3
Аюпниң сөзлиши — униң һаятқа ләнәт оқуп, өлүмгә интизар болуши
1-2 Йәттә күндин кейин, Аюп еғиз ечип әһвалиға қарита өзиниң көрүватқан күнигә ләнәт оқуп мундақ деди: —
«Мән туғулған әшу күн болмиған болса боптикән!
«Оғул бала апиридә болди!» дейилгән шу кечә болмиған болса боптикән!
Шу күнни зулмәт қаплиған болса боптикән!
Әрштә турған Тәңри көз алдидин шу күнни йоқитивәткән болса боптикән,
Қуяш нури униң үстигә чүшүрүлмисә боптикән!
Шу күнни қараңғулуқ һәм өлүмниң көләңгиси өз қойниға алса боптикән!
Булутлар уни жутуп кәтсә боптикән,
Шу күнни күн қараңғулатқучилар қорқитип кәткүзивәткән болса боптикән!
Шу кәчни — Зулмәт тутуп кәтсә боптикән;
Шу күн жил ичидики башқа күнләр билән биллә шатланмиса боптикән!
Шу күн айниң бир күни болуп саналмиса боптикән!
Мана, шу кечидә туғут болмиса боптикән!
У кечидә һеч қандақ шат-хурамлиқ аваз яңримиса боптикән!
Күнләргә ләнәт қилғучилар шу күнгә ләнәт қилса боптикән!
Левиатанни қозғашқа петиналайдиғанлар шу күнгә ләнәт қилса боптикән!
Шу күн таң сәһәрдики юлтузлар қараңғулашса боптикән!
У күн қуяш нурини беһудә күтсә боптикән!
Шу күн сүбһиниң қапақлириниң ечилишини беһудә күтсә боптикән!
10  Чүнки шу күн мени көтәргән балиятқуниң ишиклирини әтмигән,
Мениң көзлиримни дәрд-әләмни көрәлмәс қилмиған.
11  Аһ, немишкә анамниң қосиғидин чүшүпла өлүп кәтмигәндимән?!
Немишкә қосақтин чиққандила нәпәстин қалмиғандимән?
12  Немишкә мени қобул қилидиған етәкләр болғанду?
Немишкә мени емитидиған әмчәкләр болғанду?
13  Мошулар болмиған болса, ундақта мән мәңгү тинич йетип қалаттим,
Мәңгүлүк уйқиға кәткән болаттим, шу чағда арам тапқан болаттим.
14  Шу чағда өзлири үчүнла хилвәт җайларға мазар салған йәр йүзидики падишалар һәм мәслиһәтчиләр билән,
15  Яки алтун жиққан,
Өйлири күмүчкә толған бәг-шаһзадиләр билән болаттим;
16  Қосақтин мәзгилсиз чүшүп кәткән йошурун балидәк,
Нурни көрмәй чачрап кәткән балидәк һаят кәчүрмигән болаттим.
17  Әшу йәрдә рәзилләр аваричиликтин халий болиду,
Әшу йәрдә һалидин кәткәнләр арам тапиду;
18  Әшу йәрдә әсирләр раһәттә җәм болиду,
Улар әзгүчиләрниң авазини аңлимайду;
19  Ғерибларму һәм улуқларму әшу йәрдә туриду,
Қул болса ғоҗайинидин азат болиду.
20 Җапа тартқучиға немә дәп нур берилиду?
Немишкә дәрд-әләмгә чөмгәнләргә һаят берилиду?
21  Улар тәшналиқ билән өлүмни күтиду,
Бирақ у кәлмәйду;
Улар өлүмни йошурун гөһәрни кезип издигәндинму әвзәл билиду,
22  Улар гөрни тапқанда зор хошал болуп,
Шат-хурамлиққа чөмиду.
23 Өз йоли ениқсиз адәмгә,
Йәни Тәңриниң тосиқи селинған адәмгә немишкә нур вә һаят берилиду?
24  Шуңа тамиғимниң орниға налилирим келиду;
Мениң қаттиқ пәрядлирим шарқиратмидәк шарқирайду.
25  Чүнки мән дәл қорққан вәһшәт өз бешимға чүшти;
Мән дәл қорқидиған иш маңа кәлди.
26  Мәндә һеч арамлиқ йоқтур!
Һәм һеч хатирҗәм әмәсмән!
Һеч теч-аманлиғим йоқтур!
Бирақ паракәндичилик һаман үстүмгә чүшмәктә!».
 
 
3:1-2 Йәр. 15:10; 20:14 3:3 «Оғул бала апиридә болди!» — бу гәпни пәриштиләр қилған болуши мүмкин. 3:5 «күн қараңғулатқучилар» — буниң немә екәнлигигә һазир бир немә дейиш тәс. Бәлким җадугәрләрниң бир хил җадугәрликни ишлитип күнни қараңғулитишқа интилидиғанлиғини көриситиши мүмкин. 3:8 «Левиатан» — чоңқур деңиз астида яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. «Левиатанни қозғаш» болса, бәзи кона мәдәнийәтләрдә: «бу йоған һайванни қозғап орнидин турғузуп пүтүн қуяшни тосуп йепип, қараңғулуқ чүшүрәләймиз» дегән көзқараштур. Аюпниң өзи мундақ «қараңғулаштуруш усули»ға ишәнмәслиги мүмкин, бирақ шеирлик тәкитләш үчүн бу селиштурмини ишлитиду. Демәк, Аюп мошу йәрдә өзи туғулған күниниң мошу әҗдиһаға охшаш қорқунучлуқлиғини вә тақабил турушниң интайин тәслигини билдүрмәкчи болған болуши мүмкин. 3:14 «өзлири үчүнла хилвәт җайларға мазар салған йәр йүзидики падишалар һәм мәслиһәтчиләр» — бу айәттики «мазар» бәлким Мисирдики чоң еһрамларни көрситиши мүмкин. Мәйли чоң, һәйвәтлик болсиму, бәрибир адәмни өлүмдин қоғдалмайду. Бу җүмлини йәнә «өзи үчүнла һазир хараплишип кәткән җайларни қурған падишалар...» дәп тәрҗимә қилғили болиду. 3:17 «Әшу йәрдә рәзилләр һалидин кәткәнләр арам тапиду» — мошу йәрдә Аюпниң сөзи Худаниң адалитидин гуманлинишиға йеқин келиду. У, рәзилләр башқа адәмләргә охшаш гөрдә тәң болуп охшаш дәм алалайду, дәватқандәк мәнидә сөзләйду.