18
Худа Өз бәндилириниң дуалирини аңлап дәрдигә йетиду
1 Вә у уларға, бошашмай, һәрдайим дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида бир тәмсил кәлтүрүп мундақ деди: ◘
2 — «Мәлум шәһәрдә бир сотчи бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләргиму пәрва қилмайдикән. 3 Шу шәһәрдә бир тул аял бар екән вә у дайим сотчиниң алдиға келип: «Әйипкардин һәққимни елип бәргин» дәп тәләп қилидикән.
4 У хелә вақитқичә уни рәт қипту; бирақ кейин көңлидә: Худадинму қорқмаймән, адәмләргиму пәрва қилмаймән, 5 лекин бу тул хотун мени аварә қилип кетиватиду, униң маңа чаплишивелип мени һалимдин кәткүзүвәтмәслиги үчүн һәрһалда униң дәвайини сорап қояй!» — дәп ойлапту».
6 Рәб: Қараңлар, адаләтсиз бу сотчиниң немә дегәнлиригә! 7 У шундақ қилған йәрдә, Худа Өзигә кечә-күндүз нида қиливатқан таллиған бәндилиригә қандақ қилар? Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? ◼

  ◘
8 Мән силәргә ейтайки: У уларниң дәрдигә йетип наһайити тезла һәққини елип бериду! Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду? — деди. ◼
 
Пәрисий билән баҗгир
9 У өзлирини һәққаний дәп қарап, башқиларни көзигә илмайдиған бәзиләргә қаритип, мундақ бир тәмсилни ейтти:
10 — Икки адәм дуа қилғили ибадәтханиға берипту. Бири Пәрисий, йәнә бири баҗгир екән. 11 Пәрисий өрә туруп өз-өзигә мундақ дуа қипту: — «Әй Худа, мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта бу баҗгирдәк болмиғиним үчүн саңа шүкүр! ◘ 12 Һәр һәптидә икки қетим роза тутимән вә тапқанлиримниң ондин бир үлүшини сәдиқә қилимән».
13 Бирақ һелиқи баҗгир жирақта туруп бешини көтирип асманға қарашқиму петиналмай мәйдисигә уруп туруп: «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — дәпту. ◼
14 Мән силәргә шуни ейтайки, бу иккиләндин Пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту. Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилинар, лекин кимки өзини төвән тутса үстүн көтириләр. ◼  ◘
 
Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши
Мат. 19:13-15; Мар. 10:13-16
15 Әнди қолини тәккүзсун дәп, кишиләр кичик балилириниму униң алдиға елип келәтти. Лекин буни көргән мухлислар уларни әйиплиди. ◘ 16 Амма Әйса балиларни йениға чақирип: Кичик балиларни алдимға кәлгили қоюңлар, уларни тосушмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур. ◘ 17 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки: Кимки Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
 
Байларниң Худаниң падишалиғиға кириши тәс
Мат. 19:16-30; Мар. 10:17-31
18 Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди. ◼  ◘
19 Лекин Әйса: Мени немә үчүн яхши дәйсән? Яхши болғучи пәқәт бирла, йәни Худадур. 20 Әмирләрни билисән: — «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, атаңни вә анаңни һөрмәт қил» — деди. ◘
21 — Буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди у.
22 Әйса буни аңлап униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Пүткүл мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға үләштүрүп бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип маңа әгәшкин! — деди. ◘
23 Амма у бу гәпни аңлап толиму қайғуға чөмүп кәтти; чүнки у наһайити бай еди. 24 Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәс-һә! ◘ 25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 Буни аңлиғанлар: — Ундақ болса, ким ниҗатқа еришәлисун? — дейишти.
27 Амма у җававән: — Инсанларға мүмкин болмиған ишлар Худаға мүмкиндур — деди. ◘
28 Әнди Петрус: — Мана, биз бар-йоқимизни ташлап саңа әгәштуқ!? — деди. ◘
29 У уларға: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, Худаниң падишалиғи үчүн өй-вақ я ата-аниси я қериндашлири я аяли я балилиридин ваз кәчкәнләрниң һәр бири ◘ 30 бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди. ◘
 
Әйсаниң өз өлүмини йәнә бир қетим алдин-ала ейтиши
Мат. 20:17-19; Мар. 10:32-34
31 Андин у он иккәйләнни өз йениға елип уларға мундақ деди: — Мана, биз һазир Йерусалимға чиқиватимиз вә пәйғәмбәрләрниң Инсаноғли тоғрисида пүткәнлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду. ◘ 32 Чүнки у ят әлләрниң қолиға тапшурулиду вә улар уни мәсқирә қилип, харлайду, униң үстигә түкүриду; ◼  ◘ 33 улар уни қамчилиғандин кейин өлтүрүветиду; вә у үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34 Бирақ улар бу сөзләрдин һеч немини чүшәнмиди. Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп, униң немә ейтқинини биләлмәй қалди. ◼
 
Әйсаниң қариғу тиләмчини сақайтиши
Мат. 20:29-34; Мар. 10:46-52
35 Вә шундақ иш болдики, у Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда, бир кор киши йолниң бойида олтирип тиләмчилик қиливататти. ◼  ◘ 36 У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап: — Немә иш болғанду? — дәп сориди. 37 Хәқ униңға:
— Насарәтлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп хәвәр бәрди.
38 — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп вақирап кәтти у. ◼
39 Вә Әйсаниң алдида меңиватқанлар уни: — Шүк олтар! дәп әйипләшти. Бирақ у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40 Әйса қедимини тохтитип, уни алдиға башлап келишни буйруди. Қариғу униңға йеқин кәлгәндә у униңдин: 41 — Сән мени немә қилип бәр, дәйсән? — дәп сориди.
— И Рәббим, қайта көридиған болсамиди! — деди у.
42 Әйса униңға: — Көридиған болғин! Етиқатиң сени сақайтти, — деди.
43 Вә униң көзи шуан ечилди; у Әйсаға әгишип, йол бойи Худани улуқлап маңди. Вә барлиқ халайиқму буни көрүп Худаға мәдһийә оқуди.
 
