21
Ⱪананийларниң мәғлуп қилиниши
1 Җәнупта турушлуқ Арад мәмликитиниң Ⱪананийлардин болған падишаси Исраилларниң Атарим йоли билән келиватқанлиғини аңлап, чиқип улар билән соқушуп, нәччәйләнни тутқун қилип кәтти.
2 Андин Исраиллар Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: «Әгәр бу хәлиқни бизниң қолимизға пүтүнләй тапшуридиған болсаң, уларниң шәһәрлирини вәйран қилип ташлаймиз» — деди.
3 Пәрвәрдигар Исраилларниң пәрядини аңлап, Қанаанлийларни уларниң қолиға тапшурди, шуниң билән улар Ⱪананийларни уларниң шәһәрлири билән қошуп вәйран қилди; шу сәвәптин улар шу йәрни «Хормаһ» дәп атиди.
Зәһәрлик иланлар билән мис илан
4 Улар Һор теғидин йолға чиқип, Едом зиминини айлинип өтүш үчүн, Қизил деңиз бойидики йолни бойлап маңди; хәлиқ мошу йол сәвәвидин көңлидә толиму тақәтсиз болуп,
5 Худаға вә Мусаға қарши чиқип: — Силәр немә үчүн бизни чөл-җәзиридә өлсун дәп Мисир зиминидин башлап чиққансиләр? Бу йәрдә я ашлиқ, я су йоқ, көңлимиз бу әрзимәс нанлардин бизар болди, дейишти.
6 Шу сәвәптин Пәрвәрдигар уларниң арисиға зәһәрлик иланларни әвәтти; иланлар уларни чақти, шу сәвәптин Исраиллардин нурғун адәм өлүп кәтти.
7 Хәлиқ Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз ағзимизни бузуп, Пәрвәрдигарға һәм саңа һуҗум қилип, яман гәп қилип гуна қилдуқ; Пәрвәрдигарға тилавәт қилсаң, у бу иланларни аримиздин елип кәткәй, — девиди, Муса хәлиқ үчүн дуа қилди.
8 Пәрвәрдигар Мусаға: —
Сән бир зәһәрлик иланниң шәклини ясап хадиға есип қойғин; илан чеқивалған һәр бири униңға қарисила қайта һаятқа еришиду, — деди.
9 Муса мистин бир илан яситип хадиға есип қойди; вә шундақ болдики, илан биркимни чеқивалған болса, у бу мис иланға қарисила, улар һаят қалди.
Оботтин Писгаһғичә меңиш
10 Исраиллар йәнә йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
11 Йәнә Оботтин йолға чиқип, Моаб зимининиң удулида күн чиқиш тәрәптики Ийә-Ибаримға келип чедир тикти.
12 Улар йәнә у йәрдин йолға чиқип Зәрәд җилғисида чедир тикти.
13 Йәнә у йәрдин меңип Аморийларниң зимининиң четидин чиқип чөл-баявандин өтүп, еқип турған Арнон дәриясиниң у қетида чедир тикти (чүнки Арнон дәрияси Моабийларниң чегариси болуп, Моабийлар билән Аморийларниң оттурисида еди.
14-15 Шуңа «Пәрвәрдигарниң җәңнамиси» дегән китапта: —
«Суфаһдики Ваһәб вә дәрия-вадилири,
Арнон дәрияси вә җилғилириниң янбағирлири,
Арниң туралғусиғичә йетип,
Моабниң чегарисиға чүшиду» дәп пүтүлгән еди).
16 Исраиллар йәнә у йәрдин меңип Бәәргә кәлди; «Бәәр» қудуқ дегән мәнидә болуп, илгири Пәрвәрдигар Мусаға: «Сән хәлиқни жиғ, Мән уларға ичидиған су берәй» дегәндә шу қудуқни көздә тутқан.
17 Шу чағда Исраиллар муну нахшини ейтишқан: —
«Аһ қудуқ, чиқсун сүйүң булдуқлап,
Нахша ейтиңлар, қудуққа беғишлап:
18 Бу қудуқни әмирләр,
Хәлиқниң каттилири қазған,
Қанун чиқарғучиниң сөзи билән,
Һасилири билән қазған».
