5
Йерусалим җазаға лайиқ
1 Пәрвәрдигар: — Йерусалимниң рәстә-кочилирида уян-буян айлинип жүгүрүңлар, убдан көрүп биливелиңлар; мәйданлиридин издәп көрүңлар; адаләт билән иш көридиған, вәдисидә турушқа интилидиған бирла адәмни тапсаңлар, шунда мән бу шәһәрни кәчүримән!
2 Гәрчә улар: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкән болсиму, улар ялғандин сөзләйду, деди.
Йәрәмия сөз қилиду
3 — И Пәрвәрдигар, көзүң адаләт-бетәрәпликни издәп жүриду әмәсму? Сән буларни урдуң, лекин улар азапланмайду; Сән уларни набут қилип түгәштүрдүң, лекин улар тәрбийә қобул қилишни рәт қилип кәлди; улар йүзлирини таштин қаттиқ қилди, улар йолидин йенишни рәт қилиду»
4 — мән: «Шүбһисизки, бундақ қилғанлар пәқәт намратлар, улар наданлар; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билмәйду» — дедим.
5 — «Мән мөтивәрләрниң йениға берип уларға сөзләймән; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билиду». Бирақ уларму боюнтуруқни үзүл-кесил бузуп, риштилирини үзүп ташлиған.
Пәрвәрдигар җавап бериду
6 — Шуңа ормандин чиққан бир шир уларни өлтүриду, баявандин чиққан бир бөрә уларни вәйран қилиду; илпиз шәһәрләргә қарап пайлайду; шәһәрләрдин чиққан һәр бири титма-титма қилиниду; чүнки уларниң асийлиқлири көпийип, вапасизлиқлири көпийиду.
7 Мән зади немигә асасән сени кәчүримән? Сениң балилириң Мәндин ваз кечип, Худа әмәсләргә қәсәм ичмәктә; Мән һәммә һаҗәтлиридин чиққан болсамму, лекин улар зинахорлуқ қилип, паһишиләрниң өйигә топ-топ болуп меңиватиду.
8 Улар сәмригән ишқваз айғирлар, улар һәр бири өз йеқининиң аялиға һәвәс қилип кишнәватиду.
9 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
10 Униң үзүм чүнәклиридин өтүп, таллирини вәйран қилиңлар; лекин уларни пүтүнләй набут қилмаңлар; шахлирини қирип ташлаңлар, чүнки улар Пәрвәрдигарға тәвә әмәстур;
11 чүнки Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти Маңа мутләқ вапасизлиқ қилди, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Улар: «У һеч немә қилмайду! Бизгә һеч апәт чүшмәйду; нә қилич нә қәһәтчиликни көрмәймиз!» — дәп Пәрвәрдигардин тенип кәтти.
13 Пәйғәмбәрләр болса пәқәт бир шамалдин ибарәт болиду, халас; Пәрвәрдигарниң сөз-калами уларда йоқтур; уларниң сөзлири өз бешиға янсун!
14 Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа маңа мундақ дәйду: — Бу хәлиқ мошу сөзни қилғини үчүн, мана, Мән ағзиңға салған сөзлиримни от, бу хәлиқни отун қилимәнки, от уларни көйдүрүп ташлайду.
15 — Мана, Мән жирақтин бир әлни елип келимән, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар, — У күчлүк бир әл, қедимий бир әл, тилини сән билмәйдиған вә гәплирини сән һеч чүшәнмәйдиған бир әл болиду;
16 уларниң оқдени йоған ечилған бир гөрдур; уларниң һәммиси батур палванлардур.
17 Улар һосулиңни вә нениңни йәп кетиду, оғул-қизлириңни йәп кетиду, кала-қой падилириңни йәп кетиду, үзүм таллириңни вә әнҗур дәрәқлириңни йәп кетиду; улар сән таянған мустәһкәм шәһәрлириңни қилич билән вәйран қилиду.
18 Һалбуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шу күнләрдиму силәрни пүтүнләй түгәштүрмәймән.
19 Шу чағда хәлқиң: «Пәрвәрдигар Худайимиз немишкә мошу ишларниң һәммисини бешимизға чүшүргән?» — дәп сориса, әнди сән Йәрәмия уларға: «Силәр Мәндин йүз өрүп, өз зиминиңларда ят илаһларниң қуллуғида болғиниңлардәк, силәр өз вәтиниңлар болмиған бир зиминда ят болғанларниң қуллуғида болисиләр» — дегин.
20 — Яқупниң җәмәтидә шуни җакалиғинки вә Йәһуда арисида шуни елан қилғинки,
21 «Буни аңлаңлар, и надан вә әқли йоқ, көзи туруп көрмәйдиған, қулиқи туруп аңлимайдиған бир хәлиқ: —
22 Мәндин қорқмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар, — Деңиз сүйи үчүн саһилни мәңгүлүк чәклимә қилип, «Бу йәрдин өтмә» дәп бекиткән Мениң алдимда тәвримәмсиләр? Мана, долқунлири өркәшлигини билән улар саһил үстидин һеч ғәлибә қилмайду; шавқунлиғини билән бу чәктин һәргиз һалқип өтәлмәйду.
23 Лекин бу хәлиқниң җаһил вә асийлиқ көңли бардур; улар йолдин чиқип өз бешимчилиқ қилип кәтти.
24 Улар көңлидә: «Өз вақтида ямғурларни, йәни авалқи һәм кейинки ямғурларни Бәргүчи, бизгә һосул пәслини бекитип аман-есән Сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиздин әйминәйли» дегәнни һеч демәйду.
25 Силәрниң қәбиһликлириңлар мошу ишларни силәргә несип қилмиған; силәрниң гуналириңлар силәрдин бәрикәтни мәһрум қилған.
26 Чүнки хәлқим арисида рәзилләр бардур; улар пистирмида ятқан қилтақчилардәк пайлап жүриду; улар қапқан селип, адәмләрни тутувалиду.
27 Тутқан қушларға толған қәпәстәк, уларниң өйлири алдамчилиқтин еришкән маллар билән толған; улар шу йол билән бүйүк һәм бай болуп кәтти.
28 Улар сәмрип, пақирап кәтти; бәрһәқ, улар рәзил ишларни қилишқа маһир болуп кәтти; улар өз мәнпәәтини көзләп хәқләрниң дәвасини, житим-йесирләрниң дәвасини соримайду; намратларниң һоқуқини қоғдайдиған һөкүмни улар чиқармайду.
29 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим?! — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
30 Зиминда интайин қорқунучлуқ вә жиркиничлиқ бир иш садир қилинғанки —
31 Пәйғәмбәрләр ялған-сахта бешарәтләрни бәрмәктә; каһинлар болса өз һоқуқ даирисини кеңәйтип һөкүмранлиқ қилмақта; Мениң хәлқимму бу ишларни яқтуриду. Лекин буларниң ақивитидә қандақ қилисиләр?