35
Лавийларниң шәһәрлири
1 Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға мундақ әмир қил, улар мирас қилип еришкән зиминдики бәзи шәһәрләрни Лавийларниң олтиришиға бәрсун; у шәһәрләрниң өп-чөрисидики яйлақларниму Лавийларға бәрсун.
3 Шундақ қилип уларниң туридиған шәһәрлири болиду вә шу шәһәрләргә тәвә яйлақларға уларниң чарпайлири, башқа мал-мүлүклири һәмдә барлиқ һайванлири орунлаштурулиду.
4 Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләрдики яйлақлар сепилидин башлап һесаплиғанда миң гәз болсун.
5 Силәр йәнә шәһәр сиртидин күн чиқиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, җәнуп тәрәпкә қарап икки миң гәз, күн петиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, шимал тәрәпкә қарап икки миң гәз өлчәңлар, шәһәр оттурида болсун; шәһәрләр әтрапидики мошу йәрләр улар үчүн яйлақлар болсун.
6 Силәр Лавийларға бәргән шәһәрләр ичидә алтә шәһәр «панаһлиқ шәһири» болсун; силәр шуларни адәм өлтүрүп қойған кишиләрниң шу шәһәрләргә қечип беривелишиға бикитиңлар; булардин башқа уларға йәнә қириқ икки шәһәр бериңлар.
7 Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз болуп, шу шәһәрләр билән уларға тәвә яйлақлар уларға берилсун.
8 Силәр уларға беридиған шу шәһәрләр Исраиллар мирас қилған тәвәликләрдин болсун; адими көпрәк болғанлардин көпрәк, адими азрақ болғанлардин азрақ елиңлар; һәр бир қәбилә өзигә тәқсим қилинған мирасқа асасән шәһәрләрдин бәзилирини елип Лавийларға тәқсим қилип бәрсун.
Панаһлиқ шәһирлири •••• «Қан» 19:1-13; «Йәшуа» 20:1-9ни көрүң
9 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға киргиниңларда,
11 тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойғанларниң панаһлиниши үчүн қечип беривелишиға бир нәччә шәһәр таллап бекитиңлар.
12 Шундақ қилғанда бу шәһәрләр адәм өлтүргүчи таки җамаәт алдида сораққа тартилғичә, қисаскарниң өлтүрүп қоюшидин панаһлинидиған шәһәрләр болиду.
13 Силәр бекиткән бу шәһәрләр силәргә панаһлинидиған алтә шәһәр болиду.
14 Панаһлиқ шәһири үчүн Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидә үч шәһәр, Қанаан зиминидиму үч шәһәрни айрип қоюңлар.
15 Бу алтә шәһәр Исраиллар, ят әлдикиләр вә уларниң арисида арилишип олтарған мусапирлар үчүн панаһлиқ шәһәрлири болсун; тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған һәр бир киши шу йәрләргә қечишқа болиду.
16 — Әгәр бирәв төмүр әсвап билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17 Әгәр бирәв қол көтирип адәм өлтүргидәк таш билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
18 Әгәр бирәв адәм өлтүргидәк калтәк билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
19 Қан қисас алғучи киши шу қатилни өлтүрсун; у қатилни учратқан йеридә өлтүрсун.
20 Әгәр бирәв өчмәнлик билән бирисини иштирип жиқитиветип яки мөкүп туруп бирәр нәрсә етип өлтүрүп қойған болса,
21 яки өчәкишип мушт билән уруп өлтүрүп қойған болса, адәм урғучи җәзмән өлтүрүлүши керәк, чүнки у қатил болиду; қан қисас алғучи киши қатилни учриған йәрдә өлтүрүвәтсун.
22 Лекин у адәмниң өчи йоқ, тәсадипий иштириветиш яки мәхсәтсизла бирәр нәрсә етип,
23 яки адәм өлтүргидәк һәр қандақ бир ташни адәмни көрмәй етип селип, адәм өлтүрүп қойған болса, униң әслидә униңға һеч қандақ өчи болмиса, униңға зиянкәшлик қилиш нийитиму болмиса;
24 бундақ әһвалда, җамаәт шу қанун-һөкүмләргә асасән адәм өлтүргүчи билән қан қисас алғучи оттурисида кесим қилсун.
25 Җамаәт тәсадипий адәм өлтүрүп қойғучини қан қисас алғучи кишиниң қолидин җәзмән қутқузувалсун; улар уни қечип беривалған панаһлиқ шәһиригә аман-есән қайтуруп бәрсун; андин муқәддәс май билән мәсиһләнгән баш каһин өлүп кәткичә у шу шәһәрдә турсун.
26 Лекин тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әгәр қечип беривалған панаһлиқ шәһириниң тәвәсидин чиқип кәткән болса,
27 шундақла қан қисас алғучи киши уни панаһлиқ шәһириниң пасиллириниң сиртида учритип қелип өлтүрүвәткән болса, ундақта қан қисас алғучи қан төкүш гунайини тартмайду;
28 чүнки тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әслидә баш каһин өлүп кәткичә панаһлиқ шәһиридә туруши керәк еди; баш каһин өлүп кәткәндин кейин өз тәвәлиги болған зиминға қайтип барса болиду.
29 — Булар силәр турушлуқ һәммә йәрдә әвлатму-әвлат қанун-бәлгүлимиләр болсун.
30 Башқа бирисини өлтүргән қатилни болса, бир нәччә гувачиниң гувалиғидин кейин андин өлтүрүшкә болиду; лекин пәқәт бирла гувачиниң гувалиғи болса, у уни өлтүрүшниң сәвәви болмайду.
31 Өлүмгә лайиқ гуна өткүзгәнләргә, йәни қәстән адәм өлтүргәнләр үчүн силәр һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар; ундақ киши җәзмән өлтүрүлүши керәк.
32 Шуниңдәк панаһлиқ шәһәргә қечип беривалған киши үчүн баш каһин өлүп кетиштин илгири өз йеригә қайтип келивелишиға һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар.
33 Шундақ қилсаңлар, өзүңлар турған зиминни булғиған болмайсиләр, чүнки қан зиминни булғайду; зиминда төкүлгән қанға дәл шу қанни төккән кишиниң өз қенидин башқа һеч қандақ кафарәт кәлтүрүшкә болмайду.
34 Өзүңлар олтарған зиминни, йәни Мән Өзүм макан қилған зиминни булғимаңлар; чүнки Мән Пәрвәрдигар Исраиллар арисида макан тутқучидурмән.