8
Шухалиқ Билдад сөзләйду — Илгәрки дәвирләрдики азап-оқубәтләр тоғрилиқ гувалиқ
Андин Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
«Сән қачанғичә мошуларни сөзләйсән?
Ағзиңдики сөзләр күчлүк шамалдәк қачанғичә чиқиду?
Тәңри адаләтни бурмилиғучиму?
Һәммигә Қадир адиллиқни бурмиламду?
Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса,
У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас.
Бирақ әгәр өзүң һазир чин көңлүңдин Тәңрини издисәңла,
Һәммигә Қадирға илтиҗа қилсаңла,
Әгәр сән сап дил һәм дурус болған болсаң,
Шүбһисизки, У сән үчүн ойғиниду,
Чоқум сениң һәққанийлиғиңға толған туралғуңни гүлләндүриду.
Сән дәсләптә етиварсиз қаралған болсаңму,
Бирақ сән ахирида чоқум техиму гүллинисән.
Шуңа сәндин өтүнәйки, өткәнки дәвирләрдин сорап баққин,
Уларниң ата-бовилириниң издинишлиригиму көңүл қойғин
(Чүнки биз болсақ түнүгүнла туғулғанмиз;
Күнлиримиз пәқәт бир сайә болғачқа, һеч немини билмәймиз).  
10  Саңа көрсәтмә берип үгәтәләйдиған улар әмәсму?
Улар өз көңлидикини саңа сөзлимәмду?
11  Латқа болмиса йекәнләр егиз өсәләмду?
Қомушлуқтики от-чөпләр сусиз өсәләмду?
12  Улар йешил пети болуп, техичә орулмиған болсиму,
Һәр қандақ от-чөптин тез тозуп кетиду.
13  Тәңрини унтуған кишиләрниң һәммисиниң ақивәтлири мана шундақтур;
Ипласларниң үмүти мана шундақ йоққа кетәр.
14  Чүнки униң таянғини чүрүк бир нәрсә, халас;
Униң ишәнгини болса өмчүкниң торидур, халас.
15  У өз угисиға йөлиниду, бирақ у мәзмут турмайду;
У уни чиң тутувалған болсиму, бирақ у бәрдашлиқ берәлмәйду.
16  У қуяш астида көклигән болсиму,
Униң пиләклири өз беғини қаплиған болсиму,
17  Униң йилтизлири таш догисиға чирмишип кәткән болсиму,
У ташлар арисида орун издигән болсиму,
18  Лекин Худа уни орнидин юливәтсә,
Әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду.
19  Мана униң йолиниң шатлиғи!
Униңдин кейин орниға башқилири тупрақтин үниду.
20  Қара, Худа дурус адәмни ташлимайду,
Яки яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду.
21  У йәнә сениң ағзиңни күлкә билән,
Ләвлириңни шатлиқ авазлири билән толдуриду,
22  Саңа нәпрәтләнгәнләргә шәрмәндилик чаплиниду,
Әскиләрниң чедири йоқитилиду».
 
 
8:3 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Дан. 9:14 8:4 «Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас» — Билдадниң бу баяни рәһимсизлик билән қилинған сөзләрдур; бу сөзләр Аюпниң ярисиға туз сепип уни техиму азапқа салиду. Чүнки Аюпниң һәсрити дәл мошу иш түпәйлидин болувататти; бирақ Билдадниң Аюпниң балилириниң өткүзгән бирәр гунайи тоғрисида һеч қандақ испати йоқтур. Биз болсақ, униң балилириниң әмәлийәттә өз гунайи сәвәвидин өлмигәнлигини билимиз. 8:5 Аюп 22:23 8:8 Қан. 4:32 8:9 «Күнлиримиз пәқәт бир сайә...» — Билдадниң бу дегини, униң у дәвридики ата-бовилириниң (өзиниң замани билән селиштурғанда) интайин узун өмүрлүк болғанлиғини көрситиши мүмкин. (Тәвраттики «Яритилиш» қисмиға асасән, Адәм атимиздин башлап Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә нурғун адәмләр бир нәччә йүз жил яшиған еди). 8:9 Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Аюп 7:5, 6, 7; Зәб. 38:6, 14; 101:12; 143:4 8:12 Зәб. 128:5-6; Йәр. 17:6 8:13 Аюп 11:20; 18:14; Зәб. 111:10; Пәнд. 10:28 8:18 «... Лекин Худа уни орнидин юливәтсә, әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду» — мошу йәрләрдә Билдад Аюп учриған балаю-апәтни шу бир нәччә ишқа охшатқан болуши мүмкин: — авал -15-айәттә, у «яманларниң өйиниң ғулап кетиши» тоғрилиқ сөзләйду; иккинчи, 16-айәттики «пиләкләр» дегән сөз, ибраний тилида «пәрзәнтләр»ниму көрситиду. Үчинчи, мошу айәттә бәлким «әшу йәр» дегән сөз Аюпниң жутдашлирини көрситиду; улар уни чәткә қеқип: «Сәндәк Худа ләнәт қилған адәмни тонумаймиз» дегән мәниләрдиму ейтилған болуши мүмкин. 8:20 «... яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду» — яки «...яманлиқ қилғучиларни қолиға күч бәрмәйду».