5
Нусрәт нәзмиси
1 Шу күни Дәбораһ вә Абиноамниң оғли Барақ мундақ нәзмә оқуди: —
2 Исраилда йетәкчиләр йол башлиғини үчүн,
Хәлиқ ихтиярән өзлирини пида қилғини үчүн,
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
3 Әй падишалар, аңлаңлар,
Әй әмирләр, қулақ селиңлар!
Мән, мән Пәрвәрдигарға атап нәзмә оқуймән,
Мән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға күй ейтимән.
4 И Пәрвәрдигар, сән Сеирдин чиққиниңда,
Едомниң яйлиғидин чиқип жүрүш қилғиниңда,
Йәр титрәп, асманлардин сулар тамчиди,
Шундақ, булутлар ямғурлирини яғдурди;
5 Тағлар Пәрвәрдигарниң алдида тәврәнди,
Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти,
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида.
6 Анатниң оғли Шамгарниң күнлиридә,
Һәм Яәлниң күнлиридә,
Чоң йоллар ташлинип қелип,
Йолучилар әгир-тоқай чиғир йоллар билән маңатти;
7 Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти,
Таки мәнки Дәбораһ қозғилип,
Исраилда бир ана сүпитидә пәйда болғинимғичә.
8 Исраиллар йеңи илаһларни таллиди;
Уруш дәрвазилириға йетип кәлди.
Қириқ миңчә Исраиллиқниң арисида,
Я бир қалқан я бир нәйзә тепилисичу?!
9 Қәлбим Исраилниң әмирлиригә қайилдур,
Улар хәлиқ арисида өзлирини ихтиярән пида қилди;
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
10 И ақ ешәкләргә мингәнләр,
И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар,
И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!
11 Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар!
Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп,
Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду.
Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —
12 «И Дәбораһ, ойған, ойған!
Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин!
Орнуңдин тур, и Барақ,
Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.
13 Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти,
Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.
14 Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди;
Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди;
Макирдин әмирләр чүшүп кәлди,
Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.
15 Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди;
Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип,
Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти!
Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
16 Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп,
Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң?
Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
17 Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди;
Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди?
Аширлар болса деңиз бойида җим олтиривалди,
Деңиз қолтуқлирида туруп қалди.
18 Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди;
Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди!
19 Падишаһлар һәммиси келип, соқушти,
Ⱪананийларниң падишалириму урушқа чиқти;
Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти.
Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди!
20 Асманларда юлтузларму җәң қилди,
Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди.
21 Кишон дәриясиниң еқини дүшмәнни еқитип кәтти;
Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур!
Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!
22 Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта,
Толпарлири чапмақта, чапмақта.
23 Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси,
У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар,
Қаттиқ ләнәт оқуңлар;
Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди,
Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.
24 Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун,
Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун!
25 Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди,
Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти;
26 У сол қолини чедир қозуғиға,
Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти;
Сисерани уруп,
Баш сөңүкини чеқип,
Чекисидин янчип өткүзүвәтти.
27 Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди,
У жиқилди, у өлүктәк ятти,
У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди,
Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди.
28 Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди,
У пәнҗириниң руҗикидин товлап: —
«Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду?
Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди.
29 Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду,
Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: —
30 «Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?!
Һәр бир әркәккә аяғ асти қилишқа бир-иккидин қиз тәккәнду,
Сисераға рәңдар кийимләр,
Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду,
Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!
31 И Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әнә шундақ йоқутулғай!
Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!».
Шуниң билән зимин қириқ жилғичә теч-аманлиқ тапти.