15
Елифаз йәнә сөзләйду — Яманларниң ақивити
1 Теманлиқ Елифаз буниңға җававән мундақ деди: —
2 Данишмән кишиниң қуруқ шамалдәк сәпсәтә билән җавап бериши тоғриму?
Данишмән қосиғини иссиқ мәшриқ шамили билән тойғузса боламду?
3 Пайдисиз сөзләр билән,
Тайини йоқ гәпләр билән муназирилишиши мувапиқму?
4 Бәрһәқ, сән иман-ихласни йоқ қиливәтмәкчисән,
Худаниң алдида дуа-истиқамәткә тосалғу болисән.
5 Чүнки қәбиһлигиң ағзиңға сөз салиду,
Сән мәккарларниң тилини таллап қоллинисән.
6 Мән әмәс, бәлки өз ағзиң өзүңниң гунайиңни бекитиду,
Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду.
7 Сән инсанлар ичидә тунҗа болуп туғулғанму?
Сән тағ-даванлардин авал апиридә болғанму?
8 Тәңриниң мәхпий кеңишини аңлап кәлгәнмусән?
Даналиқ сән биләнла чәклинәмду?
9 Сән билгәнләрни бизниң билмәйдиғанлиримиз барму?
Сән чүшәнгәнни бизниң чүшәнмәйдиғинимиз барму?
10 Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду,
Улар сениң атаңдинму яшта чоңдур.
11 Тәңриниң тәсәллилири,
Йәни саңа мулайимлиқ билән ейтқан мошу сөз сән үчүн азлиқ қиламду?
12 Немишкә көңүлниң кәйнигә кирип кетисән?
Көзүңни немигә пақиритисән?
13 Шундақ қилип сән роһуңни Тәңригә қарши турғуздуң,
Еғизиңдин шундақ сөзләрниң чиқишиға йол қоюватисән!
14 Инсан немә еди? Өз-өзини паклалиғидәк?
Анидин туғулған адәм балиси немә еди? Һәққаний болалиғидәк?
15 Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә,
Асманларму униң нәзиридә пак болмиған йәрдә,
16 Жиркинчлик болған, сесип кәткән,
Қәбиһликни су ичкәндәк ичидиған инсан балиси зади қандақ болар?
17 Мән саңа көрситәй, маңа қулақ сал;
Көзүм көргәнни баян қилмақчимән.
18 Данишмәнләр ата-бовилиридин буларни аңлиған,
Йошурмай буларни баян қилған: —
19 (Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди,
Уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти)
20 — Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду,
Залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур.
21 Униң қулиқиға вәһимиләрниң авази кириду,
Баяшатлиғида булаңчи униң устигә бесип чүшиду.
22 Қараңғулуқтин қутулушқа униң көзи йәтмәйду,
У қилич билән чепилишқа сақланғандур.
23 У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду,
У зулмәт күниниң униңға йеқинлашқанлиғини билиду.
24 Дәрд-әләм һәм азап униңға вәһимә қилиду,
Һуҗумға тәйяр болған падишадәк униң үстидин ғәлибә қилиду.
25 Чүнки у Тәңригә қарши қолини көтәргән,
Һәммигә қадирға күч көрсәтмәкчи болған,
26 Шуңа у бойнини қаттиқ қилип,
Көп қәвәтлик қалқанни көтирип униңға қарап етилиду.
27 Йүзини яғ басқан болсиму,
Беқинлири сәмрәп кәткән болсиму,
28 У харабә шәһәрләрдә,
Адәм қонғуси кәлмәйдиған,
Кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду;
29 У һеч бейимайду,
Униң мал-мүлки болса үзүлүп қалиду,
Униң тәәллуқатлири зимин үстидә кеңәймәйду.
30 У қараңғулуқтин қечип қутулалмайду,
Ялқун униң шахлирини көйдүрүп қурутиду,
Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду.
31 У сахтилиққа таянмисун!
У алдинип кәткән, шуңа сахтилиқниң өзи униң инъами болиду;
32 Униң күни техи тошмай турупла,
Униң шехи техи көкирип болмайла, бу ишлар әмәлгә ашурулиду.
33 Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк,
Зәйтун дәриғиниң чечиги ечилипла төкүлүп кәткәндәк болиду.
34 Чүнки ипласларниң җәмәти туғмас болиду,
От пара йегәнләрниң чедирлирини көйдүриветиду.
35 Бирақ улар һәрдайим яманлиқни ойлап, қәбиһлик туғдуриду,
Көңлидә һаман һейлә-микир тәйярлайду.