Әбәдил-әбәтлик Худа,
Җаһанниң қәрилирини Яратқучидур!
У я һалсизланмайду, я чарчимайду;
Униң ой-билиминиң тегигә һәргиз йәткили болмайду.
29 У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду;
Мағдурсизларға У бәрдашлиқни һәссиләп көпәйтиду.
30 Һәтта жигитләр һалидин кетип чарчап кәтсиму,
Батурлар болса путлишип жиқилсиму,
31 Бирақ Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләрниң күчи йеңилиниду;
Улар бүркүтләрдәк қанат керип өрләйду;
Улар жүгүрүп, чарчимайду;
Йолда меңип, һалидин кәтмәйду!