15
Йоқалған қой вә яхши падичи тоғрисидики тәмсил
Мат. 18:12-14
1 Әнди баҗгирлар вә башқа гунакарларниң һәммиси униң сөзини аңлашқа униң әтрапиға олашмақта еди.
2 Лекин Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғудуңшуп:
— Бу адәм гунакарларни қарши алиду вә улар билән һәмдәстихан олтириду! — дейишти.
3 Шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди:
4 — Әгәр араңларда бирәйләнниң йүз туяқ қойи болуп, улардин бири жүтүп кәтсә, тохсән тоққузини чөлдә қоюп қоюп жүтүп кәткинини тапқичә издимәсму?
5 Уни тепивалғанда, шатланған һалда мүрисигә артиду;
6 андин өйигә елип келип, яр-бурадәрлири билән қолум-хошнилирини чақирип, уларға: «Мән жүткән қоюмни тепивалдим, мениң билән тәң шатлиниңлар!» дәйду.
7 Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш, товва қиливатқан бир гунакар үчүн әрштә зор хурсәнлик болиду; бу хурсәнлик товиға муһтаҗ болмиған тохсән тоққуз һәққаний кишидин болған хурсәнликтин көп артуқтур.
Йиттиргән тәңгә тоғрисидики тәмсил
8 — Яки бир аялниң он күмүч динари болуп, бир динарни йоқитип қойса, чирақни йеқип, таки уни тапқичә өйни сүпүрүп, зән қоюп издимәсму?
9 Уни тапқанда яр-бурадәр, қолум-қошнлирини чақирип, уларға: «Мениң билән тәң шатлиниңлар, чүнки мән йоқитип қойған динаримни тепивалдим» — дәйду.
10 Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш товва қиливатқан бир гунакар үчүн Худаниң пәриштилириниң арисида хурсәнлик болиду.
Меһри-шәпқәтлик ата тоғрисидики тәмсил
11 У сөзини давам қилип мундақ деди:
— Мәлум бир адәмниң икки оғли бар екән.
12 Кичик оғли атисиға: «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» дәп ейтипту. Вә у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту.
13 Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту.
14 Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту.
15 Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту.
16 У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
17 Ахир берип у һошини тепип: «Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң алдидин йемәк-ичмәк ешип-тешип туриду; лекин мән болсам бу йәрдә ачлиқтин өләй дәп қалдим!
18 Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип униңға: Әй ата, мән әршниң алдидиму вә сениң алдиңдиму гуна қилдим.
19 Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириң сүпитидә қобул қилғайсән! — дәймән» дәп ойлапту.
20 Шуниң билән орнидин туруп атисиниң алдиға қайтип меңипту. Лекин атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип, униң бойниға есилип уни сөйүп кетипту.
21 Оғли: «Ата, мән әршниң алдидиму, сениң алдиңдиму гуна қилдим. Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән» — дәпту.
22 Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңләр;
23 вә бордақ топақни әкелип союңлар; андин убдан йәп, равурус тәбрикләйли!
24 Чүнки мениң бу оғлум өлгән еди, тирилди, жүтүп кәткән еди, тепилди!» — дәпту. Андин улар тәбрикләшкили башлапту.
25 Әнди чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә нәғмә-нава билән уссулниң авазини аңлапту.
26 У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болуватқинини сорапту.
27 Чакар униңға: Укаң кәлди вә атаң уни сақ-саламәт тепивалғанлиғи үчүн бордақ топақни сойди» дәпту.
28 Лекин чоң оғли хапа болуп, өйгә киргили унимапту. Вә атиси чиқип униң өйгә киришини өтүнүпту.
29 Амма у атисиға җавап берип: «Қара! Мән шунчә жилдин бери қулдәк хизмитиңдә болдум, әсла һеч бир әмриңдин чиқип бақмидим. Бирақ сән маңа әл-ағинилирим билән хуш қилғили һеч қачан бирәр оғлақму бәрмидиң!
30 Лекин сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән бу оғлуң қайтип кәлгәндә, сән униң үчүн бордақ топақни союпсән» — дәпту.
31 Бирақ атиси йәнә униңға: «Әй оғлум, сән һәрдайим мениң йенимдисән вә мениң барлиғим сениңкидур.
32 Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — дәпту.