28
Сахта пәйғәмбәрниң Йәрәмияға қарши чиқиши
Шу жилда, Йәһуда падишаси Зәкәрия тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилдә, йәни төртинчи жили, бәшинчи айда, Аззурниң оғли, Гибеон шәһиридики Һанания пәйғәмбәр, каһинлар вә барлиқ халайиқ алдида Пәрвәрдигарниң өйидә маңа: —
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим! Бабил падишаси Небоқаднәсар мошу йәрдин епкәткән, Бабилға апарған, Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучиларниң һәммисини болса, икки жил өтмәйла Мән мошу йәргә қайтуруп епкелимән; вә Мән Йәһуда падишаси, Йәһоакимниң оғли Йәконияһни Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммиси билән тәң мошу йәргә қайтуруп беримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундириветимән!» — деди.
Андин Йәрәмия пәйғәмбәр каһинлар вә Пәрвәрдигарниң өйидә турған барлиқ халайиқ алдида Һанания пәйғәмбәргә сөз қилди. Йәрәмия пәйғәмбәр мундақ деди: «Амин! Пәрвәрдигар шундақ қилсун! Пәрвәрдигар сениң бешарәт бәргән сөзлириңни әмәлгә ашурсунки, У Өзиниң өйидики қача-қучилар вә Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммисини мошу йәргә қайтурсун! Лекин өз қулиқиңға вә барлиқ хәлиқниң қулиқиға селип қоюлидиған мениң бу сөзүмни аңла! — Мениң вә сениңдин бурун, қедимдин тартип болған пәйғәмбәрләрму нурғун падишалиқлар вә улуқ дөләтләр тоғрилиқ, уруш, апәт вә вабалар тоғрилиқ бешарәт берип кәлгән; течлиқ-аватлиқ тоғрилиқ бешарәт бәргән пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәрниң сөзи әмәлгә ашурулғанда, у һәқиқәтән Пәрвәрдигар әвәткән пәйғәмбәр дәп тонулғандур!».
10 Андин Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәтти. 11 Һанания хәлиқ алдида сөз қилип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән шуниңға охшаш, икки жил өтмәйла Бабил падишаси Небоқаднәсарниң боюнтуруғини барлиқ әлләрниң бойнидин елип сундуриветимән!» — деди.
Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр чиқип кәтти.
12 Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәткәндин бир аз кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 Барғин, Һананияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән яғачтин ясалған боюнтуруқни сундурғиниң билән, лекин униң орниға төмүрдин болған боюнтуруқни селип қойдуң! 14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән шуниңға бу барлиқ әлләрниң бойниға төмүрдин ясалған боюнтуруқни салимәнки, улар Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болиду; бәрһәқ, улар униң қуллуғида болиду; Мән униңға һәтта даладики һайванларниму тәқдим қилғанмән».
15 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр Һанания пәйғәмбәргә: «Қулақ сал, Һанания! Пәрвәрдигар сени әвәткән әмәс! Сән бу хәлиқни ялғанчилиққа ишәндүргәнсән! 16 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мана, Мән сени йәр йүзидин әвәтиветимән! Сән дәл мошу жилда өлисән, чүнки сән адәмләрни Пәрвәрдигарға асийлиқ қилишқа дәвәт қилғансән».  
17 Һанания пәйғәмбәр дәл шу жили йәттинчи айда өлди.
 
 
28:2 «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим!» — шүбһисизки, бу сахта пәйғәмбәрниң сөзи Йәрәмия 27-бапта «Небоқаднәсарниң буюнтуруқини қобул қилишиңлар керәк» вә «Пәрвәрдигарниң өйидә қалған қача-қучиларму епкетилиду» дегән бешарәтни инкар қилиштин ибарәт. 28:3 Йәр. 27:16 28:10 «Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқ» — 27:2ни көрүң. 28:14 Йәр. 27:6 28:16 «сени йәр йүзидин әвәтиветимән» — Худа бу сахта пәйғәмбәрни әслидә «әвәткән әмәс» лекин һазир У уни «өлүмгә әвәтиду»! 28:16 Қан. 13:6; Йәр. 29:32