3
1 — Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән, у Мениң алдимда йол тәйярлайду; силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду; мана, У келиватиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
2 — Бирақ Униң кәлгән күнидә ким чидиялисун? У көрүнгәндә ким туралисун? Чүнки У тавлиғучиниң оти, кирчиниң ақартқуч шолтисидәк болиду;
3 У күмүчни тавлиғучи һәм ериғдиғучидәк тавлап олтириду; Лавийниң балилирини саплаштуриду, уларни алтун-күмүчни тавлиғандәк тавлайду; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға һәққанийлиқта қилинған қурбанлиқ-һәдийәни суниду.
4 Андин Йәһуда һәм Йерусалимниң қурбанлиқ-һәдийилири Пәрвәрдигарға кона заманлардикидәк, илгәрки вақитлардикидәк шерин болиду.
5 Мән һесап елишқа силәргә йеқин келимән; Мән сеһиргәрләргә, зинахорларға, ялған қәсәм ичкүчиләргә, мәдикарларниң һәққини тутувелип бозәк қилғучиларға, тул хотунлар һәм житим-йесирларни харлиғучиларға, ят адәмләрни өз һәққидин айривәткүчиләргә, шуниңдәк Мәндин һеч қорқмиғанларға тездин әйиплигүчи гувачи болимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
6 Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән; шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр.
7 — Ата-бовилириңларниң күнлиридин тартип силәр бәлгүлимилиримдин чәтнәп, уларни һеч тутмиғансиләр. Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән йениңларға қайтимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Биз қандақму қайтип келимиз?» — дәйсиләр.
8 Адәм Худаниңкини булиса боламду? — Бирақ Маңа Мениңкини булап кәлдиңлар. Силәр йәнә: «Биз қандақсигә Саңа булаңчилиқ қиливатимиз» — дәйсиләр. Силәр «ондин бир» үлүш өшрилириңларни һәм «көтәрмә һәдийәләр»ни сунғиниңларда шундақ қилисиләр!
9 Силәр еғир бир ләнәткә қалдиңлар, чүнки Маңа булаңчилиқ қиливатисиләр — силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр!
10 Әнди өйүмдә ашлиқ болуш үчүн пүткүл «ондин бир» үлүш өшрини амбарға елип келиңлар вә шундақла Мени синап беқиңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Мән асманниң деризилирини чоң ечип силәргә патқузалмиғидәк бир бәрикәтни төкүп беридиғанлиғимни көрүп бақмамсиләр?
11 Шундақ болғандила Мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән, у топриқиңлардики мевиләрни вәйран қилмаймән; силәрниң бағ-етизлириңлардики тал үзүмләр вақитсиз төкүлүп кәтмәйду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
12 — Шуниң билән барлиқ әлләр силәрни бәхитлик дәп атайду, чүнки йериңлар адәмни һозурландуридиған бир зимин болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Халайиқ йәнә қаршилиқ көрситиду
13 — Силәрниң сөзлириңлар Маңа қаттиқ тәгди, дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр йәнә: «Биз сән билән қаршилишидиған немә сөз қилдуқ?» — дәйсиләр.
14 — Силәр: «Худаниң хизмитидә болуш беһудиликтур» һәм: «Униң тапшуруғини чиң тутушимиз вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар алдида матәм тутқан кишиләрдәк жүрүшимизниң немә пайдиси?» — дәйсиләр,
15 һәм шуниңдәк: «Тәкәббурларни бәхитлик дәп атаймиз; рәзиллик қилғучилар ронақ тапиду; улар бәрһәқ Худани синайду, бирақ қутулуп кетиду» — дәйсиләр.
16 Пәрвәрдигардин әйминидиғанлар буни аңлап пат-пат бир-бири билән муңдашти; Пәрвәрдигар уни нәзиригә алди, сөзлирини аңлиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди.
17 — Бу кишиләр болса Өзүмниң алаһидә гөһәримни жиққан күнидә Мениңки болиду — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — вә Мән худди адәм өз хизмитидә болған оғлиға ичини ағритқандәк уларға ичимни ағритимән.
18 Силәр қайтип келисиләр вә һәққанийлар билән рәзилләрни, Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанларни пәриқ етәләйсиләр.