26
Аюпниң ахирқи сөзлири — Билдадни әйипләш
1 Аюп Билдадқа җававән мундақ деди: —
2 «Мағдурсиз кишигә қалтис ярдәмләрни беривәттиң!
Биләклири күчсиз адәмни карамәт қутқузувәттиң!
3 Әқли йоқ кишигә қалтис несиһәтләрни қиливәттиң!
Вә униңға аламәт билимләрни намайән қиливәттиң!
4 Сән зади кимниң мәдити билән бу сөзләрни қилдиң?
Сәндин чиқиватқини кимниң роһи?
Худаниң улуқлуғи — Аюпниң баяни
5 — «Әрваһлар, йәни су астидикиләр,
Шундақла у йәрдә барлиқ туруватқанлар толғинип кетиду;
6 Бәрһәқ, Худаниң алдида тәһтисараму йепинчисиз көрүниду,
Һалакәтниңму япқучи йоқтур.
7 У йәрниң шималий қутупини аләм бошлуғиға созған,
У йәр шарини бошлуқ ичидә муәлләқ қилған;
8 У суларни қоюқ булутлири ичигә жиғиду,
Булут уларниң еғирлиғи биләнму житилип кәтмәйду.
9 У айниң йүзини япиду,
У булутлири билән уни тосиду.
10 У суларниң үстигә чәмбәр сизип қойған,
Буниң билән У йоруқлуқ һәм қараңғулуқниң чегарасини бекиткән.
11 Асманларниң түврүклири тәврәп кетиду,
Униң әйивини аңлапла алақзадә болуп кетиду.
12 У деңизни қудрити билән тиничландуриду;
Өз һекмити билән Раһабни парә-парә қилип янҗиветиду.
13 Униң Роһи билән асманлар безәлгән,
Униң қоли тез қачқан әҗдиһани санҗийду.
14 Мана, бу ишлар пәқәт униң қилғанлириниң кичиккинә бир қисмидур, халас;
Униң сөз-каламидин аңлаватқинимиз наһайити пәс бир шивирлаш, халас!
Униң пүткүл зор қудритиниң гүлдүрмамисини болса кимму чүшинәлисун?!».