21
Бинямин қәбилисиниң нәсли қуруп кетиштин қутулуши
Әслидә Исраилниң адәмлири Мизпаһда қәсәм қилишип: — Бизниң ичимиздин һеч ким өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәрмисун, — дейишкән еди. Шуниң үчүн хәлиқ Бәйт-Әлгә келип, у йәрдә кәч киргичә Худаниң алдида пәряд көтирип қаттиқ жиғлишип: — Әй Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Исраилда немишкә шундақ иш йүз бериду, немишкә Исраилниң қәбилилиридин бири йоқап кәтсун? — дейишти.
Әтиси хәлиқ сәһәр қопуп, у йәрдә қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунди. Исраиллар өз ара: — Исраилниң һәр қайси қәбилилиридин җамаәткә қошулуп Пәрвәрдигарниң алдида һазир болушқа кәлмигән кимләр бар? — дәп сорашти, чүнки улар кимки Мизпаһқа Пәрвәрдигарниң алдида һазир болмиса, у шәксиз өлүмгә мәһкүм қилинсун, дәп қаттиқ қәсәм қилишқан еди. Исраил өз қериндиши болған Бинямин тоғрилиқ пушайман қилип: — Мана, әнди Исраил арисидин бир қәбилә үзүветилди. Биз Пәрвәрдигарниң намида бизниң ичимиздин һеч қайсимиз өз қизимизни Биняминларға хотунлуққа бәрмәймиз, — дәп қәсәм қилған едуқ; әнди қандақ қилсақ улардин қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз — дейишти.
Улар йәнә өз ара: — Исраил қәбилилиридин қайсиси Мизпаһқа, Пәрвәрдигарниң алдиға чиқмиди? — дәп сорашти. Мана, Ябәш-Гилеадлиқлардин һеч қайсиси чедиргаһқа, җамаәткә қошулушқа кәлмигән еди. Чүнки хәлиқни санап көргәндә Ябәш-Гилеадниң адәмлиридин у йәрдә һеч ким йоқ еди. 10 Шуниң билән җамаәт он икки миң палванни у йәргә әвәтип, уларға тапилап: — Ябәш-Гилеадта туруватқанларни, җүмлидин аяллар вә балиларни уруп-қирип қиличлап өлтүрүветиңлар; 11 шундақ қилиңларки, барлиқ әркәкләрни вә әрләр билән биллә болған барлиқ аялларни өлтүрүветиңлар, деди.
12 Улар шундақ қилип Ябәш-Гилеадтики хәлқиниң ичидә техи әрләр билән биллә болуп бақмиған төрт йүз қизни тепип, уларни тутуп Қанаан зиминидики Шилоһқа, чедиргаһға елип кәлди.
13 Андин пүткүл җамаәт Риммондики тик ярдики Биняминларға адәм әвәтип, уларға течлиқ салимини җакалиди. 14 Шуниң билән Биняминлар қайтип кәлди; Исраиллар Ябәш-Гилеадтики һаят қалған қизларни уларға хотунлуққа бәрди, лекин булар уларға йетишмиди. 15 Вә хәлиқ Бинямин тоғрилиқ пушайман қилди; чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң қәбилилириниң арисида кәмтүк пәйда қилип қойған еди.
16 Бу вақитта җамаәтниң ақсақаллири: — Биняминниң қиз-аяллири йоқутиветилди, әнди биз қандақ қилсақ қалғанлирини хотунлуқ қилалаймиз, — деди.
17 Андин йәнә: — Биняминдин қечип қутулған қалдисиға мирас сақлиниши керәкки, Исраилниң бир қәбилисиму өчүп кәтмәслиги керәк. 18 Пәқәт бизла қизлиримизни уларға хотунлуққа бәрсәк болмайду, чүнки Исраиллар: «Өз қизини Биняминларға хотунлуққа бәргән киши ләнәткә қалсун!» дәп қәсәм қилишқан, — дейишти.
19 Улар йәнә: — Мана, Бәйт-Әлниң шимал тәрипидики, Бәйт-Әлдин Шәкәмгә чиқидиған йолниң шәриқ тәрипидики, Либонаһниң җәнуп тәрипидики Шилоһда һәр жили Пәрвәрдигарниң бир һейти болуп туриду, — деди. 20 Андин Исраиллар Биняминларға буйруп: — Силәр берип, шу йәрдики үзүмзарлиқларға йошурунивелиңлар. 21 Күзитип туруңлар, қачаники Шилоһдики қизларниң уссул ойниғили чиққинини көрсәңлар, үзүмзарлиқлардин чиқип һәр бириңлар Шилоһниң қизлиридин бирини өзүңларға хотунлуққа елип қечиңлар, андин Биняминниң зиминиға кетиңлар. 22 Шундақ болидуки, әгәр уларниң атилири я ака-укилири келип бизгә пәряд көтәрсә, биз уларға: «Бизгә йүз-хатирә қилип, уларға йол қоюңлар, чүнки биз җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ; униң үстигә силәр бу қетим қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар», дәймиз, — деди.
23 Биняминлар шундақ қилип сани бойичә уссул ойнайдиған қизлардин өзлиригә хотунлуққа елип қечип, өз мирас зиминиға қайтип берип, шәһәрләрни йәнә ясап у йәрдә турди.
24 У вақитта Исраил у йәрдин айрилип, һәр бири өз қәбилилири вә җәмәтигә йенип барди, андин һәр бири өз мирас зиминиға кәтти.
25 Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.  
21:11 Чөл. 31:17 21:13 Һак. 20:47 21:22 «...җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ» — әслидә Биняминлардин алтә йүз киши аялсиз қалған еди. Исраиллар Ябәш-Гилеадлар билән җәң қилип қиздин төрт йүзни тапқан еди, лекин йәнила икки йүз адәм аялсиз қалди. Шуниң үчүн улар «җәңдә уларниң һәммисигә хотунлуққа толуқ бирдин қиз алалмидуқ» дәйду. «силәр ... қизлириңларни өз ихтиярлиғиңлар билән уларға бәрмидиңлар; ихтиярән бәргән болсаңлар, гунаға тартилаттиңлар» — уларниң әзлидики «һеч ким Биняминларға өз қизини бәрмисун» дегән қәсими билән, «силәр Шилоһтикиләр қизлириңларни Биняминларға ихтиярән ятлиқ қилған болсаңлар, гунакар болаттиңлар. Һазир болса, қизлириңлар булап кетилди, Шуа силәр гунакар һесапланмайсиләр» дегәндәк мәнтиқидә болған. 21:25 «...һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти» — 17:6 вә изаһатини көрүң. 21:25 Һак. 17:6; 18:1; 19:1