9
Әйсаниң паләч кесәлни кәчүрүм қилиши вә сақайтиши
Мар. 2:1-12; Луқа 5:17-26
1 Шуниң билән у кемигә чүшүп деңиздин өтүп, өзи турған шәһәргә қайтип кәлди.
2 Вә мана, кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни униң алдиға елип кәлди. Әйса уларниң ишәшини көрүп һелиқи паләчкә:
— Оғлум, жүрәклик бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
3 Андин мана, Тәврат устазлиридин бәзилири көңлидә: «Бу адәм күпүрлүк қиливатиду!» дәп ойлиди.
4 Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән Әйса уларға:
— Немә үчүн көңлүңларда рәзил ойларда болисиләр?
5 «Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? — деди вә йәнә уларға: —
6 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — у паләч кесәлгә: —
Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт, — деди.
7 Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти.
8 Буни көргән топ-топ адәмләр қорқушуп, инсанларға бундақ һоқуқни бәргән Худани улуқлашти.
Әйсаниң Маттани мухлислиққа чақириши
Мар. 2:13-17; Луқа 5:27-32
9 Әйса у йәрдин чиқип алдиға кетиветип, баҗ жиғидиған орунда олтарған, Матта исимлиқ бир баҗгирни көрди. У униңға:
— Маңа әгәшкин! — деди.
Вә Матта орнидин туруп, униңға әгәшти.
10 Вә шундақ болдики, Әйса Маттаниң өйидә меһман болуп дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарларму кирип, Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди.
11 Буни көргән Пәрисийләр униң мухлислириға:
— Устазиңлар немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — деди.
12 Бу гәпни аңлиған Әйса:
— Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур.
13 Силәр берип муқәддәс язмилардики: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар; чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, деди.
Йеңи конидин үстүндур
Мар. 2:18-22; Луқа 5:33-39
14 Шу вақитларда, Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири Әйсаниң йениға келип униңға:
— Немишкә биз вә Пәрисийләр пат-пат роза тутимиз, лекин сизниң мухлислириңиз тутмайду? — дәп сорашти.
15 Әйса җававән:
— Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтуған чағда, той меһманлири һаза тутуп олтарса қандақ болиду!? Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
16 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ киришип, кийимни тартип житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
17 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң ечиши билән тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн кишиләр йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду; шундақ қилғанда, һәр иккилиси сақлинип қалиду.
Әйса бир қизни тирилдүриду, бир аялни сақайтиду
Мар. 5:21-43; Луқа 8:40-56
18 У Йәһяниң мухлислириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мана бир һөкүмдар келип, униң алдиға баш уруп:
— Мениң қизим һазирла өлүп кәтти; амма сиз берип униңға қолиңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, деди.
19 Әйса орнидин туруп, мухлислири билән биллә униң кәйнидин маңди.
20 Вә мана, йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силиди.
21 Чүнки у ичидә «Униң тонини силисамла, чоқум сақийип кетимән» дәп ойлиған еди.
22 Амма Әйса кәйнигә бурулуп, уни көрүп:
— Қизим, жүрәклик бол, ишәшиң сени сақайтти! деди. Шуниң билән у аял шу сааттә сақайди.
23 Әнди Әйса һелиқи һөкүмдарниң өйигә киргәндә, нәй челиватқан вә һаза тутуп вайсаватқан кишиләр топини көрүп,
24 уларға:
— Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, бәлки ухлаватиду, деди.
Шуни аңлап көпчилик уни мәсқирә қилди.
25 Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, у қизниң йениға кирип, униң қолини тутивиди, қиз орнидин турди.
26 Бу тоғрисидики хәвәр пүтүн жутта пур кәтти.
Кор вә гача кишиләрниң сақайтилиши
27 Әйса у йәрдин чиққанда, икки қариғу униң кәйнидин келип:
— И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп нида қилишти.
28 У өйгә киргәндин кейин, шу икки қариғу униң алдиға кәлди. Әйса улардин:
— Силәр мениң бу ишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди.
— И Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
29 У қолини уларниң көзлиригә тәккүзүп туруп:
— Ишәшиңлар бойичә болсун! девиди,
30 Уларниң көзлири ечилди. Әйса уларға:
Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! дәп қаттиқ тапилиди.
31 Лекин улар у йәрдин чиқипла, униң нам-шөһритини пүткүл жутқа йейивәтти.
32 Улар чиқип кетиватқанда, кишиләр җин чаплашқан бир гачини униң алдиға елип кәлди.
33 Униңға чаплашқан җинниң һайдилиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ интайин һәйрануһәс болуп:
— Бундақ иш Исраилда зади көрүлүп бақмиған, — дейишти.
34 Лекин Пәрисийләр:
— У җинларни җинларниң әмригә тайинип қоғлайдикән, дейишти.
Әйсаниң хәлиққә ичини ағритишлири
35 Вә Әйса барлиқ шәһәр вә йеза-қишлақларни кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, әрш падишалиғидики хуш хәвәрни җакалиди вә һәр хил кесәлләрни вә һәр хил мәйип-аҗизларни сақайтти.
36 Лекин у топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар харлинип падичисиз қой падилиридәк панаһсиз еди.
37 Шуниң билән у мухлислириға:
— Һосул дәрвәқә көп екән, бирақ һосул елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән.
38 Шуңа һосулниң Егисидин, Өз һосулиңни жиғивелишқа ишләмчиләрни җиддий әвәткәйсән, дәп тиләңлар, — деди.