62
Мәсиһниң сөзиниң давами
1 — «Таки Зионниң һәққанийлиғи җулалинип чақнап чиққичә,
Униң ниҗати лавулдаватқан мәшъәлдәк чиққичә,
Зион үчүн һеч арам алмаймән,
Йерусалим үчүн һәргиз сүкүт қилмаймән;
2 Һәм әлләр сениң һәққанийлиғиңни,
Барлиқ падишалар шан-шәривиңни көриду;
Һәм сән Пәрвәрдигар Өз ағзи билән саңа қойидиған йеңи бир исим билән атилисән,
3 Шундақла сән Пәрвәрдигарниң қолида турған гөзәл бир таҗ,
Худайиңниң қолидики шаһанә баш чәмбирики болисән.
4 Сән иккинчи: «Аҗрашқан, ташливетилгән» дәп аталмайсән,
Зиминиң иккинчи: «Вәйран қилип ташливетилгән» дәп аталмайду;
Бәлки сән: «Мениң хошаллиғим дәл униңда!», дәп атилисән,
Һәм зиминиң: «Никаһланған» дәп атилиду;
Чүнки Пәрвәрдигар сәндин хошаллиқ алиду,
Зиминиң болса ятлиқ болиду.
5 Чүнки жигит қизға бағланғандәк,
Оғуллириң саңа бағлиниду;
Той жигити қиздин шатланғандәк,
Худайиң сениңдин шатлиниду.
6 Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим,
Улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду;
И Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!
7 У Йерусалимни тиклигичә,
Уни йәр-җаһанниң оттурисида рәхмәт-мәдһийиләрниң сәвәви қилғичә,
Униңға һеч арам бәрмәңлар!».
8 Пәрвәрдигар оң қоли һәм Өз күчи болған билиги билән мундақ қәсәм ичти: —
«Мән зираәтлириңни дүшмәнлириңгә озуқ болушқа иккинчи бәрмәймән;
Җапа тартип ишлигән йеңи шарапниму ятларниң пәрзәнтлири иккинчи ичмәйду;
9 Зираәтләрни оруп жиққанлар өзлирила уни йәп Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду;
Үзүмләрни үзгәнләр муқәддәс өйүмниң сәйналирида улардин ичиду».
10 — Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар!
Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар!
Йолни көтириңлар, көтириңлар;
Ташларни елип ташливетиңлар;
Хәлиқ-милләтләр үчүн йол көрситидиған бир туғни көтириңлар.
11 Мана, Пәрвәрдигар җаһанниң чәт-яқилириға мундақ дәп җакалиди: —
Зион қизиға мундақ дәп ейтқин: —
«Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!
Қара, Униң Өзи алған мукапити Өзи билән биллә,
Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
12 Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»,
«Пәрвәрдигар һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанлар» дәйду;
Сән болсаң: «Интилип издәлгән», «Һеч ташливетилмигән шәһәр» дәп атилисән.