10
Надаб билән Абиһу вә «ғәйрий от»
Һарунниң оғуллири Надаб билән Абиһу иккиси өз хушбуйденини елип униңға от йеқип үстигә хушбуйни селип, Пәрвәрдигар уларға буйруп бақмиған ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарға сунди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип уларни йәвәтти; шуан улар Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
Муса Һарунға: — Мана, бу Пәрвәрдигарниң: «Мән Маңа йеқин кәлгән адәмләрдә Өзүмниң муқәддәс екәнлигимни көрситимән вә барлиқ хәлиқниң алдида улуқлинимән» дегән сөзиниң өзидур, деди. Шуни девиди, Һарун җим туруп қалди.
Муса Һарунниң тағиси Уззиәлниң оғуллири болған Мишаәл билән Әлзафанни чақирип уларға: — Силәр йеқин келип өз қериндашлириңларни муқәддәс җайниң алдидин көтирип, чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар» — деди.
Шуниң билән улар йеқин келип, уларни кийиклик көйнәклири билән көтирип Мусаниң буйруғинидәк чедиргаһниң ташқириға елип чиқти.
Муса Һарун вә оғуллири Әлиазар билән Итамарға: — Силәр башлириңларни очуқ қоймаңлар, кийимлириңларни житмаңлар; болмиса өзүңлар өлүп, пүткүл җамаәткә ғәзәп кәлтүрисиләр; лекин қериндашлириңлар болған пүткүл Исраил җәмәти Пәрвәрдигар яққан от түпәйлидин матәм тутуп жиғлисун. Амма силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң Мәсиһләш мейи үстүңларға сүрүлгән болғачқа, җамаәт чедириниң ташқириға чиқмаңлар; болмиса өлисиләр, деди.
Шуни девиди, улар Мусаниң буйруғинидәк қилди.
 
Һарун вә әвлатлириға тапиланған бәлгүлимиләр
Пәрвәрдигар Һарунға сөз қилип мундақ деди: — «Сән өзүң вә оғуллириң шарап вә я башқа күчлүк һарақларни ичип, җамаәт чедириға һәргиз кирмәңлар; болмиса, өлүп кетисиләр. Бу силәр үчүн дәвирдин-дәвиргә әбәдий бир бәлгүлимә болиду. 10 Шундақ қилсаңлар, муқәддәс билән адәттикини, пак билән напакни пәриқ етип аҗриталайдиған болисиләр; 11 шундақла Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға тапшурған һәммә бәлгүлимиләрни уларға үгитәләйсиләр».
12 Муса Һарун вә униң тирик қалған оғуллири Әлиазар билән Итамарға мундақ деди: — «Силәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләрдин ешип қалған ашлиқ һәдийәни елип уни қурбангаһниң йенида ечитқу арилаштурмиған һалда йәңлар; чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду. 13 Бу Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрдин сениң несивәң вә оғуллириңниң несивиси болғачқа, уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулғандур. 14 Униңдин башқа пулаңлатма һәдийә қилинған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған арқа путни сән вә оғул-қизлириң биллә пак бир җайда йәңлар; чүнки булар сениң несивәң билән оғуллириңниң несивиси болсун дәп, Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин силәргә берилгән. 15 Улар көтәрмә һәдийә қилинған арқа пут билән пулаңлатма һәдийә қилинған төшни отта сунулидиған майлири билән қошуп, Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма һәдийә сүпитидә пулаңлитиш үчүн кәлтүрсун; Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә булар сениң вә оғуллириңниң несивиси болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимә болиду».
 
Гуна қурбанлиғиниң бузулуши
16 Андин Муса гуна қурбанлиғи қилидиған текини издивиди, мана у аллиқачан көйдүрүлүп болған еди. Бу сәвәптин у Һарунниң тирик қалған икки оғли Әлиазар билән Итамарға аччиқлинип: 17 — Немишкә силәр гуна қурбанлиғиниң гөшини муқәддәс җайда йемидиңлар? Чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинатти, Пәрвәрдигар силәрни җамаәтниң гунайини көтирип улар үчүн униң алдида кафарәт кәлтүрсун дәп, шуни силәргә тәқсим қилған еди. 18 Мана, униң қени муқәддәс җайниң ичигә кәлтүрүлмиди; силәр әслидә мән буйруғандәк уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк еди, — деди.  
19 Лекин Һарун Мусаға: — Мана, булар бүгүн тоғра иш қилип өзлириниң гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини Пәрвәрдигарниң алдида сунди; мениң бешимға шу ишлар кәлди; әгәр мән бүгүн гуна қурбанлиғиниң гөшини йегән болсам, Пәрвәрдигарниң нәзиридә убдан болаттиму? — деди.
20 Муса буни аңлап җававидин рази болди.
 
 
10:1 «ғәйрий от» — Надаб вә Абиһу бәлким (1) хушбуй пуритишта чоғни бәлким қурбангаһтин башқа бир йәрдин алған; (2) улар сунидиған хушбуйни тоғра арилаштурмиған («Мис.» 30:9ни көрүң); (3) улар хушбуй сунғанда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға мунасивәтлик әмирләрниң бирәрсигә хилаплиқ қилған болса керәк. 10:2 Чөл. 3:4; 26:61; 1Тар. 24:2 10:3 Лав. 8:35 10:7 Лав. 21:12 10:12 «отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр» — «отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр»дин бәзидә бир қисими қалдурулуп, каһинға вә бәзидә сунғучи кишиниң өзигиму йейишкә берилиду. Қалған қисми көйдүрүлиду, әлвәттә. 10:13 Лав. 2:3; 6:16 10:18 «униң қени муқәддәс җайниң ичигә кәлтүрүлмиди» — каһинлар вә пүтүн хәлиқ җамаитиниң гуна қурбанлиғиниң қени муқәддәс җайниң ичигә елип кирилиду; каһинлар мошу хил қурбанлиқниң гөшини йейишигә болмайтти (4:1-21ни көрүң). 10:18 Лав. 4:5; 6:26; 16:27