46
Бабилдики бутларниң ақивити — улақлар уларни көтирип кетиду •••• Худа болса Өз хәлқини көтириду!
1 Бәл болса тиз пүкти, Небо еңишиватиду;
Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти;
Силәр көтәргән нәрсилириңлар әнди улақларға артилған болуп,
Һалсиз улақларға еғир жүк болиду!
2 Улар еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду;
Улар мошу жүкни қутқузалмайду,
Бәлки өзлири әсиргә чүшиду.
3 И Яқупниң җәмәти,
Шундақла Исраил җәмәтиниң қалдиси,
Анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар,
Балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр,
— Маңа қулақ селиңлар!
4 Силәр қериғучиму Мән йәнила шундақтурмән,
Чечиңлар ақарғучиму Мән силәрни йүдүп жүримән;
Силәрни ясиған Мәндурмән, силәрни көтиримән;
Силәрни йүдүп қутқузимән.
5 Әнди Мени кимгә охшатмақчи,
Яки кимни Маңа тәң қилмақчисиләр?
Уни Маңа охшаш дәп,
Силәр кимни Мән билән селиштурмақчисиләр?
6 Улар болса һәмянидин алтунни чечип берип,
Күмүчниму таразиға салиду,
Бир зәргәрни ялливалиду,
У бир мәбудни ясап бериду;
Улар жиқилиду, дәрвәқә чоқуниду!
7 Улар уни мүрисигә артиду,
Уни көтирип, өз орниға қойиду;
Андин у әшу йәрдә өрә туриду;
У орнидин қозғилалмайду;
Бириси униңға йелинип тиләйду,
Лекин у җавап бәрмәйду;
У кишини аваричилигидин қутқузмайду.
8 Мошу ишларни есиңларда тутуңлар;
Шундақла өзүңларни һәқиқий әркәкләрдәк көрситиңлар;
И, итаәтсизләр,
Буни есиңларға кәлтүрүңлар;
9 Илгәрки ишларни, йәни қедимдин болған ишларни есиңларға кәлтүрүңлар;
Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа бири йоқтур;
Мән Худадурмән, Маңа охшашлар йоқтур;
10 Мән: «Мениң бекиткиним орунлиниду,
Көңлүмгә барлиқ пүккәнләрни әмәлгә ашурмай қоймаймән» дәп,
Ишниң нәтиҗисини баштила,
Алдин-ала техи қилинмиған ишларни аян қилип ейтқучидурмән;
11 Күнчиқиштин житқуч бир қушни,
Йәни көңлүмгә пүккинимни ада қилғучи бир адәмни жирақ жуттин чақирғучидурмән.
Бәрһәқ, Мән сөз қилған,
Бәрһәқ, Мән уни чоқум әмәлгә ашуримән;
Буни нийәт қилғанмән,
Бәрһәқ, Мән уни вуҗудқа чиқиримән.
12 И һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар,
Маңа қулақ селиңлар: —
13 Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән,
У жирақлашмайду;
Шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду;
Мән Зионға ниҗат йәткүзүп,
Исраилға җулалиқ-гөзәллигимни тикләп беримән».