3
Қоли қуруп кәткән бемарниң сақайтилиши
Мат. 12:9-14; Луқа 6:6-11
1 У йәнә синагогқа кирди. Шу йәрдә бир қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди. ◘ 2 Пәрисийләр Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти. ◼ 3 Әйса қоли йигиләп кәткән адәмгә:
— Орнуңдин туруп, оттуриға чиққин! — деди.
4 Андин, синагогдикиләрдин:
— Тәврат қануниға уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Лекин улар зуван сүрүшмиди.
5 У ғәзәп билән әтрапиға нәзәр селип уларға көз жүгүртүп, уларниң таш жүрәклигидин қайғурди. Андин у кесәлгә:
— Қолуңни узат, — деди. У қолини узитивиди, қоли әслигә кәлтүрүлди. ◼  ◘
6 Әнди Пәрисийләр дәрһал сиртқа чиқип, уни қандақ йоқитиш тоғрисида Һерод падишаниң тәрәпдарлири билән мәслиһәт қилишқа башлиди. ◼  ◘
 
Деңиз бойидики топ-топ адәмләр
7-8 Андин Әйса мухлислири билән биллә у йәрдин айрилип деңиз бойиға кәтти; Галилийә өлкисидин чоң бир топ адәмләр униңға әгишип барди; шундақла униң қилған әмәллирини аңлиған һаман, пүтүн Йәһудийә өлкисидин, Йерусалим шәһиридин, Идумия өлкисидин, Иордан дәриясиниң қарши тәрипидин, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин зор бир топ адәмләрму униң йениға келишти. ◼  ◘ 9 У адәмләрниң көплигидин өзини қистап қоймисун дәп мухлислириға кичик бир кеминиң униңға йеқин турушини тапилиди. 10 Чүнки у нурғун бемарларни сақайтқини түпәйлидин һәр қандақ ваба-кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси униңға қолумни бир тәккүзүвалсам дәп қистишип келишкән еди. 11 Напак роһлар чаплишивалғанлар қачанла уни көрсә, униң алдиға жиқилип: «Сән Худаниң Оғлисән!» дәп вақиришатти. 12 Лекин у напак роһларға өзиниң ким екәнлигини ашкарилимаслиққа қаттиқ тәнбиһ берип агаһландуратти.
 
Әйсаниң он икки расулни таллиши
Мат. 10:1-4; Луқа 6:12-16
13 У таққа чиқип, өзи халиған кишиләрни йениға чақирди; улар униң йениға келишти. ◘ 14 У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа, ◘ 15 кесәлләрни сақайтиш вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти. ◼ 16 У бекиткән он икки киши: Симон (у униңға Петрус дәп исим қойған), 17 Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, (у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған), ◼ 18 Андрияс, Филип, Бартоломай, Матта, Томас, Алфайниң оғли Яқуп, Тадай, милләтпәрвәр дәп аталған Симон ◼ 19 вә униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт.
 
Әйса Шәйтандин күчлүктур
Мат. 12:22-32; Луқа 11:14-23; 12:10
20 У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун адәмләр топландики, уларниң һәтта ғизаланғидәкму вақти чиқмиди. ◘ 21 Әйсаниң аилисидикиләр буни аңлап, уни тутуп келишкә беришти. Чүнки улар уни «Әқлини йоқитипту» дегән еди.
22 Йерусалимдин чүшкән Тәврат устазлири болса: «Униңда Бәәлзибуб бар», вә «У пәқәт җинларниң әмригә тайинип җинларни қоғливетидикән», дейишәтти. ◼  ◘
23 Шуниң үчүн у Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди:
— Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун? ◘ 24 Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду; 25 шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду. 26 Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду.
27 Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду. ◼  ◘
28 Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, инсан балилири өткүзгән түрлүк гуналириниң һәммисини, шундақла улар қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. ◼  ◘ 29 Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду. ◼  ◘
30 Әйсаниң бу сөзи уларниң «Yниңға напак rоһ чаплишипту» дегини үчүн ейтилған еди.
 
Әйсаниң аниси вә инилири
Мат. 12:46-50; Луқа 8:19-21
31 Шу вақитта униң аниси билән инилири кәлди. Улар сиртида туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди. ◘ 32 Бир топ халайиқ униң әтрапида олтиратти. Улар:
— Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду, — дейишти. ◼
33 Әйса уларға җававән:
— Ким мениң анам, ким мениң инилирим? — деди. 34 Андин, у өпчүрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди:
Мана булар мениң анам вә инилирим! 35 Чүнки кимки Худаниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур. ◘
 
 
◘ 3:1 Мат. 12:9; Луқа 6:6. ◼ 3:2 «Пәрисийләр Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду. ◼ 3:5 «қоли әслигә кәлтүрүлди» — кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» бизгә бу ишни Худа Өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи? ◘ 3:5 1Пад. 13:6. ◼ 3:6 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша вә униң тәрәпдарлири тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Лекин бизгә әң һәйран қаларлиғи бәлким шуки, Рәббимиз тәлим беришкә башлиғанда, бир-биригә күшәндә болған ««Һерод тәрәпдарлири» вә Пәрисийләр һәмкарлишип, Әйсани йоқитишқа мәслиһәтлишиду («Мат.» 22:16ниму көрүң). Мана қараңғулуққа тәвә болған кишиләр һаман биринчи болуп нур билән дүшмәнлишиду («Юһ.» 1:5, 3:19). ◘ 3:6 Мат. 12:14; Юһ. 10:39; 11:53. ◼ 3:7-8 «Идумия өлкиси» — «Идумия» Тәвратта «Едом» дейилиду. ◘ 3:7-8 Мат. 4:25; Луқа 6:17. ◘ 3:13 Мат. 10:1; Мар. 6:7; Луқа 6:13; 9:1. ◘ 3:14 Юһ. 17:24 ◼ 3:15 «У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа... җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти » — (14-15-айәт) бәзи кона көчүрмиләрдә 14-15-айәттә «У улардин он иккисини «расуллар» дәп атап, өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти» дейилиду. ◼ 3:17 «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...» — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған» — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду. ◼ 3:18 «милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди. ◘ 3:20 Мар. 6:31. ◼ 3:22 «униңда Бәәлзибуб бар» — «Бәәлзибуб» яки «Бәәлзибул» болса җинларниң әмри болған Шәйтанниң башқа бир исмидур. ◘ 3:22 Мат. 9:34; 12:24; Луқа 11:15; Юһ. 8:48. ◘ 3:23 Мат. 12:25. ◼ 3:27 «Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду. ◘ 3:27 Мат. 12:29; Кол. 2:15. ◼ 3:28 «улар қилған күпүрлүклириниң һәммиси...» — грек тилида «улар күпүрлүк билән қилған күпүрлүклириниң һәммиси» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу ибарә уларниң күпүрлүклири бәлким интайин еғир болуши мүмкин дегәнни билдүриду. ◘ 3:28 1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Луқа 12:10; 1Юһ. 5:16. ◼ 3:29 «Муқәддәс Роһқа қарши күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ◘ 3:29 1Юһ. 5:16. ◘ 3:31 Мат. 12:46; Луқа 8:19. ◼ 3:32 «Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «вә сиңиллириңиз» дәп қошуп оқулиду. Һеч болмиғанда грек тилида «ака-иниләр» дегән сөз бир қериндаш «ача-сиңиллар»ни өз ичигә алатти. ◘ 3:35 Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16,17.