24
Яхши әнҗирләр, яман әнҗирләр
1 Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимдин Йәһоакимниң оғли, Йәһуда падишаси Йәконияһ, Йәһуда әмир-шаһзадилири, һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин, Пәрвәрдигар маңа Өз ибадәтханиси алдидики икки севәт әнҗирни «мана көр» дәп көрсәткән.
2 Бир севәттә дәсләпки пишқан әнҗирдәк интайин яхши әнҗирләр бар еди; иккинчи севәттә йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр бар еди.
3 Андин Пәрвәрдигар маңа: «Немә көрдүң, Йәрәмия?» — дәп сориди. Мән: «Әнҗирләрни көрдүм; яхшилири болса интайин яхшикән; начарлири йегили болмайдиған, интайин начар екән» — дедим.
4 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһудадин сүргүн болғанларни, йәни Мениң бу йәрдин калдийләрниң зиминиға әвәткәнлиримни бу яхши әнҗирләрдәк яхши дәп қараймән;
6 Мән уларға яхши болсун дәп көзүмни уларға тикимән вә уларни бу зиминға қайтуримән; Мән уларни ғулитип ташлимаймән, бәлки уларни қуримән; уларни жулуп ташлимаймән, бәлки тикип өстүримән.
7 Мән уларға Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билидиған, Мени тонуйдиған бир қәлбни тәқдим қилимән; шуниң билән улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән; чүнки улар пүтүн қәлби билән йенимға қайтиду.
8 Лекин начар әнҗирләр, йәни йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр қандақ болған болса, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бәрһәқ, Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияни, әмир-шаһзадилирини вә Йерусалимдикиләрниң қалған қисмини, бу зиминда қалғанларни вә Мисирда туруватқанларни шуниңға охшаш қилимән;
9 Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән; мән уларни һайдивәткән барлиқ җайларда уларни рәсвачилиқниң объекти, сөз-чөчәк, тапа-тәниниң объекти вә ләнәт сөзлири болушқа тапшуримән.
10 Мән уларға һәм ата-бовилириға тәқдим қилған зиминдин йоқитилғичә улар арисиға қилич, қәһәтчилик вә вабани әвәтимән.