50
Худаниң чақириқиға ким: «Мана мән» — дәйду?
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?
Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән?
Мана, силәр өз гуналириңлар арқилиқ өз-өзүңларни сетивәткәнсиләр;
Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди.
2 Мән силәрдинму сораймән:
Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди?
Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди?
Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду?
Қутқузғидәк күчүм йоқмиду?
Мана, Мән бир әйипләпла деңизни қурутуп,
Дәрияларни чөлгә айландуруветимән;
Су болмиғачқа уларниң белиқлири сесип кетиду,
Уссузлуқтин өлиду;
3 Асманларни қарилиқ билән кийдүримән,
Уларниң кийим-кечәклирини қара бөздин қилимән».
Пәрвәрдигарниң қули йәнә сөзләйду
4 «Рәб Пәрвәрдигар мениң җапа чәккәнләрниң көңлини ясашни билишим үчүн маңа тәлим-тәрбийә алғучиларниң тилини тәқдим қилди;
У мени һәр сәһәр ойғитип туриду,
Тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду.
5 Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти;
Мән болсам итаәтсизлик қилмидим,
Яки йолидин баш тартмидим.
6 Дүмбәмни савиғучиларға,
Мәңзлиримни түк юлғучиларға тутуп бәрдим;
Хорлуқ һәм түкүрүшләрдин йүзүмни қачурмидим;
7 Бирақ Рәб Пәрвәрдигар ярдимимдә болиду;
Шуңа мән йәргә қарап қалмаймән;
Шуңа мән нийитимни қәтъий қилип йүзүмни алмастәк чиң қилдим;
Хиҗиллиққа қалдурулмайдиғанлиғимни билимән.
8 Мени Ақлиғучи йенимдидур;
Ким маңа әрз-шикайәт қилалисун?
Бар болса бирликтә дәвалишайли;
Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса,
Алдимға кәлсун!
9 Маңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигардур;
Әнди мени әрз қилалайдиған кимкән?
Уларниң һәммиси бир тал кийимдәк әскирәп кетиду;
Пәрваниләр уларни жутуветиду».
10 — «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған,
Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар?
Қараңғулуқта маңидиған, йоруқлуғи болмиған киши болса,
Пәрвәрдигарниң намиға ишинип хатирҗәмләнсун,
Худасиға йөләнсун!
11 Мана, өзлири үчүн от яқидиған,
Әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар!
Қени, өз отуңларниң нурида,
Өзүңлар яққан мәшъәлләр арисида меңиңлар;
Бирақ силәр шуни қолумдин алисиләрки: —
«Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!».