17
Һарунниң һасисиниң чечәклиши
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 «Сән Исраилларға сөз қилип, улардин ата җәмәти бойичә, һәр қәбилиниң әмридин бирдин он икки һаса алғин; сән уларниң һәр бириниң исмини өзиниң һасисиға йезип қойғин.
3 Лавий қәбилисиниң һасисиға Һарунниң исмини язғин, чүнки һәр бир ата җәмәт қәбилә башлиғи үчүн бир һаса вәкил болиду.
4 Сән бу һасиларни җамаәт чедиридики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң алдиға, йәни Мән сениң билән көрүшидиған йәргә қойғин.
5 Вә шундақ болидуки, Мән таллиған кишиниң болса, униң һасиси бих сүриду; шундақ қилип Исраилларниң силәргә ғудурашқан гәплирини тохтитип Маңа аңланмайдиған қиливетимән».
6 Шуниң билән Муса Исраилларға шундақ сөз қилди; уларниң һәммә әмирлири униңға бирдин һасини, җәмий болуп он икки һасини бәрди; һәр бир ата җәмәткә бир һаса вәкил болди, Һарунниң һасисиму шуларниң ичидә еди.
7 Муса һасиларни һөкүм-гувалиқ чедириға әкирип Пәрвәрдигарниң һозуриға қойди.
8 Вә шундақ болдики, Муса әтиси һөкүм-гувалиқ чедириға киривиди, мана, Лавий җәмәтигә вәкил болған Һарунниң һасиси бих сүрүп, ғунчилап, чечәкләп, бадам чүшкән еди.
9 Муса һасиларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң алдидин елип чиқип, Исраил хәлқигә көрсәтти; улар көргәндин кейин һәр ким өз һасилирини елип кетишти.
10 Пәрвәрдигар Мусаға: — Шу асийлиқ қилғучи балиларға бир агаһ бәлгүси болсун дәп Һарунниң һасисини һөкүм-гуваниң алдиға әкирип қойғин. Шундақ қилсаң сән уларниң ғудурашқан гәплирини тохтитип, Маңа аңланмайдиған қилисән; уларму шуниң билән өлүп кәтмәйду, — деди.
11 Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар өзигә қандақ буйруған болса у шундақ қилди.
12 Исраиллар Мусаға сөз қилип: —
Биз нәпәстин қалай дәватимиз, биз түгәштуқ, биз һәммимиз түгәштуқ!
13 Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға йеқинлашқанлар өлмәй қалмайду, шундақ екән, биз һәммимиз мутләқ нәпәстин қелишимиз керәкму? — дейишти.