53
Давами
1 Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән?
Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?
2 У болса Пәрвәрдигарниң алдида худди юмран майсидәк,
Яки худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду;
Униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду,
Биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду.
3 У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду;
У көп дәрд-әләмлик адәм болуп,
Униңға азап-оқубәт яр болиду;
Шуниң билән униңдин йүзләр қачурулиду;
У кәмситилиду, биз уни һеч нәрсигә әрзимәс дәп һесаплидуқ.
4 Бирақ әмәлийәттә болса,
У бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди,
Азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди.
Биз болсақ, бу ишларни у вабаға учриғанлиғидин,
Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин,
Шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!
5 Лекин у бизниң асийлиқлиримиз түпәйлидин яриланди,
Бизниң гуналиримиз үчүн зәхимләнди;
Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ,
Һәм қамчидин болған ярилири арқилиқ биз шипаму таптуқ.
6 Һәммимиз худди қойлардәк йолдин езип,
Һәр биримиз өзимиз халиған йолға маңған едуқ;
Бирақ Пәрвәрдигар һәммимизниң қәбиһлигини униң үстигә жиғип жүклиди.
7 У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди;
У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди,
Шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди.
8 У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди,
Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!
Чүнки у тирикләрниң зиминидин елип кетилди,
Мениң хәлқимниң асийлиғи үчүн у ваба билән урулди.
9 Кишиләр уни рәзилләр билән ортақ бир гөргә бекиткән болсиму,
Лекин у өлүмидә бир бай билән биллә болди,
Чүнки у һеч қачан зораванлиқ қилип бақмиған,
Униң ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз тепилмас.
10 Бирақ уни езишни лайиқ көргән Пәрвәрдигардур;
У уни азапқа чөмүлдүргүзди.
Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,
Лекин у өзиниң уруқ-әвлатлирини чоқум көрүп туриду,
Шундақла униң көридиған күнлири узартилиду;
Вә Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, раваҗ тепип әмәлгә ашурулиду.
11 У өзи тартқан җапаниң мевисини көрүп мәмнун болиду;
Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду.
Чүнки у уларниң қәбиһликлирини өзигә жүкливалиду.
12 Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән,
Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду;
Чүнки у та өлүшкә қәдәр «шарап һәдийә»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди,
Шундақла өзиниң асийлиқ қилғучиларниң қатарида санилишиға йол қойди.
Шуниң билән у нурғун кишиләрниң гунайини өз үстигә алди,
Өзини асийлиқ қилғучиларниң орниға қоюп улар үчүн дуа қилди».