 
◘ 18:1 Рим. 12:12; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17. ◼ 18:7 «Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — «дәрдигә йәтмәс» грек тилида мошу йәрдә йәнә «һәққини бәрмәс» яки «адаләтни жүргүзмәс»ниму билдүриду. «Гәрчә Худа өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?» — шәрһимизчә, бу җүмлидики «рәзиллик» мошу пүткүл дуниядики рәзилликни көрситиду; Худа Өз бәндилиригә барлиқ тартқан азап-оқубәтләрдә һәмдәрд болиду вә улар билән тәң (улардин артуқрақ, әлвәттә!) мошу дуниядики рәзилликкә сәвир-тақәт қилиду. Худаниң рәзилликкә көрсәткән вә көрситидиған сәвир-тақитиниң пәқәт қиямәт күнигичә болидиғанлиғи һәммимизгә аян. Бу тема үстидә «Кол.» 1:24, «Фил.» 3:10, «Әф.» 3:13ни вә бу язмилардики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бу ибариниң башқа хил тәрҗимилиридин «уларға қилидиған шапаитини бәк кечиктүрәрму?» дегәнләр бар. ◘ 18:7 Вәһ. 6:10. ◼ 18:8 «Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду?» — демәк, Худа инсанларни дуа қилишқа илһамландуруп, Өзиниң дуаларға иҗабәт қилишқа тәйяр туридиғанлиғи тоғрисида шунчә көп вәдә қилған йәрдә, немишкә иман-ишәш аз болиду? Лекин дәрвәқә аз болуши мүмкин. ◘ 18:11 Йәш. 1:15; 58:2; Вәһ. 3:17,18. ◼ 18:13 «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — «мошу гунакар» грек тилида «дунияда бирдин-бир гунакар» дегән мәнани пуритиду. ◼ 18:14 «...баҗгир кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту» — «кәчүрүмгә еришип» грек тилида «һәққаний қилинип» дейилиду. ◘ 18:14 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5. ◘ 18:15 Мат. 19:13; Мар. 10:13. ◘ 18:16 Мат. 18:3; 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2. ◼ 18:18 «Мәлум бир һөкүмдар» — «һөкүмдар» — Рим һөкүмити тәрипидин бекитилгән Йәһудий «һаким». «мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк?» — грек тилида «немә ишни қилишим керәк?» дегән сөз мәлум бир ишни бирла қетим қилишни билдүриду. ◘ 18:18 Мат. 19:16; Мар. 10:17. ◘ 18:20 Мис. 20:12-16; Қан. 5:17-20; Рим. 13:9; Әф. 6:2; Кол. 3:20. ◘ 18:22 Мат. 6:19; 19:21; 1Тим. 6:19. ◘ 18:24 Пәнд. 11:28; Мат. 19:23; Мар. 10:23. ◘ 18:27 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37. ◘ 18:28 Мат. 4:20; 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11. ◘ 18:29 Қан. 33:9. ◘ 18:30 Аюп 42:12. ◘ 18:31 Зәб. 21; Йәш. 53:7; Мат. 16:21; 17:22; 20:17; Мар. 8:31; 9:31; 10:32; Луқа 9:22; 24:7. ◼ 18:32 « Инсаноғли ят әлләрниң қолиға тапшурулиду» — «тапшурулиду» дегәнниң «сатқунлуқ қилиниду» дегән иккинчи мәнасиму бар. ◘ 18:32 Мат. 27:2; Луқа 23:1; Юһ. 18:28; Рос. 3:13. ◼ 18:34 «Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп...» — кимниң тәрипидин йошурулғанлиқ ейтилмайду. Шәйтан тәрипидинму, яки Худа тәрипидинму? Яки пәқәт өз галлиғи тәрипидинму? Бу қетим сөзниң мәзмуни илгәрки қетимдики сөзлиригә охшаш еди (9:45). Бизниңчә йошурғучи Шәйтан, лекин Худа Шәйтанниң алдишиға йол қоюши билән, уларниң чүшәнмәслиги арқилиқ өз шан-шәривини техиму рошән қилмақчи болди. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. ◼ 18:35 «Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда» — Матта бу вақиәни баян қилғанда («Мат.» 20:29) «Йериходин чиққанда» дәйди. Әмәлийәттә шу вақитта икки «Йерихо шәһири» бар еди, худди Қәшқәрдики «йеңи шәһәр» вә «кона шәһәр»ләрдәк. ◘ 18:35 Мат. 20:29; Мар. 10:46. ◼ 18:38 «И Давутниң оғли Әйса,...» — «Давутниң оғли» Мәсиһни көрситиду (пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болатти).