40
Йәрәмия иккинчи қетим азат қилинип қоюветилиду
Қаравул беги Небузар-Адан уни Рамаһ шәһиридин қоювәткәндә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға сөз қилди. У чағда Небузар-Адан Йерусалим һәм Йәһудадики барлиқ әсирләрни елип Бабилға сүргүн қилмақчи еди; Йәрәмияму уларниң арисида зәнҗир билән бағланған һалда елип меңилған еди.
Қаравул беги Йәрәмияни бир чәткә тартип униңға мундақ деди: «Пәрвәрдигар Худайиң мошу йәргә балаю-апәт чүшүримән дәп агаһландурди; Мана, Пәрвәрдигар Өз дегини бойичә шундақ қилип уни кәлтүрди; чүнки силәр Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилғансиләр вә униң авазиға қулақ салмиғансиләр; шуңа бу иш бешиңларға чүшти. Лекин мән қолуңни ишкәлләнгән зәнҗирләрдин йешип сени қоюветимән; мән билән биллә Бабилға бериш саңа мувапиқ көрүнсә, қени кәл, мән сәндин хәвәр алимән; амма мән билән биллә Бабилға беришни мувапиқ әмәс дәп қарисаң, керәк йоқ. Мана, пүткүл зимин алдиңда туриду; қәйәргә бериш саңа лайиқ, дурус көрүнсә шу йәргә барғин».
Йәрәмия техи йенидин маңмай туруп, Небузар-Адан униңға: «Болди, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға қайт; Бабил падишаси уни Йәһудадики шәһәрләргә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигән; хәлиқ арисида униң билән биллә туривәр, яки һәр қандақ башқа йәргә барай десәң шу йәргә барғин» — деди. Шуниң билән қаравул беги униңға озуқ-түлүк һәмдә бир соғат берип уни қоювәтти. Шуниң билән Йәрәмия Мизпаһ шәһиригә, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; у униң билән биллә, пухралар арисида турди.
 
Мизпаһ шәһири «Йәһуда өлкә»синиң йеңи мәркизи қилиниду
Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини, шуниңдәк униңға Бабилға сүргүн болмиған зиминдики йоқсул әр-аяллар бала-җақилири билән тапшурулғанлиғини аңлап қалди; шуниң билән бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлири болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғуллири Йоһанан һәм Йонатан, Танхумәтниң оғли Серая, Нәтофатлиқ Әфайниң оғуллири вә Маакатлиқ бирисиниң оғли Йәзания еди. Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду. 10 Мән болсам Калдийләр зиминға кәлгәндә силәргә вәкил болуп уларниң алдида туруш үчүн Мизпаһ шәһиридә туримән; силәр болсаңлар, шарап, әнҗир-хормилар вә зәйтун мейи мәһсулатлирини елип күп-едишиңларға қоюңлар, өзүңлар тутқан шәһәрләрдә туривериңлар» — дәп қәсәм ичти.
11 Охшашла Моабда, Аммонийлар арисида, Едомда һәм башқа һәр бир жутларда турған Йәһудийларму Бабил падишаси Йәһудада хәлиқниң бир қалдисини қалдурған вә улар үстигә һөкүмранлиқ қилишқа Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни бәлгүлигән дәп аңлиди; 12 шуниң билән барлиқ Йәһудийлар һайдап тарқитиветилгән һәммә җай-жутлардин қайтип, Йәһуда зиминиға, Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди. Улар шарап, әнҗир-хормиларниң мәһсулатлирини зор кәңричиликтә алди.
 
Ишмаил Гәдалияни өлтүрүветиду, Мизпаһдики хәлиқни әсиргә алиду
13 Кареаһниң оғли Йоһанан вә далада қалған ләшкәрләрниң барлиқ башлиқлири Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға келип униңға: 14 «Сән Аммонийлар падишаси Баалис Нәтанияниң оғли Ишмаилни сени өлтүрүшкә әвәткәнлигини билмәмсән?» — дейишти. Лекин Аһикамниң оғли Гәдалия уларниң гепигә ишәнмиди.
15 Кареаһниң оғли Йоһанан Мизпаһда Гәдалияға астиртин сөз қилип: «Маңа рухсәт қилғайсән, башқилар униңдин хәвәр тапқичә мән берип Нәтанияниң оғли Ишмаилни өлтүрәй; һеч ким буни билмәйду. Униң сени өлтүрүп, шуниң билән әтрапиңға жиғилған Йәһудадикиләрниң һәммиси тарқитиветилип, Йәһуданиң қалдиси йоқитиветилишиниң немә һаҗити бар? — деди.
16 Бирақ Гәдалия Кареаһниң оғли Йоһананға: «Сән ундақ қилма; чүнки сән Ишмаил тоғрилиқ ялған ейтиватисән» — деди.
 
 
40:1 «Қаравул беги Небузар-Адан уни Рамаһ шәһиридин қоювәткәндә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға сөз қилди...» — Небузар-Адан аллиқачан Йәрәмия тоғрилиқ «Йерусалимда турувәрсун» дәп пәрман чүшүргән еди (39:11-14ни көрүң). Униң «хәлиқ арисида» турғанлиғи түпәйлидин, бәлким тәсадипийлиқтин улар сүргүн қилинғанда улар билән тәң елип кетилгән еди. «Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға кәлди» — 2-5-айәтләргә қариғанда, Пәрвәрдигарниң бу сөзи «капир» болған, Бабиллиқ ләшкәр Небузар-Адан арқилиқ кәлди! 40:8 «Маакатлиқ бирисиниң оғли Йәзания» — «Җәзания»ниң башқа шәкли «Яазания» — «2Пад.» 25:23ни көрүң.