Падишаһлар «1»
1
Давут падиша оғли Сулайманни өз орниға тәхткә олтарғузиду
Давут падиша хелә яшинип қалған еди; уни йотқан-әдиял билән япсиму, у иссимайтти.
Хизмәткарлири униңға: — Ғоҗам падиша өзлири үчүн, алдилирида туридиған бир пак қиз тапқузайли; у падишадин хәвәр елип, силиниң қучағлирида ятсун; шуниң билән ғоҗам падиша иссийла — деди.
Улар пүткүл Исраил зиминини кезип гөзәл бир қизни издәп жүрүп, ахири Шунамлиқ Абишагни тепип падишаниң алдиға елип кәлди. Қиз интайин гөзәл еди; у падишадин хәвәр елип униң хизмитидә болатти, амма падиша униңға йеқинчилиқ қилмайтти.
Амма Һаггитниң оғли Адония мәртивисини көтәрмәкчи болуп: «Мән падиша болимән» деди. У өзигә җәң һарвулири билән атлиқларни вә алдида жүридиған әллик әскәрни тәйяр қилди    (униң атиси һеч қачан: «Немишкә бундақ қилисән?» дәп, униңға тәнбиһ-тәрбийә берипму бақмиған еди һәм у наһайити келишкән жигит болуп, аниси уни Абшаломдин кейин туққан еди).    У Зәруияниң оғли Йоаб вә каһин Абиятар билән мәслиһәт қилишип турди. Улар болса Адонияға әгишип униңға ярдәм берәтти. Лекин каһин Задок вә Йәһояданиң оғли Беная, Натан пәйғәмбәр, Шимәй, Рәй вә Давутниң өз палванлири Адонияға әгәшмиди.
Адония қой, кала вә бордиған топақларни Ән-Рогәлниң йенидики Зоһәләт дегән ташта сойдуруп, һәммә ака-укилирини, йәни падишаниң оғуллири билән падишаниң хизмитидә болған һәммә Йәһудаларни чақирди.    10  Лекин Натан пәйғәмбәр, Беная, палванлар вә өз иниси Сулайманни у чақирмиди.
11  Натан болса Сулайманниң аниси Бат-Шебаға: — «Аңлимидиңму? Һаггитниң оғли Адония падиша болди, лекин ғоҗимиз Давут униңдин хәвәрсиз. 12  Әнди мана, өз җениң вә оғлуң Сулайманниң җенини қутқузушқа мениң саңа бир мәслиһәт беришимкә иҗазәт бәргәйсән. 13  Давут падишаниң алдиға берип униңға: — Ғоҗам падиша өзлири қәсәм қилип өз кәминилиригә вәдә қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дегән әмәсмидилә? Шундақ туруқлуқ немишкә Адония падиша болиду? — дегин. 14  Мана, падиша билән сөзлишип турғиниңда, мәнму сениң кәйниңдин кирип сөзүңни испатлаймән, — деди.
15  Бат-Шеба ичкири өйгә падишаниң қешиға кирди (падиша толиму қерип кәткән еди, Шунамлиқ Абишаг падишаниң хизмитидә болувататти). 16  Бат-Шеба падишаға еңишип тазим қилди. Падишаһ: — Немә тәливиң бар? — дәп сориди.
17  У униңға: — И ғоҗам, сили Пәрвәрдигар Худалири билән өз дедәклиригә: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дәп қәсәм қилған едила. 18  Әнди мана, Адония падиша болди! Лекин и ғоҗам падиша, силиниң униңдин хәвәрлири йоқ. 19  У көп калиларни, бордақ топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, Абиятар каһинни вә қошунниң сәрдари Йоабни чақирди. Лекин қуллири Сулайманни у чақирмиди. 20  Әнди, и ғоҗам падиша, пүткүл Исраилниң көзлири силигә тикилмәктә, улар ғоҗам падишаниң өзлиридин кейин тәхтлиридә кимниң олтиридиғанлиғи тоғрисида уларға хәвәр беришлирини күтишиватиду; 21  бир қарарға кәлмисилә, ғоҗам падиша өз ата-бовилири билән биллә ухлашқа кәткәндин кейин, мән билән оғлум Сулайман гунакар санилип қалармизмекин, — деди.
22  Мана, у техи падиша билән сөзлишип турғинида Натан пәйғәмбәрму кирип кәлди. 23  Улар падишаға: — Натан пәйғәмбәр кәлди, дәп хәвәр бәрди. У падишаниң алдиға кирипла, йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилди.
