10
Әйсаниң йәтмиш мухлисини әвәтиши
1 Бу ишлардин кейин, Рәб мухлислардин йәнә йәтмишини тайинлап, өзи бармақчи болған барлиқ шәһәр-йезиларға икки-иккидин өзидин бурун әвәтти.
2 У уларға мундақ тапилиди:
— Жиғилидиған һосул дәрвәқә көп, лекин һосулни жиққучи ишләмчиләр аз екән. Шуңа һосул Егисидин көпрәк ишләмчиләрни Өз һосулуңни жиғишқа әвәткәйсән, дәп тиләңлар.
3 Меңиңлар! Мән қозиларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк силәрни әвәтимән.
4 Һәмян, хурҗун вә кәшләр алмаңлар; йолда кишиләр билән саламлишишқа тохтимаңлар.
5 Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Мошу өйдикиләргә арамлиқ болғай!» дәңлар.
6 У өйдә «арамлиқ егиси» болса, тилигән арамлиғиңлар шу өйгә қониду; әгәр болмиса, у арамлиқ өзүңларға яниду.
7 Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр, шу өйдикиләрниң бәргинини йәп-ичиңлар, чүнки ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур. У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар.
8 Силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилса, улар алдиңларға немә қойса шуни йәңлар.
9 У йәрдики кесәлләрни сақайтип, уларға: «Худаниң падишалиғи силәргә йеқинлашти!» дәңлар.
10 Бирақ силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилмиса, уларниң рәстә-кочилириға чиқип көпчиликкә:
11 «Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз! Һалбуки, шуни билип қоюңларки, Худаниң падишалиғи силәргә растинла йеқинлашти!» — дәңлар.
12 Мән силәргә ейтип қояйки, шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
Әйсани рәт қилғанлар
Мат. 11:20-24
13 Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
14 Қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
15 Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр!
16 У мухлислириға йәнә:
— Кимдәким силәрни тиңшиса, мениму тиңшиған болиду; кимдәким силәрни чәткә қақса, мениму чәткә қаққан болиду; ким мени чәткә қаққан болса, мени әвәткүчиниму чәткә қаққан болиду, — деди.
Йәтмиш мухлисниң қайтип келиши
17 Йәтмиш мухлис хошал-хурамлиқ ичидә қайтип келип:
— И Рәб! Һәтта җинларму сениң намиң билән бизгә бойсунидикән! — дәп мәлум қилди.
18 У уларға:
— Мән Шәйтанниң асмандин чақмақтәк чүшүп кәткәнлигини көргәнмән.
19 Мана, мән силәргә илан-чаянларни дәссәп янҗишқа вә дүшмәнниң барлиқ күч-қудритини бесип ташлашқа һоқуқ бәрдим. Һеч қачан һеч қандақ нәрсә силәргә зәрәр йәткүзәлмәйду.
20 Лекин силәр роһларниң силәргә бойсунғанлиғи түпәйлидин шатланмаңлар, бәлки намиңларниң әршләрдә пүтүлгәнлиги түпәйлидин шатлиниңлар, — деди.
Әйсаниң хошаллиғи
Мат. 11:25-27; 13:16-17
21 Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди:
«Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн сени мәдһийиләймән! Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
22 Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулниң кимлигини Атидин башқа һеч ким билмәйду, вә Атиниңму кимлигини Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду».
23 Андин у мухлислириға бурулуп, уларға астиғина:
Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!
24 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, нурғун пәйғәмбәрләр вә падишалар силәр көргән ишларни көрүшкә интизар болғини билән уларни көрмигән; вә силәр аңлаватқан ишларни аңлашқа интизар болғини билән, уларни аңлап бақмиған, — деди.
Меһриван Самарийәлик тоғрисидики тәмсил
25 Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп:
— Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди.
26 У җававән: — Тәврат қанунида немә пүтүлгән? Буниңға өзүң қандақ қарайсән? — деди.
27 Һелиқи киши җававән:
— «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.
28 Әйса униңға: — Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән, — деди.
29 Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп, Әйсадин йәнә сорап:
— Әнди «Мениң хошнам» кимдур? — деди.
30 Әйса җававән мундақ деди:
— Бир адәм Йерусалимдин Йерихо шәһиригә чүшүветип, йолда қарақчиларниң қолиға чүшүп қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни яриландуруп, чала өлүк һалда ташлап кетипту.
31 Вә шундақ болдики, мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
32 Шуниңдәк бир Лавийлиқ роһаний бу йәргә кәлгәндә, йениға келип қарап қоюп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
33 Лекин сәпәрдә болған бир Самарийәлик һелиқи адәмниң йениға кәлгәндә, уни көрүпла ич ағритипту
34 вә алдиға берип, җараһәтлиригә май вә шарап қуюп, теңип қоюпту. Андин уни өз улиғиқа миндүрүп, бир сарайға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту.
35 Әтиси йолға чиққанда, икки күмүч динарни елип сарайвәнгә берип: «Униңға қарап қоюң, буниңдин артуқ чиқим болса, қайтишимда сизгә төләймән» дәпту.
36 Әнди Әйса һелиқи устаздин:
— Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә һәқиқий хошна болған? — дәп сориди.
37 — Униңға меһриванлиқ көрсәткән киши, — дәп җавап бәрди у.
Әйса униңға: — Ундақ болса, сән һәм берип шуниңға охшаш қилғин, — деди.
Әйсаниң Марта вә Мәрйәмдә меһман болуши
38 Вә шундақ болдики, у мухлислири билән биллә йолда кетиветип, мәлум бир йезиға кирди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял уни өйигә чақирип меһман қилди.
39 Мартаниң Мәрйәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У Әйсаниң айиғи алдида олтирип, униң сөз-каламини тиңшивататти.
40 Әнди меһманларни күтүш ишлириниң көплүгидин көңли бөлүнүп кәткән Марта Әйсаниң алдиға келип:
— И Рәб, сиңлимниң мени меһман күткили ялғуз ташлап қойғиниға кариң болмамду? Уни маңа ярдәмлишишкә буйруғин! — деди.
41 Лекин Әйса униңға җававән:
— Әй Марта, Марта, сән көп ишларниң ғемини йәп аварә болуп жүрүватисән.
42 Бирақ бирла иш зөрүрдур; вә Мәрйәм шуниңдин өзигә несивә болидиған яхши үлүшни таллиди; бу һәргиз униңдин тартивелинмайду — деди.