2
Чекәткиләрниң вәйранчилиғи
1 Зион теғида канай челиңлар,
Муқәддәс теғимда агаһ сигналини аңлитиңлар;
Зиминда турғучи һәммәйлән дир-дир титрисун;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни келиду, у йеқиндидур.
2 У күн болса қараңғу һәм сүр күн,
Булутлар қапланған һәм қапқараңғу зулмәт күн, — таң сәһәр тағлар үстигә йейилғандәк,
Зор һәм күчлүк бир хәлиқ келиду;
Уларға охшаш болғучилар болуп бақмиған,
Улардин кейинму, дәвирдин-дәвиргә йәнә болмайду.
3 Уларниң алдида көйдүргүчи от маңиду,
Уларниң кәйнидә болса бир ялқун көйдүрүп өтиду;
Келиштин бурун зимин «Ерән бағчиси»дәк,
Бирақ уларниң тапини тәккәндин кейин гүл-гиясиз чөл-баяван болиду;
Бәрһәқ, улардин һеч немә қечип қутулалмайду.
4 Уларниң қияпити атқа охшайду,
Атлиқ ләшкәрдәк чапиду.
5 Җәң һарвулири гүлдүрлигәндәк сада билән улар тағ чоққилиридин сәкрәп өтиду;
Пахални параслап көйдүргән от авазидәк тараслап маңиду,
Дәбдәбилик сәп түзәп турған күчлүк қошундәк жүриду,
6 Уларниң алдида әлләр қаттиқ азаплиниду,
Һәммә чирай татирип кетиду.
7 Улар палванлардәк жүгүриду;
Җәңчиләрдәк сепилдин артилип өтиду;
Һәммиси өз алдиға қарап жүрүш қилиду;
Сәплирини һеч бузмайду.
8 Һеч қайсиси өз қериндишини қистимайду;
Һәр қайсиси өз йолида маңиду;
Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду;
9 Шәһәрниң һәммә йеригә чепишиду;
Сепил үстидә жүгүрүп жүриду;
Өйләргә ямишип чиқиду;
Деризиләрдин оғридәк кириду.
10 Улар алдида йәр-зиминни титрәк басиду,
Асманлар тәвринип кетиду;
Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду,
Юлтузлар җуласини қайтурувалиду.
11 Пәрвәрдигар Өз қошуни алдида авазини қоюветиду,
Чүнки Униң баргаһи паянсиздур;
Униң сөзини орунлиғучи күчлүктур;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни улуқ, интайин дәһшәтликтур;
Ким уни көтирәлисун?
12 Бирақ һәтта һазирму, — дәйду Пәрвәрдигар,
— Чин көңлүңләр билән, розилар билән, жиғилар билән матәм тутуп Мениң йенимға қайтип келиңлар;
13 Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип,
Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға қайтип бериңлар;
Чүнки У меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил,
Асан ғәзәпләнмәйду, зор меһир-муһәббәтликтур,
Яманлиқтин янидиған Худадур.
14 Ким билиду, У җазалаштин йенип, рәһим қилип бирәр бәрикәтни,
Пәрвәрдигар Худайиңларға сунғидәк бирәр «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә»ни қалдуруп кетәмду техи?
15 Зион теғида канай челиңлар,
«Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар,
Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар;
16 Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар,
Ақсақалларни җәм қилиңлар, балиларни, емиватқанларниму жиғиңлар;
Той қиливатқан жигит өз өйидин,
Ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун;
17 Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтәрсун,
Улар ейтсунки, «И Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә ичиңни ағритқайсән,
Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап,
Уларни әлләргә сөз-чөчәк болушқа қоймиғайсән;
Әл-жутлар арисида: «Уларниң Худаси қени?» дейилмисун».
18 Андин Пәрвәрдигар Өз зиминиға отлуқ муһәббитини,
Өз хәлқигә рәһим-шәпқәтни көрсәтти;
19 Пәрвәрдигар җававән Өз хәлқигә мундақ деди: —
«Мана, Мән силәргә буғдай, йеңи шарап вә зәйтун мейини әвәтимән,
Силәр булардин қандурулисиләр;
Вә Мән силәрни қайтидин әлләр арисида шәрмәндә қилип қоймаймән;
20 Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип,
Униң алди қисмини шәрқий деңизға,
Кәйни қисмини ғәрбий деңизға қоғливетимән;
Уни чөл бир зиминға һайдиветимән;
Униң сесиқлиғи пурап туриду,
Пасиқ һиди чиқиду;
Чүнки у «чоң ишларни қилғучимән» дәп өзини улуқ қилмақчи болиду.
21 Қорқма, и зимин;
Шатлинип хошал бол;
Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған.
22 И даладики һайванлар, қорқмаңлар;
Чүнки чөллүктики от-чөпләр бәрқ урмақта;
Дәрәқ мевисини бәрмәктә,
Әнҗир дәриғи, үзүм тели толуқ һосул бериду.
23 Һәм силәр, Зионниң балилири, шатлинип Пәрвәрдигар Худайиңлардин хурсән болуңлар;
Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду;
У силәргә һөл-йеғин бериду,
Йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду.
24 Хаманлар буғдайға толған болиду,
Идиш-күпләр йеңи шарап һәм майларға толуп ташиду.
25 Вә Мән силәргә чекәткиләр, чекәткә личинкилири, «вәйранчи қурут»лар, «чишлигүчи қурут»лар,
Йәни Мән араңларға әвәткән улуқ қошунум йегән жилларни қайтуруп беримән;
26 Силәр болушичә йәп, қандурулисиләр,
Шуниңдәк силәргә карамәт ишларни көрсәткән Пәрвәрдигар Худайиңларниң намини мәдһийиләйсиләр;
Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
27 Силәр Мениң Исраил ичидә турғанлиғимни,
Шундақла Мәнки Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлар екәнлигимни,
Мәндин башқа һеч ким болмайдиғанлиғини билисиләр;
Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
28 Һәм кейин, Мән Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән;
Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду,
Қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду,
Жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду;
29 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллар үстигиму, дедәкләр үстигиму Роһумни қуйимән.
30 Мән асманларда, зиминдә карамәтләрни,
Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
31 Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни кәлмигичә,
Қуяш қараңғулуққа,
Ай қанға айландурулиду.
32 Һәм шундақ әмәлгә ашурулидуки,
Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду;
Чүнки Пәрвәрдигар дегинидәк, Зион теғида һәм Йерусалимда,
Һәмдә Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар үчүн қутқузуш-ниҗат болиду.