24  Натан: — И ғоҗам падиша, сили Адония мәндин кейин падиша болуп мениң тәхтимдә олтириду, дәп ейтқан едилиму? 25  Чүнки у бүгүн чүшүп, көп буқа, бордиған топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, қошунниң сәрдарлирини, Абиятар каһинни чақирди; вә мана, улар униң алдида йәп-ичип: «Яшисун падиша Адония!» — дәп товлашмақта. 26  Лекин қуллири болған мени, Задок каһинни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә қуллири болған Сулайманни у чақирмиди. 27  Ғоҗам падиша кимниң өзлиридин кейин ғоҗам падишаниң тәхтидә олтиридиғанлиғини өз қуллириға уқтурмай у ишни буйрудилиму? — деди.
28  Давут падиша: — Бат-Шебани алдимға қичқириңлар, деди. У падишаниң алдиға кирип, униң алдида турди. 29  Падиша болса: — Җенимни һәммә қийинчилиқтин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, 30  мән әслидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән саңа қәсәм қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп орнумда мениң тәхтимдә олтириду» дәп ейтқинимдәк, бүгүнки күндә мән бу ишни чоқум вуҗудқа чиқиримән, — деди.
31  Вә Бат-Шеба йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилип: — Ғоҗам Давут падиша әбәдий яшисун! — деди.
32  Давут падиша: — Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни алдимға чақириңлар, деди. Улар падишаниң алдиға кәлди.
33  Падиша уларға: — Ғоҗаңларниң хизмәткарлирини өзүңларға қошуп, Сулайманни өз қечиримгә миндүрүп, Гиһонға елип бериңлар; 34  у йәрдә Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилсун. Андин канай челип: — Сулайман падиша яшисун! дәп товлаңлар.
35  Андин у тәхтимдә олтиришқа бу йәргә кәлгәндә, униңға әгишип меңиңлар; у мениң орнумда падиша болиду; чүнки мән уни Исраил билән Йәһуданиң үстигә падиша болушқа тайинлидим, — деди.
36  Йәһояданиң оғли Беная падишаға җавап берип: — Амин! Ғоҗам падишаниң Худаси Пәрвәрдигарму шундақ буйрусун! 37  Пәрвәрдигар ғоҗам падиша билән биллә болғандәк, Сулайман билән биллә болуп, униң тәхтини ғоҗам Давут падишаниңкидин техиму улуқ қилғай! — деди.
38  Задок каһин, Натан пәйғәмбәр, Йәһояданиң оғли Беная вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләр чүшүп, Сулайманни Давут падишаниң қечириға миндүрүп, Гиһонға елип барди. 39  Задок каһин ибадәт чедиридин май билән толған бир мүңгүзни елип, Сулайманни мәсиһ қилди. Андин улар канай чалди. Хәлиқниң һәммиси: — Сулайман падиша яшисун! — дәп товлашти.
40  Хәлиқниң һәммиси униң кәйнидин әгишип, сүнай челип зор шатлиқ билән йәр йерилғидәк тәнтәнә қилишти. 41  Әнди Адония вә униң билән җәм болған меһманлар ғизалинип чиққанда, шуни аңлиди. Йоаб канай авазини аңлиғанда: — Немишкә шәһәрдә шунчә қийқас-сүрән селиниду? — дәп сориди. 42  У техи сөзини түгәтмәйла, мана Абиятар каһинниң оғли Йонатан кәлди. Адония униңға: — Киргин, қәйсәр адәмсән, чоқум бизгә хуш хәвәр елип кәлдиң, — деди.
43  Йонатан Адонияға җавап берип: — Ундақ әмәс! Ғоҗимиз Давут падиша Сулайманни падиша қилди! 44  Вә падиша өзи униңға Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләрни һәмраһ қилип әвитип, уни падишаниң қечириға миндүрди; 45  андин Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни падиша болушқа Гиһонда мәсиһ қилди. Улар у йәрдин чиқип шатлиқ қилип, пүткүл шәһәрни қийқас-сүрән билән ләрзигә салди. Сиз аңлаватқан сада дәл шудур. 46  Униң үстигә Сулайман һазир падишалиқ тәхтидә олтириватиду. 47  Йәнә келип падишаниң хизмәткарлири келип ғоҗимиз Давут падишаға: «Худалири Сулайманниң намини силиниңкидин әвзәл қилип, тәхтини силиниңкидин улуқ қилғай!» дәп бәхит тиләп мубарәкләшкә келишти. Падиша өзи ятқан орунда сәҗдә қилди 48  вә падиша: — «Бүгүн мениң тәхтимгә олтарғучи бирисини тайинлиған, өз көзлиримгә шуни көргүзгән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мубарәкләнсун!» — деди — деди.