Исраиллар чөл-баявандин йәнә Маттанаһқа,
19 Маттанаһтин Наһалийәлгә, Наһалийәлдин Бамотқа,
20 Бамоттин Моаб даласидики җилғиға, йәнә чөл-баяван тәрәпкә қарап турған Писгаһ теғиниң чоққисиға йетип барди.
Аморийларниң падишаси билән Башан падишасини йәңгәнлиги
21 Исраиллар Аморийларниң падишаси Сиһонниң алдиға әлчиләрни әвәтип:
22 — Бизниң өз зиминлиридин өтүвелишимизгә иҗазәт бәргәйла; биз силиниң етизлиқлириға вә үзүмзарлиқлириға кирмәймиз, қудуқлиридин суму ичмәймиз; тәвәлиридин өтүп кәткичә «Хан йоли»дин чиқмаймиз, — деди.
23 Сиһон Исраилларни өз чегарисидин өткили қоймайла қалмастин, әксичә у Исраиллар билән соқушимән дәп, өзиниң барлиқ хәлқини жиғип чөлгә қарап атланди. У Яһазға келип Исраилға һуҗум қилди.
24 Исраиллар уни қилич билән чепип өлтүрүп, униң жутини Арнон дәриясидин Яббок дәриясиғичә, йәни Аммонийларниң чегарисиғичә егилиди; Аммонийларниң чегариси болса бәк мустәһкәм еди.
25 Исраиллар бу йәрдики һәммә шәһәрни егилиди һәм Аморийларниң шәһәрлиригә, йәни Һәшбонға вә униңға тәвә барлиқ йеза-қишлақларғиму кирип орунлашти.
26 Чүнки Һәшбон әслидә Аморийларниң падишаси Сиһонниң мәркизий шәһири еди; Сиһон әслидә Моабниң илгәрки падишаси билән соқушқан, униң Арнон дәриясиғичә болған һәммә зиминини тартивалған еди.
27 Шу сәвәптин шаирлар: —
«Һәшбонға келиңлар!
Мана Сиһонниң шәһири яңливаштин қурулсун,
Сиһонниң шәһири мәһкәм қилинсун.
28 Чүнки Һәшбонниң өзидин чиқти бир от,
Сиһонниң шәһиридин бир ялқун ялқунлап,
Жутувәтти Моабтики Ар шәһирини,
Арнондики егиз җайларниң әмирлирини.
29 Вай саңа әй Моаб!
Һәй Кемошниң үммити, түгәштиңлар!
Чүнки Кемош өз оғуллирини қачқунға айландурди,
Қизлирини әсирликкә берип, Аморийларниң падишаси Сиһонға тутуп бәрди!
30 Биз уларни жиқитивәттуқ,
Һәшбон таки Дибонғичә һалак болди;
Биз һәтта Нофаһқичә (Нофаһтин Мәдәбаға йетиду) уларниң жутини вәйран қиливәттуқ!» — дәп шеир йезишқан еди.
31 Шуниң билән Исраиллар әнә шу тәриқидә Аморийларниң жутиға орунлашти.
32 Муса Яазәрни чарлап келишкә чарлиғучиларни әвәтти; андин Исраиллар Яазәрниң йеза-қишлақлирини ишғал қилип, у йәрләрдики Аморийларни йеридин қоғливәтти.
33 Шуниңдин кейин Исраиллар бурулуп, Башанниң йолини бойлап маңди; Башанниң падишаси Ог вә униң барлиқ хәлқи чиқип Әдрәйдә Исраиллар билән җәң қилишқа сәп түзди.
34 Пәрвәрдигар Мусаға: — Қорқма, Мән уни, униң барлиқ хәлқи һәм зиминини қолуңға тапшуримән; сән уни илгири Һәшбонда турушлуқ Аморийларниң падишаси Сиһонни қилғандәк қилисән, — деди.
35 Шуниң билән улар Ог билән униң оғуллирини һәм барлиқ хәлқиниң бирини қоймай қирип ташлиди вә униң зиминини егилиди.