49  Шуни аңлап Адонияниң барлиқ меһманлири һодуқуп, орнидин қопуп һәр бири өз йолиға кәтти. 50  Адония болса Сулаймандин қорқуп, орнидин қопуп, ибадәт чедириға берип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти.
51  Сулайманға шундақ хәвәр берилип: — «Адония Сулайман падишадин қорқиду; чүнки мана, у қурбангаһниң мүңгүзлирини тутуп туруп: — «Сулайман падиша бүгүн маңа шуни қәсәм қилсунки, у өз қулини қилич билән өлтүрмәсликкә вәдә қилғай» деди», — дейилди.
52  Сулайман: — У дурус адәм болса бешидин бир тал чач йәргә чүшмәйду. Лекин униңда рәзиллик тепилса, өлиду, деди.
53  Сулайман падиша адәм әвитип уни қурбангаһдин елип кәлди. У келип Сулайман падишаниң алдида еңишип тазим қилди. Сулайман униңға: — Өз өйүңгә кәткин, — деди.
 
 
1:3 «Шунамлиқ Абишаг» — яки «Шунәмлик Абишаг». 1:4 «падиша униңға йеқинчилиқ қилмайтти» — ибраний тилида «падиша уни тонумайтти» дегән ибарә билән ипадилиниду. 1:5 «Һаггитниң оғли Адония» — Адония Давутниң оғуллиридин бири. Һаггит Давутниң аяллиридин бири еди («2Сам.» 3:4) «өз алдида жүридиған... әскәрләр» — демәк, улар өзлириниң хусусий муһапизәтчилири еди. 1:5 2Сам. 15:1 1:6 «униң атиси ... униңға йәни Адонияға тәнбиһ-тәрбийә берипму бақмиған еди һәм у ... келишкән жигит болуп, аниси уни Абшаломдин кейин туққан еди» — Абшалом Давутниң йәнә бир аяли Маакаһдин туғулған оғли еди. Адония Давутниң төртинчи оғли болуп, шу чағда бәлким Давутниң оғуллири арисида «чоңи» һесаплинатти. (2:15ни көрүң). Адония бәлким атиси тәрипидин әркә чоң қилинғанлиғи һәм өзиниң келишкәнлигидин шундақ мәғрурлинип кәткән охшайду. 1:6 1Тар. 3:2 1:7 1Пад. 2:22, 28 1:9 «Ән-Рогәл» — буниң мәнаси бәлким «Рогәлниң булиқи» яки «Пак қизниң булиқи». 1:9 Йә. 15:7; 18:16 1:34 «Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилсун» — «мәсиһ қилиш»: — Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға каһин яки пәйғәмбәр тәрипидин зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиш» яки «мәсиһләш» дейилгән. Шу мурасимдин кейин мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилип, һөкүм сүрүшкә Худаниң һоқуқиға егә, дәп қарилатти. Каһинлар вә бәзи вақитларда пәйғәмбәрниму өз вәзиписигә бекитиш үчүн «мәсиһ қилиниш» мурасими өткүзүләтти. 1:38 «Кәрәтийләр билән Пәләтийләр» — булар болса Давутниң хусусий муһапизәтчилиридин еди («2Сам.» 8:18ни көрүң). Кәрәтийләр әслидә Крет арилидин кәлгән болуши мүмкин еди. 1:39 1Сам. 20:24 1:40 «Хәлиқниң һәммиси ... сүнай челип зор шатлиқ билән йәр йерилғидәк тәнтәнә қилишти» — ибраний тилида: «Хәлиқниң һәммиси ... сүнай челип зор шатлиқ билән тәнтәнә қилишип йәрни йеривәтти». Мүмкинчилиги барки, йәр дәрвәқә авазлар билән йерилип кәткән еди. Мәсиһниң келишидиму чоң йәр тәврәш болиду («Зәк.» 14:5, «Вәһ.» 6:12, 16:18). 1:50 «Адония ... Сулаймандин қорқуп, ... ибадәт чедириға берип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти» — шу чағларда «қурбангаһниң мүңгүзлирини тутуш» падишадин һимайә тиләшни билдүрүшниң ипадиси еди.